ағри теғи

биливелиң (18)

1930644
ағри теғи

ағри теғи

«ағри теғи» ниң анадолу йерим арили вә йавропадики әң егиз тағ икәнликини биләмсиз?

«ағри теғи», һәм түркийәдики һәм йавропадики әң егиз чоққа болуп, егизлики 5137 метир келиду. бу алаһидилики билән дунйа тағқа чиққучиларниң диққитини тартмақта. шәрқий анадолу йанар тағ тизмилирини бойлап йуқири өрләйдиған «ағри теғи», түркийә, иран вә әрменийә чегра еғизиға җайлашқан. волқансиман тағ болған «ағри теғи» ниң исми ибраний вә ғәрб тиллирида «арарат теғи» дәп атилиду.

айланмиси тәхминән 130 километир келидиған бу тағниң чоққиси һәр пәсилдә чоң музлуқлар билән қаплиниду. «түркийәниң өгзиси» дәп аталған «ағри теғи», түркийәниң әң егиз нуқтиси болғачқа, чөл вә шималий қутуп иқлимлири бирла вақитта йашайду. марко поло «һечқачан йамишип чиққили болмайдиған тағ» дәп атиған бу һәйвәтлик тағқа, тунҗи қетим, 1829-йили 9 – өктәбир күни, пирофессор доктор фредерик вон парат чиққан. түрк тағқа чиққучилар болса, тунҗи қетим 1970-йили 21 – феврал күни, қиш пәслидә чиққан. җүмлидин, түркийә тағқа чиқиш федератсийәсиниң сабиқ рәислиридин доктор бозқурт әргөр чиққан. кейинки йиллардиму қиш пәслидә тағқа чиқиш мувәппәқийәтлик давамлашқан болсиму, әмма қиш пәсли нурғун тағқа чиққучиларниң чоққиға чиқишиға тосалғу болған. «ағри теғи» ға чиқишниң әң йахши пәйти, ийул, авғуст вә сентәбир айлиридур, қиш пәйслидә болса февралдур. «ағри теғи» ға йалғуз чиқиш, һәм адреналинниң мәнбәси, һәмдә йәрлик вә чәт әллик барлиқ тағқа чиққучиларниң мувәппәқийәт қазинишиниң ачқучлуқ амили, дәп қарилиду.

«ағри теғи», егизлики, музлуқлири, инсанлири вә рәңгарәң гүл-гийаһлири билән қизиқарлиқ һәм җәлп қиларлиқ мәнзирә алаһидиликигә игә. бир «тәбиәт мөҗизиси» болғандин башқа, муқәддәс китабларда байан қилинған «топан баласи» дин кейин нуһ әләйһиссаламниң кемисигә саһибханилиқ қилғанлиқиға ишиништәк алаһидилики биләнму әпсаниви кимликкә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر