түркийә оғуллар валибол командиси зор ғәлибини қолға кәлтүрди

түркийә оғуллар валибол командиси 2018-йиллиқ йавропа валибол федератсийәлири бирләшмисиниң 20 йаштин төвән йавропа валибол чемпийонлуқиниң һәл қилғуч мусабиқисигә қатнишиш һоқуқини қолға кәлтүрди.

961200
түркийә оғуллар валибол командиси зор ғәлибини қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә оғуллар валибол командиси 2018-йиллиқ йавропа валибол федератсийәлири бирләшмисиниң 20 йаштин төвән йавропа валибол чемпийонлуқи иккинчи айланма шаллаш мусабиқилириниң G гурупписидики иккинчи вә ахирқи мәйдан мусабиқидә, саһибхан команда словакийә командисини 2 гә қарши 3 нәтиҗә билән йәңди.

түркийә валибол федератсийәси елан қилған бу һәқтики байанатида, словакийәдә өткүзүлгән мусабиқидә, түркийә командисиниң рәқип командисини 19 ға қарши 25, 25 кә қарши 27, 11 гә қарши 15 номур билән үч мәйдан йиңип؛ 27 гә қарши 25, 25 кә қарши 23 номур билән икки мәйдан уттуруп, 2 гә қарши 3 нәтиҗә билән ғәлибә қилғанлиқи билдүрүлди.

түркийә командиси 14-22-ийул күнлири голландийә вә белгийәниң саһибханлиқида өткүзүлидиған 2018-йиллиқ валибол федератсийәлири бирләшмисиниң 20 йаштин төвән оғуллар йавропа валибол чемпийонлуқиниң һәл қилғуч мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришти.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر