бирәр нәрсини ашкарилисаңларму, йа (дилиңларда) йошурсаңларму (аллаһ һаман билиду)

чүнки аллаһ һәқиқәтән һәммә нәрсини билгүчидур.

1941726
бирәр нәрсини ашкарилисаңларму, йа (дилиңларда) йошурсаңларму (аллаһ һаман билиду)

бирәр нәрсини ашкарилисаңларму, йа (дилиңларда) йошурсаңларму (аллаһ һаман билиду)

түркийә авази радийоси: әһзаб сүриси, 51 - 54 - айәтләр. айаллириңдин халиғиниңниң нөвитини арқиға сүрсәң, халиғиниң билән (нөвитидин башқа вақитта) бир йәрдә болсаң боливериду, (вақитлиқ) айрилип турған айаллириңдин бири билән һәмтөшәк болмақчи болсаң, саңа һеч гунаһ йоқтур, (мана) бу уларниң хушал болушиға, қайғурмаслиқиға, бәргәнлириңгә уларниң һәммисиниң рази болушиға әң йеқиндур, аллаһ дилиңлардикини билип туриду, аллаһ һәммини билгүчидур, һәлимдур (йәни җазалашқа алдирап кәтмәйду)[51]. (и пәйғәмбәр! илкиңдики айаллириңдин башқа) йәнә хотун алсаң, саңа һалал болмайду, башқа айалларниң җамали сени әҗәбләндүргән тәқдирдиму, уларни йәңгүшләш (саңа һалал болмайду). пәқәт сениң илкиңдики чөриләр буниңдин мустәсна, аллаһ һәммә нәрсини көзитип турғучидур[52]. и мөминләр! пәйғәмбәрниң өйлиригә кирмәңлар, пәқәт тамаққа чақирилған вақтиңлардила кириңлар, (башқа вақитта рухсәт билән киргәндә) тамақниң пишишини күтүп олтурмаңлар, лекин чақирилғанда кириңлар йу, тамақ йәп болғандин кейин тарқап кетиңлар, (тамақтин кейин) параң селишип олтурмаңлар, бу (йәни тамақтин кейин параң селишип олтуруш) пәйғәмбәрни рәнҗитиду, пәйғәмбәр (буни ейтишқа) силәрдин хиҗил болиду, аллаһ һәқ (ни ейтиш) тин хиҗил болмайду, силәр пәйғәмбәрниң айаллиридин бир нәрсә сорап (алмақчи) болсаңлар, пәрдә арқисидин сорап елиңлар, мундақ қилиш силәрниң диллириңларниму, уларниң диллириниму әң пак тутиду, силәрниң рәсулуллаһни рәнҗитип қойушуңлар дурус әмәс, рәсулуллаһтин кейин униң айаллирини елишиңларму мәңгү дурус әмәс, бундақ қилиш (йәни рәсулуллаһни рәнҗитиш вә униң айаллирини елиш) һәқиқәтән аллаһниң дәргаһида чоң гунаһтур[53]. бирәр нәрсини ашкарилисаңларму, йа (дилиңларда) йошурсаңларму (аллаһ һаман билиду), чүнки аллаһ һәқиқәтән һәммә нәрсини билгүчидур[54].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر