сүний идрак пат йеқинда чүшиңизниму хатирилиши мумкин

көзнәк -30

1965762
сүний идрак пат йеқинда чүшиңизниму хатирилиши мумкин

сүний идрак пат йеқинда чүшиңизниму хатирилиши мумкин

 көзнәк -30

түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири, түркийә җумһурийитиниң пайтәхти әнқәрәдин, түркийә авази радийоси ситудийолиридин һәммиңларға отлуқ салам! «көзнәк»кә хуш кәлдиңлар! «көзнәк» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, сүний идракниң пат йеқинда чүшимизниму хатирилиши мумкинлики һәққидә тохтилимиз. қени ундақта диққитиңлар пирограммимизда болсун!

******* ****** ****** *******

мутәхәссисләр һәр қандақ бир чүш ахирлашқанда, %50 ни унтуп қалидиғанлиқимизни вә 10 минут өткәндин кейин 90 пирсәнтиниң әс- хатиримиздин йоқап кетидиғанлиқини билдүрмәктә.  әмма, сүний идракниң чүшлиримизни хатирилиши билән бу әһвал йеқинда  өзгириши мумкин.

сүний идрак әмдиликтә меңиниң тәкшүрүш паалийәтлирини оқуйалайду вә бир кишиниң көргәнлиригә интайин охшайдиған көрүнүшләрни ишләпчиқаралайду. бу техниканиң охшимиған һайван түрлириниң өз муһитини қандақ тонуғанлиқини тәтқиқ қилиш вә паләч кишиләрниң алақә – мунасивәтлиригә йардәм бериш қатарлиқ һәр хил йошурун қоллинишчан пирограммилириму бар.  илгириму нурғун тәҗрибиханилар меңә сиканирлиған көрүнүшләрни қайтидин шәкилләндүрүш үчүн сүний идракни ишләткән иди.

әмма, германийә гурупписи тәрипидин иҗад қилинған вә 2022-йили базарға селинған «Stable Diffusion» намлиқ бир алгоритмини ишлитидиған йеңи тәтқиқат тунҗи болуп барлиққа кәлди.

бу алгоритма текисттин рәсим ишләпчиқиридиған сүний идракқа охшайдиған чоң меңә моделлирини миңлиған рәсимләр билән четишлиқ һалға кәлтүрүш үчүн қошумчә  текист ишлитиду вә көрүнүшләрни барлиққа кәлтүриду.  башқа алгоритимларниң әксичә, «Stable Diffusion» намлиқ алгоритма аз мәшиқни тәләп қилиду  вә бу уни «меңини йешиш» ниң йеңичә  усулиға айландуриду.

осака университетиниң нерва система илми мутәхәссиси йү такаги сүний идрак алгоритимисиниң көрүнүш ишләпчиқириш үчүн меңиниң охшимиған җайлиридин кәлгән меңә паалийәт учурлирини ишлитидиғанлиқини елан қилди.  

бу алгоритма чоң меңиниң актип районлириға қан еқишиниң өзгиришлирини байқийалайдиған функсийәлик магнитлиқ резонанс сүрәткә елиш <FMRI> ниң меңә сиканирлаштурушидин қолға кәлгән санлиқ мәлуматларни изаһлап чиқиду. чоң меңиниң вақитлиқ вә омуртқа арилиқ тәхсиси бирси уни сүрәткә алғанда сүрәткә мунасивәтлик охшимиған мәлуматларни қәйт қилиду.

сүний әқил системиси қатнашқучиларниң меңисини сиканирлашта синақ қилинди, әмма уни башқа кишиләргичә кеңәйтиш үчүн бу системини қайта мәшиқ қилдурушқа еһтийаҗ бар.

тәтқиқатчилар бу техниканиң билиш характерлик нерва илми тәтқиқати үчүн йеңи пурсәтләрни ечип, хийалий чүшәнчиләрни вә чүшләрни сүрәткә айландурушқа ишлитилиши мумкинликини билдүрмәктә.  

мәнбә: т р т хәвәр



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر