2022 – йилида түркийә мудапиә санаити

күнтәртип вә анализ (23)

1941339
2022 – йилида түркийә мудапиә санаити

2022 – йилида түркийә мудапиә санаити

 2022 – йилида түркийә мудапиә санаити

күнтәртип вә анализ (23)

(җан аҗун)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «2022 – йилида түркийә мудапиә санаити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

түркийә мудапиә санаити йултуздәк чақнашни давамлаштурмақта. йеқинқи йиллардин буйан зор илгириләшләрни қолға кәлтүргән бу саһә, 2022 - йили йуқири пәллигә чиқти. түркийә дөләт мудапиә санаити вә авийатсийә саһәси 2022 - йили 4 милйард 300 милйон долларлиқ експортни ишқа ашурди. 2021 - йили 3 милйард 200 милйон долларлиқ експортни ишқа ашуруп, шу чағқичә болған експорт рекортини бузуп ташлиған иди. түркийә дөләт мудапиә санаити вә авийатсийә саһәси 2022 – йилидиму йеңи рекорт йаратқан болди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмитиниң дәсләпки һакимийәт дәвридин етибарән истратегийәлик саһә дәп қарап кәлгән түркийә дөләт мудапиә санаити вә авиатсийә саһәсини, қәдәмму қәдәм күчәйтти. болупму йеқинқи йиллардин буйан йултуздәк чақниған бу саһә, 2022 - йилидила 4 милйард 300 милйон долларлиқ експорт сәвийәсигә йәтти. шундақ қилип, 2022 – йили үчүн бәлгиләнгән әслидики 4 милйард долларлиқ експорт нишанини ашуруп орунлиған болди. бу саһәниң експорт биринчиси 2021 - йилдикигә охшаш йәнә байқар ширкити болди. мәшһур «TB2s» учқучисиз айропиланлириниң ишләпчиқарғучи болған бу ширкәт, 2022 - -йили 1 милйард 180 милйон долларлиқ експортни ишқа ашурди. тәхминән 50 милйард долларлиқ йүксилишни қолға кәлтүргән түркийә дөләт мудапиә санаити саһәсидә, башқа нурғун ширкәтләрму йәршари сәвийәсидә алдинқи қатарға өтти. дунйадики нурғун дөләтләргә експорт торини кеңәйтиштин башқа йәнә, нурғунлиған түркийә ширкәтлири дунйа буйичә әң илғар 100 күчлүк ширкәт қатаридин орун алди. йәттә түркийә ширкити мудапиә санаити саһәсидә йуқири сүпәтлик дунйа риқабәт тизимликигә киргән әһвалда турмақта. болупму «Aselsan» вә «TAİ» қатарлиқ түрк ширкәтлири ғайәт зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди.

түркийә ташқи сийасәттә мустәқил һалда өз мәнпәәтини мәркәз қилған сийасәтләрни йолға қойди. әпсуски ғәрблик иттипақдашлири тәрипидин интайин еғир ембарголарға учриди. болупму қорал ембарголири түркийә армийәсиниң чекиндүрүш күчигә зәрбә беришни нишан қилған иди. лекин бу ембарголар түркийәниң ирадисини ашуруп, васитилиқ һалда түркийә мудапиә санаитиниң тәрәққийатиға һәссә қошти.

мана бүгүнки күндә, түркийә армийәсиниң еһтийаҗлириниң %80 ни йәрлик ишләпчиқириш билән қандуралайдиған вә нәччә милйард долларлиқ експортни ишқа ашуралайдиған сәвийәгә кәлди. бу саһәдә түркийәни охшашлиридин пәрқләндүридиған әң муһим алаһидилик шуки, түркийә әмдиликтә актип һалда тоқунушлардин орун алидиған вә чегра сирти һәрбий һәрикәтләрни елип баридиған биз дөләткә айланди.

шуңа, түркийә һәм өзиниң еһтийаҗини чүшинипла қалмай, өз нөвитидә йәнә, ишләпчиқарған қорал системисини актип синақ қилиш вә техиму тәрәққий қилдуруш пурситигә еришмәктә. болупму қораллиқ учқучисиз айропилан саһәсидә, түркийә ширкәтлири урушниң характерини өзгәртидиған сәвийәдә йеңилиқларни йаритип, бу саһәдә биринчи орунға өткән вәзийәттә турмақта.

ирақ, сүрийә, ливийә вә әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләрдә қораллиқ учқучисиз айропиланни асас қилған йеңи уруш уқумлирини йаритип, бу саһәдики тәсири билән дунйавий нопузға игә болди. бүгүнки күндә, 30 дин артуқ дөләт түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланлирини сетивалди. йәнә онлиған дөләт сетивилишқа тиришмақта. түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланлири симметрик вә адәттики нишанларға қарши мувәппәқийәт қазанған надир системилар қатарида көрүлмәктә.

түркийәни бүйүк дөләт болуш җәһәттә кәлгүсигә йәткүзидиған саһәләр ичидә әлвәттә дөләт мудапиә санаити саһәси биринчи орунда туриду. һөкүмәтниң бу аң билән саһәни қоллап қуввәтләшни давамлштуридиғанлиқини алдин көрүвалғили болиду. дөләт мудапиә санаити башқармиси түркийә мудапиә санаитини2053 - йилғичә 100% мустәқил қилишни вә експорт иқтидарини 50 милйард долларға йәткүзүшни нишан қилмақта. адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмити 2003 - йилдин буйан бу саһәни алаһидә қоллап келиватқан болуп, йеқинқи мәзгилләрдә түркийә һәрбий санаәт саһәсидә омумйүзлүк өзгиришни баштин кәчүрди. 2016 - йили мәғлуб болған сийасий өзгириштин кейин, мудапиә санаитиниң җумһур рәисликкә бағлиниши вә «мудапиә санаити башқармиси» ниң қурулушиму буниңда үнүмлүк рол ойниди. шуңлашқа мудапиә санаитиниң тәрәққийати вә тезлинишиниң техиму ашидиғанлиқини мөлчәрләшкә болиду.

  

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر