соғуқ тегип қелиш вә зукамни тәбиий давалаш усуллири
шипа булиқи (29)

соғуқ тегип қелиш, зукам, бу кесәлликләрни антибийотик дорилар арқилиқ давалашниң пайда – зийини вә тәбиий давалаш усуллири
(доктор мәһмәт учар)
соғуқ тегип қелиш, зукам, бу кесәлликләрни антибийотик дорилар арқилиқ давалашниң пайда – зийини вә тәбиий давалаш усуллири
күз вә қиш пәслидә нәпәс йоли йуқумлиниш кесилигә гириптар болған һәр 100 бимардин 80 и антибийотик дорилар арқилиқ давалашқа еһтийаҗлиқ әмәс. чүнки тәрәққий қилған нәпәс йоли йуқумлинишниң ٪80 и вирустин, қалған қисми бактерийәдин келип чиқиду. антибийотиклар пәқәт бактерийә кәлтүрүп чиқарған йуқумлуқ кесәлликләрни давалаштила ишлитилиду.
қиш пәслидә болупму нәпәс йоли йуқумлиниш әһваллири көпийип кетиду. йуқумлиниш аламити көрүлгән һаман оттуриға чиқидиған әң чоң хаталиқлардин бири антибийотик дориларни ишлитиштур.
болупму күз вә қиш пәслидә әң көп көрүлидиғини зукам вә соғуқ тегип қелиш қатарлиқ гал ағриқи кесәлликлиридур.
бимарлар соғуқ тегип қелиш вә зукамни көп һалларда қизитма билән арилаштуруветиду. әмма бу кесәлликләр арисида рошән пәрқләр бар:
· көп хил вә көп сандики вирус сәвәбидин келип чиққан соғуқ тегип қелишта қуруқ йөтәл, гал ағриқи, бурни еқиш вә бәзидә йеник қизитма көрүлиду. шу вәҗидин, бир адәм пәсил мәзгилидә бир нәччә хил охшимиған вирус вә бу вирусларниң төвән сәвийәдики түрлири билән учришиши, буниң нәтиҗисидә бу кесәлликләрдин биридин көпрәки билән йуқумлиниши мумкин.
· тарқилишчан зукам вируси сәвәбидин келип чиққан зукам гал ағриқи билән башлиниду, әмма 38.5 вә униңдин йуқири дәриҗидики қизитмида қаттиқ мускул ағриш, баш ағриш һәтта боғум ағриқи көрүлиду.
күз вә қиш пәслидә нәпәс йоли йуқумлиниш кесилигә гириптар болған һәр 100 бимарниң 80 и антибийотик дорилар арқилиқ давалашқа еһтийаҗлиқ әмәс. чүнки тәрәққий қилған нәпәс йоли йуқумлинишниң ٪80 и вирустин, қалған қисми бактерийәдин келип чиқиду. антибийотикларниң зукам вә тарқилишчан зукамни давалашта һечқандақ пайдиси йоқ. антибийотиклар пәқәт бактерийә кәлтүрүп чиқарған йуқумлинишни давалаш үчүнла ишлитилиду. керәксиз ишләткәндә бәдәндики шипалиқ (флора) бактерийәләрни өлтүриду, антибийотикларға қарши туруш иқтидариниң йетилишини кәлтүрүп чиқириду.
соғуқ тегип қелиш вә хәвп- хәтәр гурупписидин башқа кишиләрдә тәрәққий қилған йуқумлуқ зукам 5-7 күн ичидә өзликидинла сақийип кетиду. тәбии давалаш усуллири арқилиқ ағриқни пәсәйткили вә техиму тез сақайтқили болидиған кесәлликләр ичидә әң көп көрүлидиғини соғуқ тегип қелиштур, шундақла, хәвп- хәтәр гурупписидики кишиләрдә көрүлидиған тарқилишчан зукамдур.
дохтур тәрипидин соғуқ тегип қелиш йаки тарқилишчан зукам дәп дийагноз қойулған кишиләр йетәрлик арам елиши, озуқлиниши вә йетәрлик су ичиши керәк. шундақла, бәзи тәбиий өсүмлүк дорилириниму ишлитиши керәк. бирақ, шуни унтумаслиқ керәкки, тәбиий өсүмлүк дорилар һәр хил дорилар билән өзара тәсир көрситиш алаһидиликигә игә болуши мумкин. болупму созулма характерлик кесәлликләр сәвәбидин һәр хил дориларни ишләткән шәхсләр бу җәһәттә чоқум дохтурдин мәслиһәт сориши керәк.
• самсақ соғуқ тегип қелишқа шипалиқ тәбиий өсүмлүк болуп, қәрәллик ишләткәндә кесәлликниң тәкрарлиниши вә санини азайтқили болиду. қисқиси, самсақ кесәлликниң сақийишини тезлитиду.
· ечинасийә йуқириқи нәпәс йолиниң йуқумлиниши кесәлликини давалашта үнүми йуқири шипалиқ өсүмлүктур.
· буниңдин башқа йәнә, қиш пәслидә тәркибидә витамин C бар мевә/ көктатларни истемал қилиш арқилиқ зукам вә соғуқ тегип қелиш хәвпини азайтқили болиду.
· синк һүҗәйрә көпийиш, иммунитет инкаси, нерва функсийәси қатарлиқ җәһәтләрдә муһим рол ойнайду. шуңа соғуқ тегип қелиш аламити көрүлгән һаман синик ишләткәндә кесәлликниң давамлишиш вақти вә еғирлиқини төвәнләткили болиду. калла - пақалчақ, пурчақ түридикиләр, қуруқ йәл-йемиш вә буғдай уруқиниң тәркибидә синк маддиси наһайити көптур.
· лимон вә һәсәл қошулған суни ичип бериш арқилиқ гал ағриқини пәсәйткили болиду. 250 миллилитир иссиқ суға бир қошуқ һәсәл билән йерим лимон сүйини арилаштуруп ичип бәргәндә гал ағриқини азайтқили болиду. бу хил арилашма маддиларниң оксидлинишқа қарши шипалиқ роли сайисида гал ағриқи пәсийиду.
• бу җәрйанда туз сүйи йаки бийкарбонат сүйини ишлитишкиму болиду.
· һәсәл арилаштурулған пийаз шәрбити билән упа сүйиму гал ағриқлирини йәңгиллитишкә йардәм бериду.
гал ағриқи соғуқ тегип қелиш вә тарқилишчан зукамға охшиған вируслуқ йуқумлиниш мәзгилидә көрүлиду. шундақла, бактерийәләр, болупму A типлиқ бактерийәләр кәлтүрүп чиқиридиған ангина кесәликидиму көрүлиду. бу бактерийәләрниң болупму 5-15 йашқичә болған балиларда йүрәк килапани вә бөрәк йаллуғини пәйда қилиш хәвпи бар. шу вәҗидин, гал ағриқи, соғуқ тегип қелиш қатарлиқ әһвалларда чоқум дохтурға дийагноз қойдуруш вә униң мәслиһәти бойичә давалиниш керәк.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

саңа биз вәһйи қилған китаб (йәни қуран) һәқтур
аллаһ һәқиқәтән бәндилирини толуқ билгүчидур, көрүп турғучидур.