түркийәниң сүрийәдә қуруқлуқ һәрикити елип бериш мумкинчилики

күнтәртип вә анализ (14)

1913595
түркийәниң сүрийәдә қуруқлуқ һәрикити елип бериш мумкинчилики

түркийәниң сүрийәдә қуруқлуқ һәрикити елип бериш мумкинчилики

 

түркийәниң сүрийәдә қуруқлуқ һәрикити елип бериш мумкинчилики

күнтәртип вә анализ (14)

(мурат йешил таш)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил таш тәрипидин тәййарланған «түркийәниң сүрийәдә қуруқлуқ һәрикити елип бериш мумкинчилики» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ****** ***** ****** ****

террорлуқ тәшкилати й п г ниң дәсләптә таксимда андин каракамишта елип барған террорлуқ һуҗумлиридин кейин, түркийә сүрийәдә йеңи бир һәрбий һәрикәт елип беришқа тәййарлиниватқандәк қилиду. таксим һуҗуми п к к ниң йеңи типтики террорлуқ һәрикәтлирини әкс әттүруш нуқтисидин интайин муһим. һуҗум қилғучиниң тез сүрәттә қолға чүшүрүлүши, п к к ниң пикир бурмилаш һәрикити вә тәтур тәшвиқат арқилиқ аммида хата қараш пәйда қилиш имканийитини йоққа чиқарди. түркийә һуҗумға җаваб сүпитидә пәнчә-қилич һәрикитини башлап, ирақ вә сүрийәдики п к к/ й п г унсурлирини һуҗум нишани қилди. һава һәрикити сүпитидә иҗра қилинған бу һәрикәт нурғун җәһәтләрдин йеңилиқларға игә иди. биринчи болуп, ирақ вә сүрийәдики нуқтиларниң бирла вақитта һуҗум нишани қилиниши, түркийәниң кәң районда бирла вақитта шунчә кәң көләмлик һава һәрикити елип баралайдиғанлиқини көрситип бәрди. иккинчидин, сулайманийәни өз ичигә алған һалда 70 киломитир кәңликтики нуқтиларни һуҗум нишани қилғанлиқиму көздә тутулғанда, түркийәниң й п г ға сүрийәниң һәрқандақ йеридә зәрбә берәләйдиғанлиқи көрситип бәрди. һава һәрикитиниң арқидин қуруқлуқ һәрикитиниң әмдики динамиклири интайин пәрқлиқ әлвәттә.

дәрвәқә, «қуруқлуқ һәрикитигә немә үчүн еһтийаҗлиқмиз?» дегән соал толиму муһим. шуниси ениқки, й п г сүрийәниң земн пүтүнлики нуқтисидин муқимсизлиқиниң амили һесаблиниду. й п г сүрийә миллий армийәси турушлуқ африн, җараблус, азәз вә әл баб қатарлиқ көп нопуслуқ районларға қәрәллик һуҗумларни қилип, пуқраларни нишан қилип кәлмәктә. й п г өз нөвитидә йәнә, айнәл әрәбтин түркийәгиму һуҗум қилмақта. й п г ниң контроллуқи астидики районларда болса, инсанийәткә хилап җинайәтләрни садир қиливатқанлиқи хәлқаралиқ тәшкилатлар тәрипидинму тәртиплик һалда доклат қилинмақта. й п г ниң йәнә сүрийәниң земин пүтүнлүкигә нисбәтәнму тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқиниму әскәртип өтүш керәк. чүнки й п г ниң аптономийәлик һакимийәт чүшәнчиси сүрийә мәсилисини һәл қилиш чарисини мумкин болмайдиған әһвалға чүшүрүп қоймақта.

түркийә районниң муқимлиқини сақлаш, районни террорлуқтин тазилаш вә түркийәдә турушлуқ панаһланғучиларниң вәтинигә қайтишини әмәлгә ашурушқа асас йаритиш үчүн қуруқлуқ һәрикитини зөрүр дәп қаримақта. чүнки 2019 - йили түркийәниң русийә вә америка билән түзгән келишими техичә иҗра қилинғини йоқ. бу келишимләргә бинаән й п г түркийә чеграсидин 30 киломитир йирақлиққа чекиниши вә улардин бекарланған җайларға сүрийә һакимийәт қисимлириниң орунлишиши, буниң нәтиҗисидә районниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиниши керәк иди. бирақ, буларниң һечбири әмәлгә ашмиди. шуңа түркийәгә нисбәтән һәрбий һәрикәт бирдинбир таллашқа айланған вәзийәттә турмақта.

ундақта, түркийә қандақ һәрбий һәрикәт елип бармақчи?

бу һәқтә бир қанчә хил сенарийәдин сөз ичишқа болиду. биринчи сенарийәдә, түркийә асаслиқи тел рифат вә мунбичтики й п г ниң мәвҗутлуқини һуҗум нишани қилиду. бу районларниң азад қилиниши фират дәрйасиниң ғәрбидики районниң муқимлиқи үчүнму интайин муһим. андин түркийә чеграсиниң төвәнки қисмиға җайлашқан айнәләрәбни һуҗум нишани қилиду. айнәләрәб сүрийәниң хәлқарада әң көп тонулған шәһәрлириниң бирси. даеш бу шәһәрни ишғал қилғандин кейин, райондин кәлгән миңлиған панаһланғучи түркийәдә панаһлинишқа мәҗбур болған иди. кейинчә й п г районни ишғал қилған иди. бу нуқтида түркийәниң һәрикити хәлқарада наразилиқ пәйда қилиши мумкин. лекин, түркийә й п г ниң бу йәрдики мәвҗутлуқиға хатимә бериштә қәтий ирадигә игидәк қилиду.

иккинчи хил сенарийәгә асасланғанда, түркийә фират дәрйасиниң шәрқий чегрисидики районлириға қарши һәрикәт елип бериш арқилиқ һәрикәт районини кеңәйтиду. лекин бу нуқтиларда й п г билән сүрийә һакимийәт қисимлириниңму мәвҗутлуқини көздә тутқанда, һәрикәт анчә мумкин әмәстәк қилиду. һәрикәтниң орниға бу районда бәлким бәшшар әсәд һөкүмити билән түркийә оттурисида келишим һасил қилиниши вә бу районни бурунқиға охшаш сүрийә һөкүмитиниң контроллуқиға өткүзүп бериши мумкин.

һәрикәтниң йәнә бир тәрипи, чәт әллик актийорларниң түркийәниң қуруқлуқ һәрикитигә тутқан позитсийәисидур. русийәниң украина уруши сәвәбидин түркийә билән болған мунасивәтлирини қойуқлаштурушни халаватқанлиқи вә шуңа түркийәниң сүрийәдики қуруқлуқ һәрикитигә пүтүнләй қарши әмәслики мәлум. американиң позитсийәсиму илгирики һәрикәтләргә тутқандәк унчә қаттиқ әмәс. бу өзгиришләрни түркийәниң украина урушидики ролиниң күнсери күчийиватқанлиқиға бағлаш мумкин. иран болса, қаримаққа бу һәрикәткә қарши турғандәк қилисиму, әмма ички малиманчилиқлариранниң алдинқи пиландики ишлирини өргәртивәткән вәзийәттә турмақта.

қисқартип ейтқанда шараитлар түркийәгә пайдилиқтәк қилиду.

 

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر