хитайда түркийә дөләтлик айаллар валибол командиси зор утуққа еришти

түркийә дөләтлик айаллар валибол командиси һәл қилғуч мусабиқиға қатнишишни қолға кәлтүрди.

1003051
хитайда түркийә дөләтлик айаллар валибол командиси зор утуққа еришти

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләтлик айаллар валибол командиси, хәлқара валибол федедратсийәси «FIVB» бирликиниң 6- йерим һәл қилғуч мусабиқилирида беразилийәни 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән йеңип, һәл қилғуч мусабиқиға қатнишиш сәвийәсигә йүксәлди.

хитайниң нәнҗиң шәһиридә өткүзүливатқан мусабиқиларниң йерим һәл қилғуч қисмида б гурупписидики мусабиқиларни иккинчилик билән тамамлиған түркийә дөләтлик айаллар валибол командиси, а гурупписини биринчи болуп тамамлиған биразилә командиси билән риқабәткә чүшти.

мусабиқида 2 мәйданни 23 кә қарши 25 нәтиҗә билән тамамлиған түркийә дөләтлик айаллар командиси, баштин ахир үстүнлүкни қолдин бәрмәй, 3мәйданда 22 гә қарши 25 нәтиҗә билән утуққа еришип, һәл қилғуч мусабиқиға қатнишиш һоқуқини қолға кәлтүрди.

түркийә айаллар командиси йерим һәл қилғуч мусабиқсиниң йәнә бир тәңпуңлаштуруш мусабиқисини бүгүн өткүзиду.

америка билән хитай оттурисидики мусабиқисида ғәлибә қилған тәрәп билән түркийә командиси әтә саәт 14:00 дә чемпийонлуқ талишиш мусабиқиси өткүзиду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر