санаәт инқилабиниң чақниған йултузи — токлуқ аптомобиллар

«гүзәл йеңилиқлар» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, санаәт инқилабиниң чақниған йултузи — токлуқ аптомобиллар тоғрисида тохтилип өтимиз...

1863068
санаәт инқилабиниң чақниған йултузи — токлуқ аптомобиллар

санаәт инқилабиниң чақниған йултузи — токлуқ аптомобиллар

түркийә авази радийоси: токлуқ аптомобиллар чақларни қозғитиш үчүн әнәниви маторниң әмәс, бәлки токниң күчидин пайдилиниду. аддийлаштуруп ейтқанда, електир енергийәси һәрикәт енергийәсигә айлиниду. әмма бу ишниң әң асаслиқ қисми болуп, нурғун җәһәтләрдә токлуқ аптомобиллар әнәниви аптомобилларға охшимайду.

фосил йеқилғуларниң орнини ток игиләйду

токлуқ аптомобилларда чақни айландуридиғини литий ийонлуқ батарейә болуп, сиз уни телефониңизни һәрикәтләндүридиған батарейәниң чоңайтилған нусхиси,  дәп тәсәввур қилсиңиз болиду. телефонға охшашла, қозғитиш үчүн бу аптомобилларғиму ток қачилаш үскүнисидин пайдилинип ток қачилашқа тоғра келиду. аптомобилниң чирағ, соғутуш, исситиш, аваз системиси қатарлиқ иқтидарлириниң һәммиси мәзкур батарийәдики ток билән һәрикәтлиниду. токлуқ аптомобил шопурлириниң көпинчиси батарийәсини өйлиридә толдуриду. әмма, бу хил аптомобиллар бир қәдәр омумлашқан әлләрдә аммиви ток қачилаш нуқтилири көпийиватиду.

токлуқ аптомобиллар билән қанчилик йол йүригили болиду?

нөвәттә базарға селинған токлуқ аптомобилларниң әң төвини  бир қетим толдурулған батарийә билән 130 километир, әң йуқириси 630 километир йүл йүрәләйду. ток қачилаш вақтиму қачилаш үскүнисиниң алаһидиликигә асасән, 1 саәттин башлинип 47 саәткичә йетиду. мәсилән, өйләрдә ишлитилидиған өлчәмлик улиғуч билән 8 саәт ток қачиланса, биринчи әвлад токлуқ аптомобиил тәхминән 200 километир йол йүрәләйду.

түркийәниң йәрлик токлуқ аптомобили — TOGG ниң батарейәсигә 30 минут ичидә ток қачилиғили болидиғанлиқи, мусаписиниң 500 километирға йетидиғанлиқи елан қилинди. шундақ болғанда, түркийәниң йәрлик токлуқ аптомобили билән истанбулдин измирға йаки әнқәрәдин анталйаға тохтимастин йетип барғили болиду.

токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучилири техиму йуқири ток қачилаш сүрити билән тәминләйдиған понкитлар биләнму тәминлимәктә. бу хил ток қачилаш орунлириниң йеқин кәлгүсидә техиму көпийидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

аптомобил һәйдәш җәһәттә қандақ пәрқләр бар?

токлуқ аптомобилларниң қозғилиш пиринсипидики охшимаслиқ аптомобил һәйдәш җәһәттиму бәзи пәрқләрни пәйда қилиду. токлуқ аптомобилларни һәйдәш интайин асан. бундақ болуши уларниң токлуқ болушини арқа көрүнүш қилиду.

алди билән, униңда адәмни әнсиритидиған хот (чишлиқ чақ) йоқ. аптомобилға олтуруп <қозғат> кунупкисини бесишиңиз купайә. токлуқ аптомобилниң йөткилидиған хотлири йоқ. чүнки токлуқ моторлар хот болушни тәләп қилмайду. май педалиға дәссәш дәриҗисигә қарап сүритини аптоматик өзгәртиду. униңда йәнә поршен, йеқилғу баки, газ чиқириш системиси, май йаки су помписи қатарлиқларму йоқ. бу аптомобилларниң авази интайин төвән. токлуқ аптомобилларниң көпинчиси путиңизни педалдин көтүрсиңизла көрүнәрлик дәриҗидә астилайду. әлвәттә, тезрәк тохташқа тоғра кәлгәндә ишлитидиған тормуз бар, әмма бәзи кишиләр турмузни пәқәт аптомобилни тохтатқандила ишлитиш керәк, дәп қарайду. шундақ, токлуқ аптомобилларға көнүш азрақ болсиму вақит алиду.

токлуқ аптомобиллар муһитқа зийан йәткүзмәйду؛ мәлумки, дунйаниң әң чоң муһит мәсилисиниң бири карбон төт оксидниң қойуп берилишидур. бензин / дизел аптомобиллириниң фосил йеқилғу сәрпийатидин келип чиққан бу булғима, йәршари килимат өзгиришидики әң чоң сәвәбләрниң бири һесаблиниду.

хитай, америка вә йавропа иттипақи дөләтлири пәқәт бир йил ичидила җәмий 20 милйард тонна карбон төт оксид қойуп бериду.

шуңа, инсанлар бу булғимини азайтиш үчүн фосил йеқилғу сәрпийатидин ваз кечип, қайта һасил болидиған енергийә мәнбәсигә йүзлиниши керәк.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر