дөләтлик айаллар а валибол командиси чимпейон болди

омумий мусабиқида түркийә биринчи, русийә иккинчи, әзәрбәйҗан үчинчи вә италийә төтинчи болди.

1037866
дөләтлик айаллар а валибол командиси чимпейон болди
a milli kadin voleybol takimi1.jpg

түркийә авази радийоси: дөләтлик айаллар а валибол командиси «2018 FIVB» дунйа җемпейонлуқини талишиш мусабиқисиниң тәййарлиқ мусабиқилири даирисидә аткүзүлгән «Gloria Cup» тики 3вә ахириқи мусабиқидә италийә командисини 1 гә қарши 3 нәтиҗә билән йеңип чимпейон болди.

италийә командиси дәсләптә йахши ойниған болүп, тунҗи техникилиқ дәм елишни 6 гә қарши 8 нәтиҗә билән, иккинчи дәм елишни 14 кә қарши 16 нәтиҗә билән ахирилаштурған шундақла дәсләпки басқучни 23  кә қарши 25 нәтиҗә билән утқан иди. 

иккинчи басқучта түркийәниң ай йолтуз командиси сүрити тез вә үнүмлүк ойун башлап, тунҗи дәм елишни 6 гә қарши 8 нәтиҗә билән вә иккинчи дәм елишни 13 кә қарши 16 нәтиҗә билән тамамлиди. нәтиҗидә түркийә командиси 22 гә қарши 25 нәтиҗә билән утуқни қайтуруп алди.

үчинчи басқучлуқ мусабиқидиму дөләтлик командимиз наһайити йахши ойниди. биринчи техникилиқ дәм елишни 6 гә қаши 8 нәтиҗә билән вә иккинчи дәм елишни 8 гә қарши 16 нәтиҗә билән тамамлиди. нәтиҗидә дөләтлик командимиз үчинчи басқучлуқ мусабиқида 18 гә қарши 25 нәтиҗә билән йәнә утуп чиқти.

төтинчи басқучлуқ мусабиқида тунҗи техникилиқ дәм елишни 4 кә қарши 8 нәтиҗә билән вә иккинчи дәм елишни 13 кә қарши 16 нәтиҗә билән алдинқи қатарда тамамлиди.

шуниң билән түркийә командимиз 4басқучлуқ мусабиқида 21 гә қарши 25 нәтиҗә билән утуқни қолға кәлтүрди.

«2018 FIVB» дунйа җемпейонлуқини талишиш мусабиқисиниң тәййарлиқ мусабиқилири даирисидики 3 қетимлиқ мусабиқиниң һәммидә ғалип кәлгән дөләтлик айаллар а командимиз мусабиқиниң биринчиси болди.

омумий мусабиқида түркийә биринчи, русийә иккинчи, әзәрбәйҗан үчинчи вә италийә төтинчи болди.

мусабиқиниң әң қиммәтлик тәнтәрбийәчиси мукапати дөләтлик ай йултурзлуқ командимиздин әда әрдәм дундарға тәқдим қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر