сүний әқилни кәлгүсидә контрол қилғили болидиған - болмайдиғанлиқи намәлум

көзнәк (38)

1987626
сүний әқилни кәлгүсидә контрол қилғили болидиған - болмайдиғанлиқи намәлум

сүний әқилни кәлгүсидә контрол қилғили болидиған - болмайдиғанлиқи намәлум

түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири, түркийә җумһурийитиниң пайтәхти әнқәрәдин, түркийә авази радийоси ситудийолиридин һәммиңларға отлуқ салам! «көзнәк» кә хуш кәлдиңлар! «көзнәк» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «сүний әқилни кәлгүсидә контрол қилғили болидиған - болмайдиғанлиқи намәлум» дегән темини диққитиңларға сунимиз. қени ундақта диққитиңлар пирограммимизда болсун.

инсанларниң күндилик һайатиға бир ойун арқилиқ киргән, бәзиләр тәрипидин алгорифлар (һесаблаш усули қаидәләр системилири) арқилиқ контрол қилинидиған сүний әқилниң кәлгүсидә контрол қилинидиған йаки қилинмайдиғанлиқи талаш – тартиш қилинмақта. инсанлар намидин қарар чиқиридиған сүний әқил технологийәлириниң әхлақий қиммәт өлчәмлириниң сиртида биваситә тәһдит шәкилләндүрүп – шәкилләндүрмәйдиғанлиқи намәлум.

инсанлар күндилик һайатта сөһбәт роботлири, аптоматик параңлишиш васитилири вә авазлиқ буйруққа асасән мәшғулат елип баралайдиған дигитал йардәмчиләр арқилиқ әслидә «тар вә аҗиз сүний әқлий иқтидар» ни ишлитиду, халас.

йилларниң өтүшигә әгишип, алгорифималарниң «дәриҗидин ташқири әқил» дәриҗисигә йетиши билән кәлгүсидә сүний әқилниң инсанларни тәқлид қилиштин һалқип кетип – кетәлмәйдиғанлиқи һәққидә бәс - муназирә елип берилмақта.

бәзи мутәхәссисләр, «сүний әқилниң вақитниң өтүшигә әгишип инсанларниң әқил-параситидин һалқип кетиши инсанийәт үчүн зор утуқ» дәп қариса, йәнә бәзилири «бу әслидә балайиапәтниң башлиниши болиду» дәп қаримақта.

тесла ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари елон маскму «сүний әқил инсанийәткә балайиапәт елип келиду» дәп қарап, бу һәқтики паалийәтләрни тохтитишни тәләп қилмақта.

«йәккә мүлүкчилик нәзәрийәси» гә асасланғанда, сүний әқилниң иқтидари һаман бир күни инсанларниң әқил-параситини тәқлид қилиштин һалқип кетидикән. бу нуқтидин елип ейтқанда, «инсанниң әқлий иқтидаридин һалқип кәткән дәриҗидин ташқири мәвҗудийәт» икәнлики илгири сүрүлүватқан сүний әқилниң бу өлчәмгә йетип – йетәлмәйидиғанлиқи пәқәт пәрәзгила асаслинидиған бир нәзәрийә, халас.

бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, сүний әқилниң адәттин ташқири тәрәққийати пәқәт аддий ойдурма нәзәрийә икән. чүнки мутәхәссисләр һәм сүний әқилниңму һәмдә алгорифма вә қошумчә кодлириниңму виҗдан, һес – туйғу қатарлиқ алаһидиликләргә игә инсанлар тәрипидин йезилғанлиқини унтуп қалмаслиқ керәкликини тәкитлимәктә.

истанбул мәдипол университети қанун факултети оқутқучиси пирофессор доктор әһмәд улви түркбағ компйутер техникисиниң һаман бир күни «дәриҗидин ташқири сүний әқил сәвийәсигә йәткәндә дунйани баштин – ахир қайтидин лайиһиләп чиқиш» ни пиланлаш мумкинчиликиниң барлиқини илгири сүрмәктә.

сүний әқил вә кейинки әвладлар

германийәдә сүний әқилниң җәмийәткә көрситидиған тәсири һәққидә тәтқиқат елип бериватқан, һәмдә һамбург университетида дигитал өзгириш саһәсидә дәрс беридиған доктор вилһелм белерт сүний әқил технологийәсиниң җәмийәткә вә кейинки әвладларға мурәккәп һәм көп тәрәплимилик тәсир көрситидиғанлиқини тәкитләп мундақ дәйду: «сүний әқилниң җәмийәткә вә кейинки әвладларға көрситидиған тәсири униң қандақ тәрәққий қилдурулғанлиқи, қандақ қобул қилинғанлиқи вә қандақ шәкилләндүрүлгәнликигә бағлиқ болиду.»

германийәлик пәйласоп винсент с муллер технологийә билән бирликтә тәрәққий қилған сүний әқилниң йашлар вә кичик балиларниң турмушини зор дәриҗидә өзгәрткәнликини байан қилиду.

муллер бу өзгиришниң пәқәт сәлбий тәрәплириниңла әмәс, иҗабий тәрәплириниңму барлиқини тәкитләп мундақ дәйду: «мәсилән, биз сүний әқил арқилиқ ишләпчиқириш үнүмини зор дәриҗидә өстүрәләймиз. мениңчә бу әң муһим иш, бу технологийәни қандақ ишлитиш бизгә бағлиқ. чүнки бу технологийәни қандақ ишлитишни биз инсанлар қарар қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر