йахши - сүпәтлик ухлашниң тәбиий чарә – тәдбирлири

шипа булиқи - 30

1803144
йахши - сүпәтлик ухлашниң тәбиий чарә – тәдбирлири

 (доктор мәһмәт учар)

йахши - сүпәтлик ухлаш вә күн бойи көтүрәңгү роһлуқ болушимизға капаләтлик қилишниң тәбиий чарә – тәдбирлири.

йахши - сүпәтлик ухлаш вә күн бойи көтүрәңгү роһлуқ болушимизға капаләтлик қилишниң тәбиий чарә – тәдбирлири төвәндикичә:

роземарийә:

 GABA A қобуллиғучни ғидиқлаш арқилиқ уйқуни қозғайду. чейини ичишкә болиду.

• сумбул

тәтқиқатлар нәтиҗисидә, сумбулниң йилтизиниң ухлашқа йардими болидиғанлиқи испатланди.

• адәмгийаһ:

болупму корейә қизил адәмгийаһи омумий ухлаш вақтини узартиду. буниңдин башқа йәнә,  адәмгийаһ уйқу-ойғақлиқ вақтини тәңшәйду, дәп қарилиду.

• меһрай оти

бу өсүмлүкниң йеник тинчландуруш роли бар.

• бинәпшә гүл мейи:

ухлаштин 30 минут бурун бинәпшә гүл мейини пураш арқилиқ һәм уйқу сүпитини йахшилиғили һәм уйқусизлиқни азайтқили болиду.

• липпийә чатқили чейи

липпийә чатқилиниң өткүр пуриқи вә тәми сайисида чай тәмлик болиду вә тәмкинликни қозғайду. бесимни йәңгиллитиш вә мускулларни бошитиш ролиға игә липпийә чатқили, уйқуға кетишни қолайлаштуриду.

• кава қаримучи:

тинч окйанда өсидиған бир хил қаримуч болуп, GABA A қобуллиғучни ғидиқлаш арқилиқ уйқуни қозғайду. өсүмлүк йилтизида көп учрайдиған бу маддиларни диққәт билән ишлитиш керәк , чүнки бу маддилар җигәргә зийан йәткүзиду.

• лавангүл:

лавангүлниң учушчан мейи вә сүйиниң пуриқи, GABA арқилиқ ухлаш вақтини узартиду, уйқу қалаймиқанлишишниң алдини алиду вә техиму сүпәтлик уйқу билән тәминләйду.

лавангүл уйқуни қозғайдиған хуш пурақлиқ өсүмлүкләрдин бири болғанлиқи үчүн, уйқуни қозғашта ишлитилидиған өсүмлүкләрниң бешида келиду. тәтқиқатлар шуни испатлидики, ухлаштин 30 минут бурун лавангүл мейини пураш уйқу сүпитигә актип тәсир көрситиду. лавангүл болупму йеник дәриҗидики уйқусизлиққа гириптар болғучилар, йашлар вә айалларниң ишлитишигә баб келидиған тәсири күчлүк уйқу қозғатқучидур.

лавангүлниң өзигә охшаш, униң чейиму татлиқ һәм йениктур. чайниң ичидә дәмләнгән лавангүл, ухлаштин бурун тинчлинишиңиз вә татлиқ уйқуға кетишиңизгә йардәм бериду. қаттиқ һерип - чарчашлиқ бир күндин кейин, бир истакан лавангүл чейи ичип бәргәндә, һәм мускуллириңизни бошитиду, һәмдә сизни йахши - сүпәтлик ухлашқа тәййарлайду.

• пиннә чейи

ухлаштин бурун бир истакан пиннә чейи ичиш, болупму ашқазан кесилигә гириптар болғанлиқи сәвәблик йахши ухлийалмайдиғанларға көп пайдиси бар. пиннәниң ашқазанни арам алдуруш роли қайта қозғилиш қатарлиқ ашқазан ағриқлирини азайтип, ухлашни қолайлаштуриду.

• йешил чай

оксидлинишқа қарши турғучи маддилар билән толуп ташқан бу чай, тинчлинишиңизға йардәм бериду.

• бәлизгүл чейи:

уда 2 һәптә  бәлизгүл чейи истемал қилғанда, уйқу сүпитини өстүрүп, кәйпийатни йахшилайду.

дунйадики әң көп уйқуға йардәм беридиған чайлардин бири болған бәлизгүл чейини һәммә адәм асасән дегүдәк билиду. тиничландуруш роли сайисида, ухлаштин бурун бәлизгүл чейи истемал қилғанда, һәм тәшвишлинишни, һәм бесимни пәсәйтиду, шундақла, чоңқур вә сағлам ухлашқа йардәм бериду.

• магнолийә пости чейи

магнолийә чейини тинчландуруш вә техиму раһәт ухлаш үчүн истемал қилишқа болиду. магнолийә уйқуға кетиш вақтини қисқартип, техиму узун вә техиму чоңқур ухлашқа йардәм бериду.

• магний

магний зеһин вә бәдәнни тинчландурушқа йардәм берип, уйқуға кетишни қолайлаштуриду. тәтқиқатлар шуни испатлап бәрдики, магнийниң арам тапқузуш вә тиничландуруш роли мелатонин дәврини йахшилашқа йардәм бериду, шуниң билән, мәлум тәртип бойичә сүпәтлик ухлиғили болиду.

• бадам

ухлаштин бурун бадам йейишму уйқу сүпитини йуқири көтүрүшкә пайдилиқ. бадам тәркибидики мелатонин һормуни уйқуға кетишни қолайлаштуриду, мускулларни бошитип, сағлам ухлашқа йардәм бериду.

• кечидә коффеин истемал қилмаң

уйқусизлиқ мәсилиси бар кишиләр ухлаштин 6 саәт бурун коффеин истемал қилишни тохтитиши керәк, чүнки, шундақ қилғандила андин уйқусизлиқ мәсилисини түгиткил болиду.

• чениқиш

йахши ухлаш үчүн җисманий җәһәттин актип бир күн өткүзүш интайин муһим. нурғун тәтқиқатлар шуни испатлидики, күндә кәм дегәндә 60 минут чениқидиған кишиләр техиму йахши ухлайду вә бир күнни көтүрәңгү роһлуқ һаләттә өткүзиду.

• қуйаш нурини қолдин берип қоймаң

қуйаш нури бәдиниңизниң тәбиий саитини тәңшәп, қачан һарғинлиқ һес қилидиғанлиқиңизни вә қачан җушқун һес қилидиғанлиқиңизни билишкә йардәм бериду. бу сайида, бәдән қараңғу чүшкәндә мелатонин аҗритип чиқирип, сағлам ухлаш һалитигә капаләтлик қилиду.

• бесимға тақабил туруш

техиму чоңқур вә сағлам ухлаш үчүн бесимни контрол қилиш интайин муһим.

йатақ өйниң температуриси

әгәр өйниң температуриси 20-25 градустин йуқири болса, ухлашта қийинчилиқ пәйда қилиду.

• ухлаштин бурун тамақ йемәң

ухлаштин бурун  тамақ йейиш вә бир нәрсиләрни ичиш, йерим кечидә ухлишиңизға аваричилиқ елип келиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر