һәл қилиғуч мусабиқә үчүн уйғур командилири муәййәнләшти

дунйа уйғур йашлири хәлқара путбол мусабиқисиниң һәл қилиғуч мусабиқисигә қатнишдиған командилири муәййәнләшти.

97988
һәл қилиғуч мусабиқә үчүн уйғур командилири муәййәнләшти


түркийә, америка, германийә, белгийә, голландийә, норвегийә шиветсийә, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ 9 дөләттин кәлгән уйғур йашлири хәлқара путбул командилири һәл қилғуч мубиқигә қатнишиш салаһийитигә еришиш үчүн җапалиқ тиришти.
қәйсәри вали ниһат җанполат тәнтәрбийә мәйданида 16 – ийонда өткүзүлгән мусабиқидә уйғур командилири кәскин риқабәтләшти.
һәл қилғуч мусабиқигә талланған командилар а гуруппсисидин қазақистан вә қирғизистан, б гурупписидин германийә вә голландийә уйғур путбол командилири болди.
қазақистан, қирғизистан, германийә вә голландийә уйғур путбол командилири бүгүн хәлқара уйғур әркинлик лоңқиси талишиш үчүн риқабәткә чүшиду.
әтә өткүзлидиған алаһидә мукапатлаш мурасими билән хәлқара уйғур әркинлик лоңқиси тәқдим қилиниду.
1 - нөвәтлик дунйа уйғур йашлири хәлқара путбол мусабиқиси 2011 - йили 27 – уйулдин вә 30 – ийулғичә болған арилиқта голландийәдә өткүзүлгән иди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر