деңиз - окйанларни тәкшүрүш ай шарини тәкшүрүшкә қариғанда техиму тәс

көзнәк (45)

2009780
деңиз - окйанларни тәкшүрүш ай шарини тәкшүрүшкә қариғанда техиму тәс

деңиз - окйанларни тәкшүрүш ай шарини тәкшүрүшкә қариғанда техиму тәс

мутәхәссисләрниң қаришичә, деңиз - окйанларни тәкшүрүш ай шарини тәкшүрүштинму қийин икән.

мәркизи америка қошма иштатлиридики водс һоле деңиз - окйан тәтқиқат орни (WHOI) ниң мутәхәссислири деңиз - окйанларға чоңқур чөкүп тәкшүрүш елип беришниң аләм бошлуқидики тәкшүрүш паалийәтлиригә қариғанда «техиму қийин вә чиқиминиң техиму көп» икәнликини оттуриға қойди.

с н н   (CNN) хәвиригә қариғанда, америка авийатсийә вә аләм бошлуқи идариси – насаниң пәхрий деңиз - окйаншунаси доктор ген фелдман: «бизниң қолимиздики ай шари билән марсниң хәритилири өзимизниң пиланетамизниң хәритисидинму йахши»  дегән.

америка дөләтлик деңиз - окйан вә атмосфера башқуруш идариси (NOAA) ниң 2022-йиллиқ санлиқ мәлуматлириға қариғанда, инсанлар нәччә онмиң йилдин буйан деңиз - окйанлар үстидә издинип, тәкшүрүш елип бериватқан болсиму, лекин  улар пәқәт деңиз – окйанларниң чоңқур қатламлириниң тәхминән %20 иниңла хәритисини сизип чиқалиған.

деңиз - окйан тәтқиқат орниниң доклатиға қариғанда, 12 аләм учқучиси һазирғичә ай йүзидә җәмий 300 саәт вақит сәрп қилған. әмма үч киши ғәрбий тинч окйанға җайлашқан, «дунйа бойичә әң чоңқур нуқта» дәп аталған «марийана ойманлиқи» ни тәкшүрүш үчүн тәхминән үч саәт вақит сәрп қилған.

инсанларниң деңиз – окйанларға чоңқур чөкүп, тәкшүрүш елип бериш паалийәтлириниң чәклик болушиниң сәвәби, деңиз - окйанларға чоңқур чөккәнсири ғайәт зор дәриҗидики бесимға йолуқуш икән. шундақла  деңиз – окйанларниң чоңқур қатламлириниң көргили болмайдиған дәриҗидә қараңғу вә қаттиқ соғуқ болуши икән.

деңиз - окйанларниң чоңқур қатламлирида немиләр бар?

деңиз - окйан тәтқиқат орниниң доклатиға қариғанда, «чоңқур окйан» дәп қаралған окйанниң чоңқурлуқи 1000-6 миң метирға йетидикән, чоңқур деңиз –окйанлар болса 11 миң метир чоңқурлуқта икән.

«һадал» дәп атилидиған деңиз - окйан ойманлиқлири қәдимки йунан әпсанилиридики йәр асти илаһи һадесниң исми билән аталған. қуйаш нури чүшмәйдиған һадал районлирида температура тоңлаш дәриҗисигә берип йетидикән.

алимлар тунҗи қетим 1948-йили бу деңиз - окйандики тәхминән 6000 метир чоңқурлуқта һайатлиқ аламәтлириниң барлиқини испатлап чиққан.

алимлар һазирғичә деңиз - окйанлардики  2 милйон 200 миң деңиз җанлиқлиридин пәқәт 240 миң түринила  ениқлап чиқалиди

насаниң деңиз - окйаншунаси доктор ген фелдман мундақ дәйду: «инсанлар чоңқур вә оттураһал чоңқурлуқтики деңиз – окйанларниң пәқәт аз бир қисминила тәкшүрүп чиқалиди, һәмдә деңиз – окйанларниң чоңқур қатламлириниң наһайити аз бир қисминиңла хәритисини сизип чиқалиди.»

инсанларниң бундақ чәклик учурларға еришишиниң сәвәби асаслиқи чиқимниң көп болушидур. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, аваз долқунлуқ орун бекиткүч радари -  сонар сәпләнгән парахотларниң чиқими наһайити еғир болуп, пәқәт йеқилғуниң күндилик чиқимила 40 миң америка доллириға  йетиду.

деңиз-окйанлардики һайатлиқни көзитиш вә тәкшүрүш тәтқиқат орни - Ocean Census  ниң доклатиға қариғанда, алимлар деңиз - окйанларда мәвҗут дәп қариливатқан 2 милйон 200 миң хил җанлиқтин пәқәт 240 миңинила ениқлап чиқалиған.

фелдманниң қаришичә, деңиз - окйанларда қанчилик деңиз җанлиқлириниң йашайдиғанлиқини ениқ билиш мумкин әмәс икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر