и мөминләр! аллаһтин қорқуңлар, тоғра сөзни қилиңлар

аллаһ силәрниң әмәллириңларни түзәйду (йәни силәрни йахши әмәлләргә мувәппәқ қилиду), гунаһлириңларни мәғпирәт қилиду, кимки аллаһқа вә униң пәйғәмбиригә итаәт қилса зор мувәппәқийәт қазанған болиду.

1947834
и мөминләр! аллаһтин қорқуңлар, тоғра сөзни қилиңлар

и мөминләр! аллаһтин қорқуңлар, тоғра сөзни қилиңлар

түркийә авази радийоси: әһзаб сүриси, 63 - 73 - айәтләр. кишиләр сәндин қийамәтниң вақтини сорайду. «уни (мән билмәймән) пәқәт аллаһ билиду» дегин. сән немә билисән, қийамәт йеқин болуши мумкин[63]. аллаһ һәқиқәтән капирларни рәһмитидин йирақ қилди вә уларға дозахни тәййарлиди[64]. улар дозахта мәңгү қалиду, улар һечқандақ (уларни қоғдайдиған) дост вә (улардин азабни дәпи қилидиған) йардәмчи тапалмайду[65]. дозахта уларниң йүзлири түрүлүп кетидиған күндә, улар: «кашки биз аллаһқа итаәт қилған болсақчу! пәйғәмбәргә итаәт қилған болсақчу!» дәйду[66]. улар: «пәрвәрдигаримиз! биз һәқиқәтән башлиқлиримизға, каттилиримизға итаәт қилдуқ, улар бизни тоғра йолдин аздурди, пәрвәрдигаримиз! уларға азабни икки һәссә бәргин вә уларға қаттиқ ләнәт қилғин» дәйду[67 ـ 68]. и мөминләр! силәр мусаға азар қилған кишиләр (йәни бәни исраил) дәк болмаңлар, аллаһ мусани уларниң ейтқанлиридин (йәни төһмәтлиридин) ақлиди, муса аллаһниң дәргаһида абруйлуқ иди[69]. и мөминләр! аллаһтин қорқуңлар, тоғра сөзни қилиңлар[70]. аллаһ силәрниң әмәллириңларни түзәйду (йәни силәрни йахши әмәлләргә мувәппәқ қилиду), гунаһлириңларни мәғпирәт қилиду, кимки аллаһқа вә униң пәйғәмбиригә итаәт қилса зор мувәппәқийәт қазанған болиду[71]. шүбһисизки, биз аманәтни (йәни пәрзләрни вә шәриәт тәклиплирини) асманларға, земинға вә тағларға тәңлидуқ, улар уни үстигә алмиди, униң (еғирлиқи) дин қорқти, уни инсан үстигә алди, инсан һәқиқәтән (өзигә) зулум қилғучидур, һәқиқәтән надандур[72]. (мәзкур аманәткә хийанәт қилғанлиқлири үчүн) мунапиқ әрләрни, мунапиқ айалларни, мушрик әрләрни, мушрик айалларни аллаһ азаблайду, (мәзкур аманәткә риайә қилғанлиқлири үчүн) мөмин әрләр вә мөмин айалларни аллаһ әпу қилиду, (аллаһ мөминләргә) наһайити мәғпирәт қилғучидур, наһайити меһрибандур[73].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر