дөләтләрниң аләм бошлуқида өзини испатлашқа урунуши вә униң әһмийити

«көзнәк» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, дунйа әллириниң аләм бошлуқидики мәвҗутлуқини испатлаш риқабәтлири вә униң сәвәби тоғрисидики учурларни диққтиңларға сунимиз!

1897214
дөләтләрниң аләм бошлуқида өзини испатлашқа урунуши вә униң әһмийити

дөләтләрниң аләм бошлуқида өзини испатлашқа урунуши вә униң әһмийити

түркийә авази радийоси: «аләм бошлуқиниң һөкүмрани дунйаниң һөкүмрани болиду» дегән нәзәрийәни тайанч қилған дунйа дөләтлири узун йиллардин буйан аләм бошлуқида мәвҗут болуш үчүн күч чиқармақта.

рус аләм учқучиси йури гагаринниң аләм бошлуқиға чиққиниға толуқ 61 йил болди. хели узун муддәт америка қошма иштатлири билән совет иттипақиниң риқабәт сәһнисигә айланған ай шари, америка авийатсийә – аләм бошлуқи идариси — насаниң «артемис» намлиқ аләм кемиси билән қайтидин күнтәртипкә кәлди.

«артемис-1» намлиқ аләм кемисиниң учуши мувәппәқийәтлик болған тәқдирдә, наса аләм учқучилири 2024 – йили ай шари әтрапида учалайдиған һаләткә келиду. 2025 – йили ай шариға қоналайду. «артемис-1»ни бошлуққа йоллаш мәшғулатиға кеминиң функсийәсидә көрүлгән бәзи мәсилиләр түпәйли үчинчи қетим өзгәртиш киргүзүлди.

йеқинқи йиллардин буйан аләм бошлуқи тәтқиқатиқа аҗритилған сәрмайә миқдари көрүнәрлик дәриҗидә ашти؛ йеқинқи бир қанчә йилдин буйан америка қошма иштатлири қатарлиқ бәзи дөләтләрниң аләм бошлуқи тәтқиқатиға аҗратқан хамчотидики пәвқуладдә өрләш йеңи бир аләм бошлуқи риқабитиниң башланғанлиқидин дерәк бериду.

аләм бошлуқиға мунасивәтлик сүний һәмраһ санаитиниң әһвалиму кишиләрниң диққитини тартиватқан йәнә бир мәсилә... санаәткә мәбләғ селиш һәрқайси дөләтләрниң аләм бошлуқиға мәбләғ селиши нуқтисидин интайин муһим. техиму ениқрақ қилип ейтқанда, бу саһәгә селинған мәбләғ йеқинқи 10 йилда икки һәссә ешип 271 милйард долларға йәтти. бу саһәгә әң көп мәбләғ салған дөләт америка қошма иштатлири. униңдин қалса хитай вә йапонийә.

ундақта, дөләтләрниң аләм бошлуқида мәвҗут болуши немә үчүн муһим? һәр қайси дөләтләрниң аләм бошлуқи риқабитиниң сүркилиш пәйда қилиш хәвпи барму?

ракета тәтқиқатчиси ариф қарабәйоғлу, содини нишан қилған аләм бошлуқи тәтқиқатлириниң америкада башлинип, башқа ғәрб дөләтлири вә йапонийәгичә кеңәйгәнликини оттуриға қойуп: «сода ширкәтлири пайда йаритиш вә издиниш мәқситидә бошлуқта бир қисим мәшғулатларни елип бармақта. буларниң ичидә аләм бошлуқи сайаһити, буниңдин башқа кәлгүсидә ишқа ешиши мумкин болған аләм бошлуқи канчлиқи вә дунйани көзитиш хизмәтлири қатарлиқлар бар. диққәт қилидиған болсақ, бу хилдики паалийәтләрниң һәммиси әмәлийәттә сода бошлуқи даирисидә елип берилмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң аләм бошлуқи тәтқиқати қайси басқучта? дегән темиға келидиған болсақ, түркийәниң нурғун тамамланған йаки давамлишиватқан түрлири бар. түркийәниң актип учур - алақә сүний һәмраһи сани 8 гә йәткән болуп, бу хилдики сүний һәмраһларға игә 30 дөләтниң биригә айланди.

истанбул пән – техника университети авийатсийә вә аләм бошлуқи пәнлири оқутқучиси пирофессор доктор алим рустәм аслан бу һәқтә тохтилип: «учурлишиш сүний һәмраһи тәтқиқ қилиниватиду, йәршарини көзитиш сүний һәмраһи тәтқиқ қилиниватиду, илмий тәтқиқат сүний һәмраһлири ишләватиду, биз чәт әлгә сүний һәмраһ експорт қиливатимиз. бу һазир интайин муһим. түркийәниң бир данә миллий қойуп бериш системиси түри бар. аләм бошлуқиға кириш интайин муһим. аләм бошлуқи системисини қанчилик тәрәққий қилдурсиңиз қилдуруң, уни аләм бошлуқиға өзиңиз қойуп берәлмисиңиз йаки уни аләм бошлуқиға чиқиришқа капаләтлик қилалмисиңиз, бу бир чоң мәсилә. бу түрләрниң һәммиси түркийәдә давамлаштурулуватиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر