һәйвәтлик коча

биливелиң - (5)

1887718
һәйвәтлик коча

һәйвәтлик коча

дунйадики «әң һәйвәтлик» кочилардин бириниң истанбулда икәнликини биләмсиз?

турмуш усули вә сайаһәт һәққидә паалийәт елип баридиған дунйадики әң даңлиқ журналлардин бири, 2022  - йилиниң  әң һәйвәтлик кочилиридин бирини ечиқлап чиқиш үчүн, 20 миңдин артуқ хәлқаралиқ шәһәр аһалиси иштирак қилған бир рас синаш елип барди.  дунйадики әң һәйвәтлик 33 коча ениқлап чиқилған рай синашта, истанбулниң бәшикташ наһийәсидики «сулайман сәба кочиси», дунйадики әң һәйвәтлик  27 – коча болуп талланди.

тарихи, бинакарлиқ қурулмиси вә өзигә хас муһити билән махташқа әрзийдиған кочидики «қатар кәткән өйләр», «кочиниң баш таҗи» дәп атилиду. «қатар өйләр» йәнә түркийәдики тунҗи аммиви туралғу лайиһәси һесаблиниду. султан абдуләзиз дәвридә, қурулуши, долмабаһчә сарийи өйлири сүпитидә 1875 – йили башланған. бу өйләрниң бәзилири ордида ишләйдиған қаравуллар вә ағаларниң туруши үчүн, һазирқи мәнидә йатақ өй қилип лайиһәләнгән, йәнә бәзилири болса иҗарә өйи қилип лайиһәләнгән.

мустапа камал ататүркниң аниси, сиңлиси вә беқивалған оғлиму қатар өйләрдики 76-номурлуқ бинада бир мәзгил турған. ататүркму даим баридиған бу өй , у тилшунас фердинанд де суссур билән тонушқан вә түрк тарих тәтқиқат җәмийити билән түрк тил тәтқиқат җәмийитиниң улини салған өйдур. 2010-йили музей сүпитидә ечилған үч қәвәтлик өйдә ататүрккә аит буйумлар вә тарихий асарә-әтиқиләр көргәзмә қилинмақта. буниңдин башқа йәнә, һәр хил синалғу пирограммилири, һөҗҗәтлик филимләр вә филимләр  арқилиқ балқан уруши, көчмәнләр вә миллий күрәш қатарлиқлар тонуштурулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر