балиларниң иммунитет системисини күчәйтишниң тәбиий чарә – тәдбирлири

шипа булиқи (20)

1938972
балиларниң иммунитет системисини күчәйтишниң тәбиий чарә – тәдбирлири

балиларниң иммунитет системисини күчәйтишниң тәбиий чарә – тәдбирлири

(доктор мәһмәт учар)

сағлам иммунитет системиси өзимизни йахши һес қилиш, сағлам көрүнүш вә енергийәмизни техиму йахши ишлитишимиздә муһим рол ойнайду.

• тәртиплик озуқлиниш вә ухлаш

тәртиплик ухлаш, тәртиплик вә сағлам озуқлиниш, даим сопун билән қолни йуйуш вә қәрәллик һалда синипларниң һавасини алмаштуруш, балиларниң иммунитет системисини күчәйтиштә муһим орунда туридиған алдини елиш тәдбирлири һесаблиниду.

• суни көп ичиш керәк

балиларға суни көп ичүрүш керәк.

• салмон белиқи

омега - 3 йағ кислатаси мол узуқлуқ болуп, балиларниң меңисиниң йетилишини қоллайду, һәмдә  бәдәнни йуқумлиништин сақлайду. белиқларни балиларға биваситә беришкә болиду, йаки уни бәрәңгә вә көктатлар билән биллә пишуруп йегүзүшкиму болиду.

• киви

кивиниң тәркибидә витамин C нисбити интайин йуқири болуп, бәдәнни қоғдаш системисида вәзипә өтәйдиған оксидлинишқа қарши турғучи маддилири мол шипалиқ мевидур.

төмүр маддиси кәм балиларға кивиниң үстигә мурабба сүрүп истемал қилғузғанда, мураббаниң тәркибидики төмүр маддиси һәзим қилишни йахшилайду. бу болса балиларниң иммунитет күчини икки һәссә ашуриду. чүнки мураббаниң тәркибидики төмүр маддисиниң сүмүрүлүши үчүнму витамин C керәк.

• өйдә уйутулған қетиқ

балилириңизға күндә бир қача өйдә уйутулған қетиқ ичүрүң. қетиқни тамақ билән биллә йаки тамақтин сиртқи вақитларда мевиләрни тоғрап, қетиқ билән биллә ичүрсиңизму болиду. әгәр балиңиз кала сүтигә сәзгүр болса, өчкә сүтидин уйутулған қетиқни ичүрсиңиз болиду.

• сулу

сулу тәркибидики бита - глукан вә синкниң йардимидә иммунитет системисини күчәйтиду. тала маддиси бол болған сулу билән сүтни арилаштуруп, үстигә тәркибидә витамин E мол болған бир қача банан илавә қилип, мевә шәрбити чиқириш машнисидин өткүзүп, балиңизға наштида ичүрсиңиз болиду.

  • брокколи

тәркибидә витамин C , A вә E мол болған брокколи пүтүнләй оксидлинишқа қарши шипа мәнбәсидур. балиңизға биваситә истемал қилғузсиңизму, чорбиңизға қошуп истемал қилғузсиңизму болиду.

 • йессимуқ

күз вә қиш айлирида мәйли тамиқи йаки чорбиси болсун, балиларға һәптидә икки қетим истемал қилдуруш интайин пайдилиқ. у өсүмлүксиман ақсил болғачқа, балиларниң өсүп йетилишигә йардәм бериду.

• тухум

ана сүтидин қалса бәдән еһтийаҗлиқ болған ақсилниң әң йахши мәнбәсидур. суда пишуруп, йаки қоруп, һәр күни балиңизға йақтуридиған шәкилдә бәрсиңиз болиду.

• қуруқ мевә

тәркибидә витамин E, синик вә омега - 3 йағ кислаталири мол узуқлуқлардур. балиңизниң иммунитет системисини күчәйтиш үчүн, униң узуқлиниш сомсикисиға хам хасиң, йаңақ, бадам вә кава уруқини селип, уни бу узуқлуқларни истемал қилишқа адәтләндүрәләйсиз. болупму әтигәндә наштида пәқәт төттин бир истакан қуруқ мевә йегүзсиңиз болиду.

• ана һәрә ширниси вә һәсәл

ана һәрә ширнисини 3 йаштин чоң балиларға  һәр күни әтигәндә наштидин бурун 1 чай қошуқи һәсәл билән арилаштуруп бериш, иммунитет системиси үчүн интайин пайдилиқтур. бирақ, 3 йаштин кичик, сәзгүрлүк вә зиққа кесили бар балиларға бериштин бурун, чоқум дохтурдин мәслиһәт сораш керәк.

• чөл рәйһини

һәр күни чай шәклидә ичиш һәм иммунитет системисини күчәйтиду, һәмдә канайчә йаллуғи қатарлиқ кесәлликләрни йеңишкә йардәм бериду. башқичә ейтқанда, чөл рәйһини тәбиий йөтәл шәрбити вә зукам дүшминидур.

1 истакан суға 2 қошуқ тетитқу селип қайнитиң. қайнитиш җәрйани тамамланғандин кейин, тетитқу чайни очақтин елип, һәр күни 1 қошуқ һәсәл қошуп балиңизға ичичүрүң.

• зәнҗивил вә зәрчивәлик қетиқ

һәр күни 1 қача өйдә уйутулған қетиққа 1 қошуқ зәнҗивил вә 1 қошуқ зәрчивә қошуп, һәм қетиқни йақтурмайдиған балилар үчүн бу өзгичә ақсил мәнбәсини техиму йеқишлиқ қилалайсиз, һәмдә иммунитет системисини күчәйтидиған 2 тетитқу сайисида балиңизниң қиш пәслини техиму сағлам һаләттә өткүзүшигә капаләтлик қилалайсиз.

• банан вә қетиқ

һәр күни 1 қача өйдә уйутулған қетиқ вә 1 кичик бананни арилаштуруп йаки езип балиңизға бериң. чүнки, әң муһим шипалиқ йемәклик қетиқ болуп, шипалиқ мәнбәси болған банан билән бирликтә истемал қилдурғанда, техиму йахши үнүмгә еришкили болиду. уни чоқум ушшақ-чүшшәк йемәклик қатариға киргүзүш керәк.

  • тәбиий антибийотик самсақ

пийаз билән самсақ «тәбиий антибийотик» сүпитидә шипалиқ роли интайин муһим узуқлуқтур. самсақниң бактерийәгә қарши туруш иқтидари болғачқа, иммунитет күчини ашуруп, бәдәнни күчәйтиду. у балиңизниң иммунитет системисини күчәйтип, кәлгүсидә зиққа кесилигә гириптар болуш хәвпини төвәнлитиду.

хам самсақни тамақ, салат вә қетиққа илавә қилиш муһим. майда қорулғандин кейин  тамаққа қошулған самсақниң үнүми охшаш болмайду, иммунитет системиңизғиму охшаш пайдиси болмайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر