түркийә вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати

күнтәртип вә анализ (04)

1883412
түркийә вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати

түркийә вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати

күнтәртип вә анализ (04)

(мурат йешил таш)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил таш тәрипидин тәййарланған «түркийә вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ****** ***** ****** ****

җумһур рәис әрдоғанниң өткән һәптә өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнишиши, түркийәниң ташқи сийаситидә йеңи бир муназириниң қозғилишиға сәвәб болди. демисиму ковид -19 йуқумидин кейинки бу тунҗи қетимлиқ йүзтуранә учришишниң, болупму русийәниң украинаға һуҗум қилишидин кейин өткүзүлиши вә түркийәниң бу йиғинға тунҗи қетим җумһур рәис сәвийәсидә иштирак қилиши, нурғун җәһәтләрдин муһим. чүнки түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға шундақла йавропа иттипақиға әзалиқ салаһийитигә игә бир дөләт болиши һәмдә бу тәшкилатниң «ғәрбкә қарши иқтисадий қурулма» дәп қарилиши, түркийәниң тәшкилат йиғиниға қатнишишиниму талаш-тартишлиқ һалға кәлтүрүп қоймақта. җумһур рәис әрдоған ейтқандәк, түркийәниң бу тәшкилатқа әза болуш нишани барлиқини елан қилишиму талаш - тартишларни техиму муһим һалға кәлтүрмәктә. ундақта түркийә һәқиқәтән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини ғәрбкә қарши бир  таллаш дәп қарамду? бу соалға толуқ мәнидин «һәә» дәп җаваб қайтуруш интайин қейин.

түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қатнишишни халишиниң бир қанчилиған сәвәблири бар. алди билән тәкитлинидиған нуқтиларниң бири, бу истәкниң  йеңи әмәсликидур. түркийә 2019 - йили елан қилған «қайтидин асийа тәшәббуси» түркийәниң ташқи сийаситидә йеңи бир издинишниң бир қисми дәп қаралди. мәзкур тәшәббусниң икки муһим асаси бар болуп, биринчи асасий, түркийәниң қайтидин асийаға йүзлиниш арқилиқ райондики дөләтләр билән өзара мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушидур. будаиридә, түркийә иқтисадий нуқтидин район билән болған мунасивәтлирини қойуқлаштуруп, райондики дөләтләр билән болған һазирқи сода миқдарини ашурушни халайду. бу әһвал «түркийәниң експортини ашуруп, иқтисадниң ешишини муқимлаштуриду» дегән қараштур.

иккинчи асаси, түркийәниң район характерлиқ тәшкилатларда актип орун елишидур. түркий дөләтләр тәшкилатини системилиқ һалға кәлтүрүш йолида йәнә бир қәдәм ташлаш арқилиқ һөкүмәтләр ара рәсмий бир тәшкилатлинишқа айлинишни, түркийәниң қайтидин асийаға йүзлиниш тәшәббусиниң бир қисми дәп қарашқиму болиду. чүнки хитайниң узундин буйан йолға қойған «бир бәлвағ бир йол» лайиһәси даирисидәм түркийәниң «оттура каридор» болуш сүпити билән геополитика (җуғрапийилик сийасәт) җәһәттин мәркәздә орун елиши, түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ичидики ролини техиму муһим орунға кәлтүриду, дәп қаралмақта.

түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қатнишиш арзуси нуқтисидин тәкитләшкә тегишлик йәнә бир нуқта шуки, йеқинқи йиллардин буйан түркийәниң бихәтәрлик муһити омумйүзлүк өзгириштин өтмәктә. түркийә билән гретсийә оттурисида барғанчә әвҗ еливатқан җиддийчилик, америка вә йавропаниң гиретсийәниң арқисида орун елиши, американиң җәнубий қибрис рим һакимийитигә қаратқан қорал ембаргосини әмәлдин қалдуриши вә гретсийәдә мустәһкәмлигән һәрбий базилири түркийәниң әндишисини күчәйтмәктә.

йәнә бир тәрәптин американиң сүрийәдики п к к/ й п г террорлуқ тәшкилати билән болған мунасивити вә омумән қилип ейтқанда сүрийәниң вәзийити түркийәниң җәнубий чеграсини дөләт бихәтәрликигә нисбәтән интайин муһим һалға кәлтүрүп қоймақта. бу нуқтида ғәрбниң қоллишиға еришиштә мувәппәқийәт қазиналмаслиқиму түркийәни чоңқур ойға салмақта. украинада давамлишиватқан урушму түркийәниң қара деңиз бихәтәрликигә нисбәтән интайин муһим һалға кәлмәктә.

әзәрбәйҗан билән әрминийә оттурисидики җиддийлик вә уруш хәвпини нәзәрдә тутқанда, түркийәниң бихәтәрлик муһитиниң толиму һәрикәтчан һаләттә икәнликини көрүвалғили болиду. бу җиддийлик районлириға ирақ вә шәрқий ақ деңиз қошулғанда, түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән йахши мунасивәт орнитиши интайин муһим болуп қалмақта. әлвәттә, бу тәшкилатқа әза болуш түркийәниң дөләт бихәтәрлик мәсилисини биваситә һәл қилиш үчүн асас болалмайду. лекин ғәрб билән болған мунасивәтниң начарлишиш еһтималлиқиға нисбәтән түркийәниң хәлқара сийасәттики тәңпуңлуқини сақлишида муһим дәп қарилиду.

түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға мунасивәтлик байанатида нәзәргә елиниши керәклик йәнә бир мәсилә, түркийәниң хәлқара түзүлминиң бурулуш нуқтисида икәнликигә болған қаришидур. болупму хәлқара йуқум билән техиму айдиңлашқан бу қараш, «хәлқара системида күч тәңпуңлиқи ғәрбтин асийаға йөткиливатиду» дегән чүшәнчини һаким орунға елип чиққан вәзийәттә турмақта. түркийәму мәзкур күч йөткилиш мусаписидә техиму йахши тәййар вәзийәткә келиш үчүн асийа геополитикисида рол ойнашни халимақта. түркийә һәм нөвәттики ташқи сийасәт мәсилилири, һәм күнсири ешиватқан геополотикилиқ әһмийити билән асийа чоң қуруқлуқида үнүмлүк бир дөләт болалиши мумкин. шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини болса бу тәсирини көрситәлиши үчүн муһим бир мунбәр дәп қаримақта.

йуқирида тилға елинған үч муһим нуқтиниң һәммиси шуни көрситип беридуки, түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини ғәрб билән болған мунасивәтләрниң орниға иккинчи таллаш дәп қаримайду, бәлки  әксичә ғәрб билән болған мунасивәтлириниң толуқлиғучиси сүпитидә  муамилә қиливатқанлиқини көрситиду. йәнә бир тәрәптин, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға йүзлиниш «түркийәниң ташқи сийаситиниң көлимини кеңәйтиш» дегәнни билдүриду. униң үстигә ,шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиму йавропа иттипақиға охшаш сийасий-иқтисадий тәшкилат болуп, шималий атлантик әһди тәшкилатиға охшаш мудапиә тәшкилати әмәс. бу вәҗидин «түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға йеқинлишиш арқилиқ ғәрбтин йирақлишиватиду вә  орбитини өзгәртиватиду» дегән қараш тоғра әмәс.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر