түркийә истихбарат тәшкилатиниң иқтидариниң ешиши вә қораллиқ учқучисиз айролан һәрикити

күнтәртип вә анализ (43)

1847730
түркийә истихбарат тәшкилатиниң иқтидариниң ешиши вә қораллиқ учқучисиз айролан һәрикити

түркийә истихбарат тәшкилатиниң иқтидариниң ешиши вә қораллиқ учқучисиз айролан һәрикити

 

түркийә истихбарат тәшкилатиниң иқтидариниң ешиши вә қораллиқ учқучисиз айролан һәрикити  

күнтәртип вә анализ (43)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «түркийә истихбарат тәшкилатиниң иқтидариниң ешиши вә қораллиқ учқучисиз айролан һәрикити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

түркийә дөләт саһәлиридин ирақ вә сүрийәгичә кеңәйгән чоңқурлуқларда қораллиқ учқучисизи айроланлар билән һәрикәтлирини давамлаштурмақта. ахириқи қетим синҗар вә сулайманийәдә елип берилған һәрикәтләрдә терорлуқ тәшкилати п к к ниң нурғун аталмиш ​​йуқири дәриҗилик башқурғучилири уҗуқтурулди. түркийә истихбарат тәшкилатиниң мунасивәтлик саһәләрдики иқтидариниң ешиши кишиләрниң диққитини тартипла қалмастин, техникилиқ имканийәтлириниң қанчилик тәрәққий қилғанлиқиниму намайан қилип бәргәнлики наһайити муһим иди.

7 - ийунда ирақниң курд райониға қарашлиқ сулайманийәниң кәлар йезисида бир аптомобил қораллиқ учқучисиз айролан тәрипидин пачақлап ташланди. йәрлик мәнбәләр аптомобилдики 5 кишиниң өлгәнликини елан қилди. қисқиғинә вақиттин кейин аптомобилдики кишиләрниң терорлуқ тәшкилати п к к әзалири икәнлики, һәтта улардин бириниң фәрһад дәрик икәнлики елан қилинди.  

дәрик терорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийә қурулмиси шундақла шималий вә шәрқий сүрийә аптоном районлуқ һөкүмити иҗраийә комитетиниң аталмиш тәң дәриҗилик башлиқи иди. дәрикниң йенидики башқа 4 нәпәр п к к террорчиси билән бирликтә сулайманийә йезилирида тәшкилий паалийәт елип бериватқанлиқи уқтурулди.

 дәрикниң сүрийәдин шунчә йирақта сулайманийә йезилиридики мәвҗутлиқиниң қандақ байқалғанлиқи вә қандақ һуҗум нишани қилинғанлиқи һәмминиң диққитини тартқан тема болди. болупму түркийә истихбарат тәшкилатиниң тәрәққий қилған иқтидарини чүшиниш нуқтисидин наһайити муһим илгириләш иди.  мәзкур террорлуқ унсуриниң сүрийәдин ирақичә тәқип қилинғанлиқи һәм адәм күчи, һәм техникилиқ иқтидар җәһәттин мумкин болидиған сәвийәгә кәлгәнликини шундақла түркийәниң чегра линийәсидә тәхминән 300 киломитир йирақлиқта һәрикәт қиливатқан аптомобилни пачақлап ташлийалайдиған сәвийәгә йәткәнликини намайан қилип бәрди.  

дәрвәқә, түркийә йеқинқи йилларда истихбарат тәшкилатиға һәқиқәтән көп мәбләғ селип, уни хәлқарада иқтидари йуқири муһим тәшкилатқа айландурди. чоң хирисларға дуч кәлгән истихбарат тәшкилати йеңи реаллиқларға маслишалайдиғанлиқини, һәм адәм күчи, һәм техникилиқ имканийәт җәһәттин өзини нәқәдәр тәрәққий қилдурғанлиқини испатлап бәрди. әлвәттә, йеқинқи йиллардин буйан түркийә мудапиә санаитиниң тәрәққийатиму истихбарат тәшкилатини күчләндүргән амилларниң бирси болди. болупму қораллиқ учқучусиз айропилан саһәсидә түркийәниң дунйада алдинқи орунға өтүши,  истихбарат тәшкилатиниңму мунасивәтлик көзитиш, истихбарат вә нишанға елиш иқтидариға зор тәсир көрсәтти. бу тәсирни йеқинқи айларда ирақ вә сүрийәдә елип берилған онларчә қетимлиқ қораллиқ учқучусиз айропилан һәрикәтлири вә  уҗуқтурулған терорлуқ тәшкилати п к к  ниң аталмиш ​​йуқири дәриҗилик башқурғучилиридин көривалғили болиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر