2018 дунйа лоңқисиниң йерим һәл қилғуч мусабиқиси башлиниш алдида

2018 дунйа путбол лоңқисини талишиш мусабиқисиниң йерим һәл қилғуч мусабиқилири 10-ийулда башлиниду.

1008078
2018 дунйа лоңқисиниң йерим һәл қилғуч мусабиқиси башлиниш алдида

түркийә авази радийоси хәвири: 2018 дунйа путбол лоңқисини талишиш мусабиқисиниң ахирқи икки чарәк һәл қилғуч мусабиқилиридә, әнглийә билән киродийә гуруппа мусабиқисидә утуп чиқти.

русийәниң саһибханлиқида өткүзүлүватқан дунйа лоңқиси путбол мусабиқилиридә, дәсләпки чарәк һәл қилғуч мусабиқисидә, шиветсийә командисиға 2 топ киргүзгән әнглийә командиси йерим һәл қилғуч мусабиқисигә қатнишиш пурситигә еришти.

русийә-киродийә мусабиқисидә, киродийә дөләт путбол командиси саһибхан команда русийәни 3кә қарши 4 нәтиҗә билән йеңип, йерим һәл қилғуч мусабиқигә қатнишишқа муйәссәр болди.

шундақ қилип киродийә дөләтлик путбол командиси әнглийә билән охшаш нәтиҗигә еришти.

әнглийә билән киродийә 11-ийул чаршәнбә күни пайтәхт москвадики лузиники путбол мәйданида мусабиқигә чүшиду.

бу қетимқи дунйа путбол лоңқиси мусабиқисидики йәнә бир йерим һәл қилғуч мусабиқидә, фирансийә билән белгийә 10-ийул сәйшәнбә күни саинт петерсбург шәһиридики путбол мәйданида мусабиқилишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر