сайлам вә террорлуққа қарши күрәш

күнтәртип вә анализ (37)

1985528
сайлам вә террорлуққа қарши күрәш

сайлам вә терорлуққа қарши күрәш

 

сайлам вә терорлуққа қарши күрәш

күнтәртип вә анализ (37)

(җан аҗун)

 «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «сайлам вә терорлуққа қарши күрәш» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

түркийәдики сайлам риқабити ахирлишиш басқучиға кирди. 14-майдики җумһур рәислик вә парламент әзалири сайлими түркийә үчүн интайин муһим, нурғун темиларда иттипақларниң мәйдани охшимайду вә йеңи түркийә тәсәввурлириму пәрқлиқ. бу охшимаслиқлар ичидә террорлуққа қарши күрәш бәлким әң һалқилиқ пәрқләрниң бирси болуши мумкин. әрдоған қайтидин җумһур рәисликкә сайланған тәңлимидә, һазирқи террорлуққа қарши күрәш  әндизисиниң давамлишидиғанлиқини пәрәз қилишқа болиду, әмма кәмал киличдароғлу ғәлибә қилған вәзийәттә, бу нуқтида еғир ениқсизлиқлар вә әндишәләр мәвҗут.

оттура шәрқтики күч талишиш ойунлири һәмишә тоқунуш вә малиманчилиқларниң тәсири астида шәкиллинип келиватқан болғачқа түркийәгә нисбәтәнму охшаш вәзийәттин сөз ечиш мумкин. һәм райондики актийорлар, һәм халқаралиқ күчләр нуқтисидин оттура шәрқтики мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн вакаләтчи унсурларни ишлитиш адәткә айлинип кәлмәктә. бу җәһәттин бир террорлуқ тәшкилати болуш сүпити билән п к к ниң түркийәдә пәйда болуши, андин сүрийә, ирақ вә ирандики тармақ тәшкилатлириниң оттуриға чиқиши түркийә дуч кәлгән күрәшниң маһийитини көрситип бериду.  

террорлуқ тәшкилати п к к бәшшар әсәд һакимийитигә тәвә истихбарат тәшкилати <әл мухабират> тәрипидин тәртипкә селинип, түркийәгә қарши ишлитилип кәлмәктә. нәччә он йилда, миңлиған киши бу террорлуқ сәвәбидин қаза қилди. тәшкилатниң сүрийәдики тармиқи болса, 2011-йили сүрийәдики ички уруштин пайдилинип күчәйди вә  пааллиқини өстүрүшкә башлиди. бу тәшкилат сүрийәдә <й п г> дегән  нам билән қораллиқ қисим қуруп, африн, әйн әл әрәб вә һасәкә районлириниң контироллуқини алқиниға киргүзүвалди вә у йәрдә кантонларни қурүп чиқти. п к к сүрийәдики өзгиришиләрни наһайити чоң пурсәт дәп қариди. һәм қандилдики к җ к тармиқи һәм имралидики абдулла өҗалан вә униң түркийәдики сийаси қуйруқлири  п й д/й п г ни асаслиқ чиқиш нуқтиси дәп қариди. түркийәдики «һәл қилиш басқучи» динму тәтүр пайдилинип барлиқ күчини сүрийәгә йөткиди.

2016-йили 15-ийулда түркийәдә йүз бәргән һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һадисисниң асаслиқ амиллиридин бирсиму сүрийә болди. түркийә узун йиллардин буйан бу мурәккәп районда муқимлиқни сақлап, чоң дөләткә айлиниш үчүн тиришти. болупму йеқинқи йилларда ташлиған қәдәмлири билән хәлқаралиқ актийорға айлинишқа қарап қәдәмму қәдәм илгирилимәктә. террорлуқ тәшкилати болса әзәлдин тартипла түркийәгә қарши, түркийәниң хәлқаралиқ күч болуш нишаниға қарши бир қорал сүпитидә намайан болуп кәлмәктә. бу җәһәһттин фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әмәлгә ашурмақчи болған 15- ийул һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң асаслиқ мәқситигиму «түркийәниң тәтүр көрүнгән вә хәлқаралиқ күчләр һәзим қилалмиған йеңи ташқи сийаситини өзгәртип, сүрийәдә йоқтин барлиққа кәлтүрүлмәкчи болған террорлуқ дөлитигә мудахилә қилишиниң алдини елиш» дәп қараш лазим.

түркийәниң 15-ийулдин кейин җумһур рәис әрдоған дәрһал оттуриға қойған қәтий сийасий ирадә билән бирликтә йеңи бихәтәрлик йолйоруқини иҗра қилиш арқилиқ сүрийәдә чегра һалқиған чоң һәрбий һәрикәт қозғиши, әслидә бу урунушларға қайтурулған әҗәллик җаваб иди. 15-ийул мана бу арқа көрүнүш нуқтисидин бир қайта туғулуш сүпитидә алдимизда турупту. һәм фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң хәвпсизлик бийурократийәсигә сиңип киривалған әзалириниң истратегийәлик органлардин тазилиниши, һәм п к к/й п г террорлуқ тәшкилатлириға қарши қозғитилған актип күрәш, йеңи әсирдики террорлуққа қарши күрәш нуқтисидин түркийәни хәлқаралиқ күчкә айландурүп, сийасәтниңму ениқ бәлгилигүчиси вә үлгиси сүпитидә алдимизда намайан болмақта. түркийәму бу мурәккәп җуғрапийәдә  тик туруш үчүн ойунни қаидиси бойичә ойнимақта.

шуңлашқа түркийәниң п к к/й п г террорлуқиға қарши күриши сийасәттин үстүн, дөләт бихәтәрликигә мунасивәтлик муһим мәсилидур. өктичи партийәләрму мәсилигә мушундақ қариши керәк. лекин, өзлирини алтә тәрәп үстили дәп тәриплигән өктичи партийәләр арисида террорлуққа қарши күрәшкә қарита охшимиған көз қарашларниң болуши кишини әндишәгә салиду. милләт иттипақниң җумһур рәис намзати кәмал қиличдароғлуниң п к к ниң сийасий қуйруқи болған һ д п/й с п  билән һәмкарлишиватқанлиқи, «улар һакимийәт бешиға өткән тәқдирдә террорлуққа қарши күрәш аҗизлап кетиду» дегән қарашни пәйда қилмақта. өктичи партийәләр алди билән бу мәсилидики мәйданини айдиңлаштуруши вә бу әндишәләрни һәл қилидиған һәрикәт усулини өзләштүрүши лазим.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر