йүрәк сағламлиқимизға пайдилиқ узуқлуқлар
шипа булиқи (6)

йүрәк сағламлиқимизға пайдилиқ узуқлуқлар
(доктор мәһмәт учар)
йүрәк сағламлиқимизға пайдилиқ узуқлуқлар төвәндикичә:
самсақ
күчлүк оксидлинишқа қарши турғучи самсақ, тәркибидики шипалиқ маддилири сайисида қан томур қетишишниң алдини елиш, қан бесими вә қандики майни азайтишта муһим рол ойнайду. шундақла, холестеринниң қан томурға зийан йәткүзүшиниң алдини алиду. һәр күни 1 тал самсақ истемал қилиш йетәрликтур. лекин, әгәр сиз қан суйуқландурғуч, қан бесими йаки йағни төвәнлитидиған дориларни истемал қиливатқан болсиңиз, самсақни истемал қилишини азайтишиңиз керәк.
пурчақ
ақсил миқдари йуқири болғандин башқа, витамин B1, төмүр, синик, фосфор вә магний қатарлиқ маддилири сайисида йүрәк кесәлликлириниң алдини елишта үнүмлүк рол ойнайду. тәтқиқатларда испатлинишичә, һәр күни 25 гирам пурчақ истемал қилғанда, йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини төвәнләткили болидикән.
зиғир
тәркибидә тойунмиған йағ кислатаси, калий, витамин E вә омега -3 бар зиғир, бу алаһидиликлири сайисида, йүрәк кесәлликлиридин мудапиәлиниш ролини ойнайду. һәр күни 1 қошуқ зиғирни қетиқ, чорба қатарлиқ йемәкликләргә қошуп истемал қилса болиду.
арпа
карбон су бирикмилири амбири һесаблинидиған арпиниң тәркибидә витамин B6, төмүр вә синик бар болуп, начар холестеринни төвәнлитиду.
банан
тәркибидики калий миқдари сәвәбидин минерал амбири һесаблинидиған банан, йуқири қан бесим вә начар холестеринни төвәнлитиду.
қизилча
калий вә фолик кислатасиниң мол мәнбәсидур. калорийә миқдари интайин төвәндур. униңда көктатлар арисида әң көп тәбиий шекәр бардур.
тавуз
тавуздики шипалиқ тәркибләр қан айлинишни тәңшәп, йүрәк сағламлиқиңизни күчәйтиду.
орман йаңиқи, йаңақ, бадам
начар холестеринни төвәнлитиду, йахши холестеринни ашуриду, қандики уйулушни азайтиду вә триглитсеридниң миқдарини төвәнлитиду.
һәр күни 2-3 йаңақ, 8-10 хам бадам йаки орман йаңиқи истемал қилиң. йаңақ, бадам вә орман йаңиқи, омега - 3 вә витамин E дин башқа, магний вә тала маддисиниң йардимидә, қандики начар холестеринни азайтип, йахши холестеринни ашурушқа йардәм бериду.
күндә бир нәччә бадам йейишму серотонин қойуп бериш арқилиқ кәйпийатиңизни йахшилайду.
брокколи
витамин B вә фолик кислатаси мол болған брокколи, бесим, тәшвиш, алақзадилик, һәтта чүшкүнлүккә пайдилиқтур.
ширнилик мевиләр
қара бөлҗүргән, малина, йава алма, қизил ейқүзүми вә бөлҗүргән қатарлиқ ширнилик мевиләр, калорийә сәвийәси төвән, тала миқдари йуқири, селен вә полифенол қатарлиқ оксидлинишқа қарши турғучи күчлүк маддилар сайисида нурғун созулма характерлик кесәллик хәвпини йоқитиду.
йәр мәдики
йаллуғ қайтуруш вә оксидлинишқа қарши туруш хусусийәтлири сайисида йүрәк үчүн интайин пайдилиқтур.
пәмидур
тәркибидики ликопенниң йардимидә, йүрәк қан томур кесәлликлири вә йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини төвәнлитиду, қандики холестеринниң сәвийәсини өстүриду. пәмидурни хам йаки пишуруп истемал қилсиңиз болиду. тәтқиқатларға қариғанда, пәмидурни пишуруп истемал қилиш техиму пайдилиқ икән.
паләк
тәркибидә калий вә тала мол болуп, қан бесимни контрол қилиду, холестеринни төвәнлитиду, һәмдә йүрәк мускулиниң нормал ишлишигә капаләтлик қилиду. семизот вә брокколи қатарлиқ көктатларму йүрәк үчүн интайин пайдилиқтур.
алма
күндә бир алма, болупму начар холестеринни төвәнлитип, йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини азайтиду.
қуруқ пурчақ, ноқут, йессимуқ
булар тәркибидики таланиң йардимидә, қандики холестерин LDL ниң сәвийәсини төвәнлитиду.
йешил чай
тәркибидики мол пайдилиқ маддилири билән йүрәк кесилиниң пәйда болушидики әң муһим сәвәб болған қетишма шәкиллинишиниң алдини алиду вә начар холестеринни төвәнлитиду. һәр күни 1-2 истакан истемал қилсиңиз болиду. бөрәк кесилигә гириптар болғанлар дохтурдин мәслиһәт соримай туруп йешил чай истемал қилмаслиқи керәк.
зәйтун йеғи
йүрәк қан томур кесәлликлиригә қарши туруш ролини ойнайду, начар холестеринни төвәнлитиду. күнигә 2-3 қошуқтин артуқ истемал қилмаң.
белиқ
белиқ йүрәк қан томур кесәлликлириниң алдини алиду, начар холестеринни төвәнлитиду, йахши холестеринни ашуриду вә йүрәк ритимини тәңшәйду. әмма белиқни қорумаң, уни кавап қилип, истемал қилиң.
ақ туннус белиқи, салмон белиқи , көк чипар белиқ, селд белиқи, трут белиқи вә сардунйа белиқи қатарлиқ майлиқ белиқларниң тәркибидә, омега - 3 йағ кислатаси интайин мол болуп, йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини төвәнлитиду.
кава уруқи
кава уруқи магнийниң мол мәнбәси болуп, һәр күни йерим истаканғичә чай дәмләп ичкәндә, күндилик магний еһтийаҗини қандуриду. магний қан бесимиңизға пайдилиқ болупла қалмай, йәнә йүрәк кесили вә паләч қатарлиқ кесәлликләрниң алдини елишта муһим рол ойнайду.
семизот
тәбиәтниң шипалиқ узуқлуқлиридин бири болған семизотниң, йүрәкни қоғдаштәк шипалиқ роли бардур. смизоттики омега - 3 ни даим истемал қилғанда, қандики холестеринни нормал сәвийидә сақлап, йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини көрүнәрлик төвәнләткили, қанни суйуқландуруп, уйушушниң алдини алғили болиду.
қизил үзүм
өз пәсилдә истемал қилиш шәрти астида, уруқидин тартип шәрбитигичә сағламлиқ амбири болған қизил үзүм, тәркибидики шипалиқ маддилар сайисида йүрәк үчүн интайин пайдилиқтур. қизил үзүм йахши холестерин HDL ни ашуриду, начар холестерин болса LDL ни төвәнлитиду.
мәрвайитгүл
интайин төвән калорийәлик узуқлуқ болуп, тәркибидә витамин B6, фолик кислатаси, витамин C, кератин вә һәр хил талалар бардур. 1 қача қайнитилған мәрвайитгүл бәдәнниң күндилик витамин B еһтийаҗиниң көп қисмини қандуриду. у йәнә зийанлиқ йағ һүҗәйрилирини чиқирип ташлап, бәдәндики холестеринни төвәнлитишкә йардәм бериш арқилиқ йүрәккә пайда қилиду.
йесивиләк, окра, қара йесивиләк, аргула, йумғақсүт, қизил қизилча, рәйһан, күнҗүт қатарлиқларму йүрәк сағламлиқиға пайдилиқтур.