аллаһ саңа қилған вәдисигә хилаплиқ қилмайду
сән һаман чоқунуп келиватқан илаһиңға қариғин, биз уни чоқум (отта) көйдүримиз, андин униң (күлини) деңизға чечиветимиз.

түркийә авази радийоси: таһа сүриси, 87 - 97 айәтләр. улар ейтти: «саңа бәргән вәдигә өзлүкимиздин хилаплиқ қилғинимиз йоқ, лекин биз (пирәвн) қәвминиң зиннәтлиридин нурғун елип чиққан идуқ, (самириниң буйруқи бойичә) уларни (отқа) ташлидуқ, самириму (өзи елип чиққан зибу- зиннәтлирини) ташлиди»[87]. самири (еритилгән зибузиннәтләрдин) улар үчүн бир мозай һәйкәл йасиди, униңдин мозайниң авазиға охшаш аваз чиқатти, улар (йәни самири вә униң тәвәлири) ейтти: «бу силәрниң илаһиңлардур вә мусаниң илаһидур, муса (илаһни бу йәрдә) унтуп қелип (уни издәп турсинаға кәтти)»[88]. у мозайниң уларниң сөзигә җаваб берәлмәйдиғанлиқини, уларға пайда ـ зийан йәткүзәлмәйдиғанлиқини улар уқмамду?[89]. шәк ـ шүбһисизки, һарун уларға (муса қайтип келиштин) бурун: «и қәвмим! силәр мозай билән қаймуқтурулдуңлар, силәрниң пәрвәрдигариңлар мәрһәмәтлик аллаһтур, маңа бой сунуңлар, (мозайға чоқунушни тәрк етиш билән) буйриқимға итаәт қилиңлар!» деди[90]. улар: «муса қайтип кәлгәнгә қәдәр униңға чоқуниверимиз» дейишти[91]. муса ейтти: «и һарун! уларниң азғанлиқини көргән чеғиңда (худалиқ үчүн ғәзәплиништә) маңа әгишиштин немә тосалғу болди? мениң буйриқимға хилаплиқ қилдиңму?»[92 ـ 93]. һарун ейтти: « и қериндишим! мениң сақилимни вә чечимни тартмиғин, мән һәқиқәтән сениң, исраил әвладини бөлүветипсән, сөзүмгә диққәт қилмапсән, дейишиңдин қорқтум»[94]. муса ейтти: «и самири! сән немә болдуң? (йәни мундақ йаман ишни қилишиңдин ғәризиң немә?)»[95]. самири ейтти: «мән улар көрмигәнни көрдүм, әлчи (йәни җибриил) ниң изидин бир чаңгал топини алдим ـ дә, уни (мозайға) чачтим, шуниң билән униңдин мозайниң авазиға охшаш аваз чиқти), шуниңдәк (буни) маңа нәпсим чирайлиқ көрсәтти»[96]. муса (самириға) ейтти: «сән барғин! сән өмүрвайәт (көргәнла кишигә) маңа йеқинлашмаңлар! дегәйсән (йәни сениң кишигә йеқинлашмаслиқиң, кишиниң саңа йеқинлашмаслиқи бу дунйада саңа берилгән җазадур), шүбһисизки (ахирәттә җазалинидиған) муәййән бир вақтиң бар, аллаһ саңа қилған бу вәдисигә хилаплиқ қилмайду, сән һаман чоқунуп келиватқан илаһиңға қариғин, биз уни чоқум (отта) көйдүримиз, андин униң (күлини) деңизға чечиветимиз»[97].