йавропа командилири 5-қетим йерим һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди

дунйа лоңқиси тарихида, 1934-, 1966-, 1982- вә 2006-йилдин кейин, 5-қетим йерим һәл қилғучқа қатнишидиған командиларниң һәммиси йавропа командилири болди.

1008664
йавропа командилири 5-қетим йерим һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири:русийә саһибханлиқ қилған 2018-йиллиқ дунйа лоңқисиниң чарәк һәл қилғуч мусабиқилири йавропа чемпийонлуқини талишиш мусабиқисиға охшап қалди.

фирансийә командиси уругвай командисини 0 гә қарши 2 нәтиҗә билән йиңип, йерим һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитигә еришти. фирансийә дунйа лоңқиси тарихида 6-қетим йерим һәл қилғучқа қатнашқан команда болуп қалди.

дунйа лоңқиси тарихида, германийә 13 қетим, биразилийә 11 қетим, италийә сәккиз қетим йерим һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүргән командилар болуп һесаблиниду.

белгийә командиси дунйа лоңқисиниң йултуз командилиридин биразилийәни 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән йиңип, йерим һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди. буниң билән, мәзкур команда 1986-йилдин кейин тунҗи қетим йерим һәл һәл қилғучқа қатнашқан командилар қатаридин орун алди.

әнглийә узун йиллардин буйан давамлишип кәлгән йерим һәл қилғучқа қатнишалмаслиқ һәсритигә хатимә бәрди. әнглийә командиси 0 гә қарши 2 нәтиҗә билән шиветсийә командисини йәңди вә 1966- вә 1990-йилдин кейин 3-қетим йерим һәл қилғучқа қатнишиш салаһийитигә еришти.

киродийә командиси 5-қетим  қатнашқан дунйа лоңқиси тарихида 2-қетим йерим һәл қилғучқа қатнишишқа мувәппәқ болди.

киродийә-русийә мусабиқисидә, мусабиқә 1-1 ахирлашти, вақит қошуп берилгән қисмида нәтиҗә 2-2 болди. саһибхан команда русийә 11 қәдәм топида 4 кә қарши 3 нәтиҗә билән уттуруп қойди.

бу нәтиҗиләр бойичә русийәдә өткүзүлгән 21-нөвәтлик дунйа лоңқисида, 1934-, 1966-, 1982- вә 2006-йиллиридин кейин, 5-қетим йерим һәл қилғучқа қатнишидиған командиларниң һәммиси йавропа командилири болди вә бу бәш қетимлиқ дунйа лоңқисиниң һәммисигә йавропа дөләтлириниң саһибханлиқ қилишиму алаһидә диққәткә сазавәр болди.

алдинқи 20 қетимлиқ дунйа лоңқисида йавропа 11 қетим, җәнубий америка 9 қетим чемпийонлуқни қолға кәлтүргән болуп, буниң билән, чемпийонлуқ санини 12 гә чиқиришни капаләт астиға алған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر