түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғини

күнтәртип вә анализ (12)

1907604
түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғини

түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғини

түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғини

күнтәртип вә анализ (12)

(мурат йешил таш)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил таш тәрипидин тәййарланған «түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғини» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ****** ***** ****** ****

«түрк мәдәнийити үчүн йеңи дәвр: ортақ тәрәққийат вә гүллинишкә қарап» темилиқ түрк дөләтлири тәшкилати 9 – нөвәтлик башлиқлар йиғини өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә өткүзүлди. өткән йили нөвәтчи рәислик вәзиписини өтигән түркийәниң саһибханлиқидики истанбул башлиқлар йиғинида, әсли исми түрк дөләтлири кеңиши болған тәшкилатниң исми түрк дөләтлири тәшкилатиға өзгәртилгән вә 2040 - йиллиқ нишан һөҗҗити қобул қилинған иди. тәшкилатниң сәмәрқәнттики башлиқлар йиғинида қандақ бир пикри йөнилишниң оттуриға қойилидиғанлиқи шундақла түрк дунйасидики һәмкарлиқ вә бир гәвдилишишкә қарита қандақ қәдәмләрниң ташлинидиғанлиқи интизарлиқ билән күтүлмәктә иди. 103 маддилиқ сәмәрқәнд хитабнамисидә нурғун тәпсилатлар бар.

башлиқлар йиғининиң муһим нәтиҗилириниң бири шүбһисизки шималий қибрис түрк җумһурийитиниң күзәткүчи әза салаһийитигә еришиши болди. хитабнаминиң 7 - маддисида «қибрис түрклирини түрк дунйасиниң бир қисми дәп қарилидиғанлиқи» тәкитләнгән болуп, шималий қибрис түрк җумһурийитигә көзәткүчи әза салаһийитиниң берилиши, шималий қибрис түрк җумһурийитини йетим қалдурушқа хатимә бериш нуқтисидин интайин муһим илгириләш болғанға охшаш түркийә сиртидики түрк дөләтлири тәшкилати әзалири нуқтисидинму җасарәт бәргүч илгириләш болди.

униңдин башқа йәнә, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң байанатида тилға алған вә һәммәйлән тәрипидин қобул қилинған  «түрк дунйасиниң җуғрапийилик чегриси техиму кәң» дегән сөзидин кейин, түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләр сиртида йашайдиған түркий тиллиқ қериндашларниң һәқ - һоқуқини, бихәтәрликини вә миллий кимликини қоғдаш, асимелатсийә болмаслиқини ишқа ашуруш җәһәттә түрк дөләтлири тәшкилати даирисдә қоллап – қуввәтләш чақириқи йәнә бир нуқтидин әзәрбәйҗанниң иранға бәргән ениқ сигнали болди.

йеқиндин буйан җиддийчилик йүз бәргән қирғизистан-таҗикистан чегра мәсилисигә мунасивәтлик хәлқара қанунлар асасида қирғизистанни қоллаш сигналиму берилгән хитабнамидә йәнә, көчмәнлик вә қанунсиз көчүшләрдин тартип, террорлуққа қарши туруш күришигичә вә афғанистанда муқимлиқни ишқа ашурушқичә болған нурғун мәсилиләргә мунасивәтлик муһим тәкитләр орун алди.

йәнә бир тәрәптин, түрк дөләтлири тәшкилатиниң тәрәққийати вә һәмкарлиқиниң чоңқурлишишида сәл қарашқа болмайдиған муһим амил сүпитидә әза дөләтләрниң түрк дөләтлири тәшкилати сиртидики икки тәрәплик йаки көп тәрәплик һәмкарлиқлири болди. бу җәһәттә гәрчә икки тәрәплик вә көп тәрәплик һәмкарлиқниң нурғун мисаллири болсиму, пәқәт түркийә-әзәрбәйҗан мунасивити үстидә тохтилишму йетәрлик болидиғанлиқи ениқ. чүнки йеқиндин буйан түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики икки тәрәплик мунасивәт вә бу мунасивәтниң нәтиҗисидә барлиққа кәлгән конкрет нәтиҗиләр түрк дөләтлири тәшкилати гәвдиси ичидики һәмкарлиқта түрткилик рол ойниди, дейишкә болиду.

әза дөләтләр рәһбәрлириниң икки тәрәплик вә көп тәрәплик тәшәббусиму муһим. һәтта рәһбәрләр оттуриға қойған көз қариши билән түрк дөләтлири тәшкилати ичидики һәмкарлиқниң тәрәққийатида әң муһим амил болуши мумкин. чүнки түрк дөләтлири тәшкилати катибат башқармиси вә әза дөләтләрниң техникилиқ комитетлири рәһбәрләрниң тәсәввури вә йетәкчилики билән һөҗҗәтләргә техимубәк игә чиқиду вә уларни иҗра қилиш үчүн зор тиришчанлиқларни көрситиду.

бу нуқтида, түркийә ишқа ашурған бөсүш характерлиқ илгириләшләрниң шундақла җумһур рәис әрдоғанниң рәһбәрликиниң түрк дөләтлири тәшкилатида йеқинқи мәзгилдә қолға кәлтүргән утуқларда муһим рол ойниғанлиқини инкар қилғили болмайду. шуниңдәк әзәрбәйҗанда әлийев, қазақистанда нәзәрбайив вә токайев, қирғизистанда җапаров, өзбекистанда мирзийойев қатарлиқ рәһбәрләр түрк дөләтлири тәшкилатиниң күнсери күчийишидә муһим ролларни ойниди. көзәткүчи әза дөләт болған венгрийә баш министири орбанму бу җәрйанда маслишишчан бир рәһбәрликни намайан қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر