пәнчә қилич һава һәрикити

күнтәртип вә анализ (13)

1910759
пәнчә қилич һава һәрикити

пәнчә қилич һава һәрикити

 пәнчә қилич һава һәрикити

күнтәртип вә анализ (13)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «пәнчә қилич һава һәрикити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

терорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики тармақ тәшкилати й п г ни ишлитиш арқилиқ истанбулда елип барған терорлуқ һуҗумидин кейин, түркийә күтүлгинидәк җазалаш һәрикитини башлиди. дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, түркийә қисимлири пәнчә қилич һава һәрикитини башлап, сүрийә вә ирақтики п к к/ й п г   нишанлирини бомбардиман қилған. һазирға қәдәр 500 гә йеқин нишан пачақлап ташланған вә 250 әтрапида тәшкилат әзаси уҗуқтурулған. һәрикәт 1200 киломитирлиқ чегра линийәси вә 150 киломитир чоңқурлуқтин тәшкил тапқан интайин кәң районни өз ичигә алған. п к к/ й п г ниң қанчилиқ алақзадиликкә чүшкәнлики мәлум.

түркийә армийәси ирақ вә сүрийидә һәрикәт елип бериватқан вә түркийә истихбарат тәшкилати биваситә террорлуқ каттивашлирини һуҗум нисани қиливатқан бир пәйттә терорлуқ тәшкилати п к к күнсери булуңға қистилишқа башлиған, болупму ирақниң шималидики зап районида интайин еғир йоқутушқа учрап, өзлиригә нисбәтән толиму истратегийилик райондин айрилип қалған иди. бу әһвални һәзим қилалмиған терорлуқ тәшкилати өч елиш үчүн һәрикәт қилип, болупму түркийәниң чоң шәһәрлиридә паалийәт қилишниң койида болмақта иди. гәрчә нурғунлиған терорлуқ урунушлири тосуп қилинған болсиму, әмма ахирида истанбул тақсимда бомба билән террорлуқ һуҗуми елип берип, нурғун пуқраланиң өлүшини кәлтүрүп чиқарди.

түркийә бу һуҗумға қаттиқ җавап қайтуруп, «пәнчә қилич һава һәрикити» намлиқ җазалаш һәрикитини башлиди. ирақ вә сүрийәдә бирла вақитта елип берилған бу һәрикәт даирисидә, 1200 километирлиқ чегра линийәси вә 150 киломитир чоңқурлуққа созулған кәң районға һавадин һуҗум қилди. дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, дәсләпки 3 күндә җәмий 500 нишан пачақлап ташлинип, тәхминән 250 п к к терорчиси уҗуқтурулди. тел рифат, мәнбич, айн әл әрәб, әйн әйса, камишли вә маликийә қатарлиқ районлардин тартип, ирақта һакурк, қандил вә асосқича болған районлар һуҗум нишани қилинди. п к к/й п г ниңму бунчә кәң көләмлик җазалаш һәрикитини мөлчәрлимигәнлики, еғир йоқутушлар астида вәһимигә қаттиқ чүшкәнлики мәлум.

онлиған уруш айропилани вә қораллиқ учқучисиз айропиланлар арқилиқ террорлуқ тәшкилатиниң қоманданлиқ мәркәзлири, һәрбий базилири, мәшиқ районлири, оқ дора искилатлири вә тонел линийәлири пачақлап ташланди. түркийә қисимлири тунҗи қетим сүрийәдики п к к/й п г ниң енергийә ул әслиһәлири вә мунасивәтлик муәссисәлиригә зәрбә беришни башлиди. болупму маликийә-камишли линийәсидики нефит қудуқлири, нефит айриш завути вә тәбиий газ саһәлири пачақлап ташланди.  75 киломитир чоңқурлуқтики дәйр әззор райони һуҗум нишани қилиниш билән бир вақитта, п к к/й п г ниң <й а т> намлиқ америка әскәрлири тәрипидин тәрбийлигән елементлириниң баш қоманданлиқ мәркизиму қораллиқ учқучисиз айропилан арқилиқ битчит қилинди.

 түркийә һавадин вә қуруқлуқтин п к к/й п г ға омумйүзлүк җазалаш һәрикитини давамлаштурмақта, әмма терорлуқ тәшкилатиму пуқраларни һуҗум нишани қилиш арқилиқ җаваб қайтурушниң койида йүрмәктә. әйн әл-әрәб районидин каркамиш районида пуқраларға һуҗум қилғанлиқини, андин азәз шәһириниңму һуҗум нишани қилинғанлиқини көрдуқ. һәрбий җәһәттә түркийә армийәси алдида мәвҗутлуқини сақлап қалалмиған террорлуқ тәшкилати пуқраларни һуҗум нишани қилип, өзини көрсәтмәкчи болмақта. лекин пуқраларға қаритилған бу һуҗумлар түркийәниң терорлуққа қарши туруш ирадисини техиму ашурмақта.

җумһур рәис әрдоған ахирқи байанатида қайтидин қуруқлуқ һәрикитиниңму сигналини бәрди. әрдоған бир мәзгил илгири қуруқлуқ һәрикити тоғрисида байанат елан қилған болуп, әмма путинниң бәшшар әсәд һакимийити билән көрүшүш тәклипини қобул қилип һәрикәтни тохтитип турған иди. бу арилиқта сурийә һакимийити билән һечқандақ илгириләш болмиди. шуниңдәк бу қетимлиқ һава һәрикитидә п к к тәрәптә турған нурғунлиған сүрийә һөкүмити әскәрлириму өлтүрүлди. ахирида, түркийә дөләт бихәтәрликини күчәйтиш вә һуҗумларни пүтүнләй тохтитиш үчүн кәң көләмлик қуруқлуқ һәрикәтлири арқилиқ п к к ни чегра линийәсидин пүтүнләй сүпүрүп ташлашқа мәҗбур.

хәлқара шараит түркийәгә пайдилиқ болуватқан мушундақ бир пәйттә, түркийә армийәсиниң қуруқлуқтин һәркәт башлаш мумкинлики интайин йуқири. биринчи һуҗум нишани қилинидиған районлар тел рифар, манбиҗ вә әйн әл әрәб болғуси.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر