капитанниң сайаһәт хатириси - артвин (2)...

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «капитанниң сайаһәт хатириси» намлиқ пирограммимизниң йеңи санида артвинни сайаһәт қилишни давамлаштуримиз, қени ундақта диққтиңлар сәһипимиздә болсун!

1963865
капитанниң сайаһәт хатириси - артвин (2)...

капитанниң сайаһәт хатириси - артвин (2)...

түркийә авази радийоси: «сәййаһ» намлиқ кемимизгә кәлгәнликиңларни қарши алимиз. шәрқий қара деңиздики сәпиримиз давамлашмақта؛ биз артвинни зийарәт қилишқа башлиған болсақму, әмма униң йайлақлири, дөләт бағчилири вә өстәңлирини зийарәт қилишқа вақтимиз йәтмигәниди. бүгүн силәрни артвинниң тәбиий мәнзирилири билән тонуштуримән. қени ундақта артвин сәпиримизни башлайли.

*  *  *  *

артвин йайлақлири вә бузулмиған тәбиий гүзәлликлири билән даңлиқ болуп, йайлақ сайаһәтчилири әң йақтуридиған қара деңиз шәһәрлириниң бири. качкар, кафкасөр вә маҗаһәл артвинниң әң даңлиқ йайлақлири қатаридин орун алиду.

качкар йайлиқиниң нами шәрқий қара деңиз тағ тизмилирини арқа көрүнүш қилиду. качкар йайлиқи еқинлар, көлләр вә музлуқларни бағриға бесип йатқан көз йәткүсиз йешил җай. дунйа тәбиәтни қоғдаш фонди качкар теғиға җайлашқан дөләт бағчисини «дунйаниң нуқтилиқ қоғдилиши керәк болған йүз райониниң бири» тизимликигә киргүзди. бу дөләт бағчисида музлуқ җилғилири вә нурғун музлуқ көлләр бар. түркийәниң әң егиз музлуқ көллириниң бири болған «бүйүк (чоң) деңиз көли» му бу йәргә җайлашқан. бу көл качкар теғиниң чоққисиға баридиған йолниң бойида болуп, көл йүзи йилниң он ейи  муз билән қаплинип туриду. качкарлар вә бу көпкөк музлуқ көлниң мәнзириси кишини һәйран қалдуриду.

артвинниң сайаһәтчиләрни өзигә мәһлийа қиливалидиған даңлиқ йайлақлириниң йәнә бири кафкасөр йайлиқидур. көз йәткүсиз  йешиллиқлар, егиз – пәс йоллар, һайатиңизда көрүп бақмиған рәңгарәң гүл – чечәкләр сизни өзгичә бир дунйа билән тонуштуриду. кафкасөр йайлиқини башқа йайлақлардин пәрқләндүрүп туридиған алаһидилик, һәр йили 6-айда өткүзүлидиған йайлақ байрими паалийәтлири вә у паалийәтләр арисидики буқа соқуштуруш ойунлириға саһибханлиқ қилишидур. бу йәрдә шуни әскәртип өтүш зөрүрки, бу йәрдики буқа соқуштурушларниң испанийәдики буқа соқуштурушлар билән һечқандақ ортақ нуқтиси йоқ. кафкасөрда буқилар бир-бирини иттирип ғәлибә қилишқа тиришиду.

әмди «җимҗит шәһәр» унваниға игә шавшат наһийәсиниң сал мусабиқиси өткүзүш орунлири, кәң кәткән дәрйалири вә чоң - кичик көллиригә охшаш тәбиий гүзәлликлири билән даңқ чиқарған арсйан йайлиқиға барайли... сайаһәтчиләр «ләйлимә араллар көли»ни чоқум зийарәт қилиду. чүнки көлдики араллар өсүмлүк вә тупрақ қатлимидин тәркиб тапқан болуп, шамаллар сәвәбидин даим йөткилип туриду.

*  *  *  *

артвинниң җилғилири билән көллириму йайлақлириға охшашла һекайә қилишқа әрзийду. һекайимизни дунйадики әң тез ақидиған дәрйаларниң бири болған чоруһ дәрйасидин башлайли. дәрйаниң бир қисми артвинни кесип өтиду. чоруһ дәрйаси сүйи тез ақидиған хәтәрлик дәрйа болғачқа, қийа ташлири тағ бағрини йерип нурғун җилғиларни һасил қилған. артвинда җилға дейилгән һаман кишиниң есигә тунҗи болуп чоруһ җилғиси келиду. у тар вә чоңқур қолтуқларни бойлап илгириләйдиған җилға болғачқа, сал һәвәскарлириға нисбәтән кәм болса болмайдиған җай һесаблиниду. у йәрниң өсүмлүклири тәтқиқатчиларни өзигә җәлп қилиду. чүнки бәзи өсүмлүк түрлири дунйаниң пәқәт мушу йеридила өсиду.

артвиндики җәһәннәм дәрйаси җилғиси дунйадики аз сандики җилғиларниң бири дәп қарилиду. җилғиниң пәқәт бирла адәм өтәләйдиған тар җайлири тәвәккүлчи сайаһәт мәстанилирини җәлп қилиду. таш вә тик йолларни бойлап йетип барғили болидиған мәнзирә адәмни таң қалдуриду.

артвиндики һатила вадиси тик қийалиқлар, шарқиратмилар вә пиризма шәкиллик ташлар һасил қилған өзгичә геологийәлик қурулмиға игә болуп, йәр йүзи алаһидилики вә аз учрайдиған җанлиқларниң йашаш макани болғачқа, муһим орунға игә. әтрапи билән бирликтә дөләт бағчиси салаһийитигә игә һатила вадисида, түркийәниң әң егиз йәрдики әйнәклик сайаһәт өгзиси бар. әгәр мәнзирә билән бир гәвдилишини халайдиған, техиму муһими егизликкә чиқиштин қорқмайдиған болсиңиз, бу җайни чоқум сәйлә қилишиңизни тәвсийә қилимиз.

артвинниң даңлиқ тәбиий гүзәллириниң бири, борчкадики қарагөл тәбиәт бағчиси. заманимизғичә тәбиий һалитини сақлап қалған қарагөл, тәбиәтниң сеһрий күчкә игә мөҗизиси һесаблиниду. қарагөл түркийәниң тунҗи вә бирдинбир бийологийәлик қоғдаш райони җамилиға баридиған йолниң бойида болуп, б д т маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати —йунеско тәрипидин бийологийәлик көп хиллиқ вә мәдәнийәт қиммити қоғдилидиған шундақла сиҗил тәрәққийат әндизиси билән тәминлинидиған район, дәп қарилиду.

силәрни артвинниң кишини мәптун қилидиған шарқиратмилириға елип барғум бар иди. әмма бизниң буниңға вақтимиз қалмиди. марал, мәнчуна, дәликликайа, җиро вә суатан қатарлиқлар мән исимини билидиған шарқиратмиларниң бир қисми һесаблиниду. уларни көрүп һузурлиниш силәргә, қайтидин кемимизгә олтуруп сәпәрни давамлаштуруш бизгә бағлиқ.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر