силәргә қандақ нәрсә берилмисун, (у) дунйа тирикчиликидики пайдилинидиған нәрсидур
аллаһниң дәргаһидики саваб әң йахшидур, әң бақийдур, чүшәнмәмсиләр?

силәргә қандақ нәрсә берилмисун, (у) дунйа тирикчиликидики пайдилинидиған нәрсидур
түркийә авази радийоси: қәсәс сүриси, 60 - 70 - айәтләр. силәргә қандақ нәрсә берилмисун, (у) дунйа тирикчиликидики пайдилинидиған нәрсидур вә дунйа тирикчиликиниң зиннитидур, аллаһниң дәргаһидики саваб әң йахшидур, әң бақийдур, чүшәнмәмсиләр?[60] биз йахши вәдини қилған (йәни җәннәтни вәдә қилған) адәм уни тапиду, (у) дунйа тирикчиликидики пайдилинидиған нәрсиләр билән биз пайдиландурған, андин қийамәт күни азабқа дучар болған адәм билән охшашму?[61] шу күни аллаһ уларға: «силәр гуман қилған мениң шериклирим қәйәрдә? » дәп нида қилиду[62]. өзлиригә азаб тегишлик болғанлар (йәни мушрикларниң чоңлири): «пәрвәрдигаримиз! биз (сениң йолуңдин) аздурғанларни (йәни әгәшкүчилиримизни) өзимиз азғандәк аздурдуқ, (пәрвәрдигаримиз!) улардин йирақлишип саңа йеқинлаштуқ, улар бизгә ибадәт қилмайтти (пәқәт нәпси хаһишлириға ибадәт қилатти)» дейишиду[63]. уларға: «шерик кәлтүргән мәбудлириңларни чақириңлар» дейилгән һаман, улар шерик кәлтүргән мәбудлирини чақириду, улардин җаваб кәлмәйду, улар азабни көргән чағда, (капир болғанлиқлириға надамәт қилип) (дунйадики вақтида) һидайәт тапқан болушлирини арзу қилиду[64]. у күндә аллаһ уларға нида қилип ейтиду: «пәйғәмбәрләргә немә билән җавап бәрдиңлар?»[65]. у күндә уларға барлиқ хәвәрләр қараңғу болиду, улар өзара сорашмайду[66]. тәвбә қилған, иман ейтқан вә йахши әмәл қилған адәмгә кәлсәк, униң мәқсәткә еришкүчиләрдин болуши үмидликтур[67]. аллаһ (мәхлуқатидин) халиғинини йаритиду, халиған адәмни (пәйғәмбәрликкә) таллайду, таллаш һоқуқи уларда әмәс, аллаһ пактур, уларниң шерик кәлтүргәнлиридин үстүндур[68]. пәрвәрдигариң уларниң диллирида йошурун тутқанлирини вә (еғизлирида) дегәнлирини билип туриду[69]. у аллаһтур, униңдин бөләк һеч мәбуд (бәрһәқ) йоқтур, дунйа вә ахирәттә җими һәмдусана аллаһқа мәнсуптур, һөкүм чиқириш аллаһқа мәнсуптур, силәр аллаһниң дәргаһиға қайтурулисиләр[70]. һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йоқирида түркийә авази радийоси тәрипидин тәййарланған «қуран кәрим тилавит