лаодикейә қәдимки шәһири

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида лаодикейә қәдимки шәһири һәққидики учурларни диққитиңларға сунимиз...

1765847
лаодикейә қәдимки шәһири

түркийә авази радийоси: инсан йәр йүзигә апиридә болғандин буйан дунйа намәлум шәйиләр, ениқсиз, қорқунчлуқ ишлар билән тошуқ иди... әмма, бир йавайи һайвандин йаки чақмақ чеқиштин қорқуш күн тутулуштин қорқуш билән охшаш әмәс иди. инсанни вәһимигә салғининиң бирини қол билән тутқили, көз билән көргили болатти, йәнә бири болса, сәвәбини билмәйдиған, изаһлийалмайдиған бир нәрсә иди. инсан һәрқанчә қилипму сәвәбини биләлмигән қорқунчлуқ нәрсиниң өзигә зийан йәткүзмәслики үчүн униңға баш егип, ғәзипини қозғимаслиққа тиришти, униңға атап нәзирләрни қилди. қуйаш, ай, чақмақ, дәрйа вә йанар тағларни илаһ қилип тиклиди. дәрәхзарлиқларни, тағлар вә суларни муқәддәс һесаблиди؛  сеһиргәрләр, шаманлар, поплар арқилиқ илаһлар билән алақә орнатти. өз қоллири билән бутларни йасиди؛ бу бутларниң бәзилири илаһ, йәнә бәзилири илаһларға һәдийә қилинидиған нәзирләр иди... улар өзлириниң әпсаниви илаһлириға ғайәт зор бутханиларни салди. уларниң бир йаратқучиға ишинидиғанлириму, санини өзлириму билмәйдиған көп илаһларға ишинидиғанлириму бар иди. бәзи шәһәрләр вә җайлар муқәддәс дәп қаралди... инсанийәтниң көп қисмиға тәсир көрсәткән динлар асийа вә оттура шәрқтә барлиққа келип, дунйаниң һәрқайси җайлириға тарқалди. һиндистан, йапонийә, ватикан, қуддус, мәккә, мәдинә қатарлиқлар дин тилға елинған һаман кишиниң есигә келидиған тунҗи дөләт йаки шәһәрләр иди.

қандақла болмисун, анадолу динлар тарихи һәққидә тохталмақчи болғанлар тилға алмай өтүп кетәлмәйдиған бир район болуп, бу йәрдә мәдәнийәтләр, күлтүрләр, тарих вә динлар кәйни – кәйнидин барлиққа келип өзара йуғурулуп кәткән. шу вәҗидинму анадолу «динлар бөшүки» дәп атилиду. бу йәрдики йәһудийлар, хиристийанлар вә мусулманларниң ибадәтханилириниң вә улар муқәддәс, мубарәк һесаблайдиған җайларниң көплүки кишини һәйран қалдуриду. бу үч самави динниң етиқадчилирини кәм болса болмайдиған йөнилишләр билән тәминләйду. анадолу хиристийан дининиң қуддустин кейинки иккинчи муһим мәркизи. қийамәт күниму сақлинип қалиду, дәп қаралған «йәттә черкав» йаки «ахирәт черкави»му бу динниң анадолудики әң муһим мәркәзлириниң бири. сәһипимизниң бүгүнки санида әнә шу черкавларниң йәттинчиси, йәни әң ахирқиси җайлашқан лаодикейә һәққидә учур беримиз.

* * * * *

памуққәлә йаки әйни чағдики нами билән хераполисниң күләңгисидә қалған лаодикейә қәдимки шәһири, анчә тонулуп кәтмигән болушиға қаримай <иккинчи әфәс> дәп атилиду. чүнки лаодикейә анадолуниң әфәстин кейинки иккинчи чоң қәдимки шәһири дәп қарилиду. өтмүши миладидин 5500 йил бурунқи чағларға тутишидиған бу шәһәр, рим дәвридә гүллиниши билән даңқ чиқарғаниди. мәндәрәс дәрйасидин узуқ алидиған мунбәт тупрақлири, болупму униң ғәрбий анадолу билән оттура анадолуни өзара туташтуридиған бир түгүнгә җайлашқан болуши бу байашатчилиқта муһим рол ойниғаниди. рим императори тәрипидин «бутхана қоғдиғучиси» дегән нам берилип, баҗдин кәчүрүм қилинған бу шәһәр байлиқиға байлиқ қошқаниди.

қәдимки дәврниң мәшһур җуғрапийә данишмини страбо, бу районда йуңиниң йумшақлиқи билән даң чиқарған қара қойларниң йетишидиғанлиқи вә бу мал - чарвиларниң лаодикейәликләрниң муһим кирим мәнбәси икәнликини йазиду. бу шәһәр йәнә тоқумичилиқ җәһәттиму наһайити гүлләнгәниди. лаодикейәдила лайиһәлинип ишләпчиқирил ған тон услубидики кийим наһайити базар тапқаниди. лаодикейә рәхтлири сүпити йахши болғачқа, дунйаниң нурғун җайлириға експорт қилинатти. фирансийәниң лион шәһиридики бир қәбрә тешиға: «бу йәрдә лаодикейә рәхтлирини сатидиған бир содигәр йатмақта» дәп йезилғаниди. буниңдин шәһәрниң нами билән аталған рәхтләрниң шу дәврниң маркиси икәнликини көрүвалғили болиду.

* * * * *

бүгүнки дәнизлиға җайлашқан лаодикейә, рим дәвридә икки тийатирханиси бар кәм учрайдиған шәһәрләрниң бири иди. бу әһвал шәһәрниң байашатлиқ дәриҗиси вә чоңлуқиниң көрсәткүчи дәп қарилиду. лаодикейә чоң шәһәр болуп, нопуси йеқин әтраптики қәдимки шәһәрләрниң икки һәссисигә тәң келәтти. бу шәһәр анадолудики сода, сәнәт вә тәнтәрбийә мәркәзлириниң иккинчиси иди. униң йигирмә миң тамашибин сиғидиған тунҗи тийатирханиси анадолуниң әң чоң қәдимки тийатирханилириниң бири һесаблиниду. иккинчи тийатирханиниң пәләмпәйлиридики пүтүкләр кишиниң диққитини тартиду. тәкшүрүлгән бу пүтүкләрдин айан болушичә, районниң сода, мәдәнийәт вә қанун - бәлгилимилиригә мунасивәтлик йиғинлириниң бу тийатирханида өткүзүләтти. йәнә пүтүкләр, шәһәрдики муһим кишиләр, содигәрләр уйушмиси вә охшимиған шәһәрләрдин кәлгән вәкилләр үчүн айрим орун аҗритилғанлиқини, бу хил алаһидилики билән бүгүнки күндики тийатирханиларға охшайдиғанлиқини дәлиллиди.

лаодикейә тийатирханилиридин башқа, тәнтәрбийә мәйдани, чениқиш өйи вә мунчилири биләнму көзни қамаштуриду. әмма, униң башқа қәдимки шәһәрләрдин пәрқләндүрүп туридиған йәнә бир алаһидиликиму бар؛ лаодикейә 17-әсирдә йашап өткән паскал оттуриға қойған <суниң һәркәтләндүргүчи күчи> нәзәрийәсиниң асасини тәшкил қилидиған «туташ қачилар пиринсипи»ни даңлиқ матеикатик вә физика алимидин миң алтә йүз бурун тәтбиқлиған бир қанчә шәһәрниң биридур. шәһәргә йеқин су мәнбәси болмиғачқа, бу усулға тайинип тәхминән йигирмә километир йирақлиқтин лаодикейәгә су елип келингәниди. лаодикейәликләр үчүн су интайин муһим болғачқа, «су қануни» чиқирилиду. мутәхәссисләр, буниң қәдимки дунйа һәққидики һазирғичә оттуриға чиққан әң әтраплиқ қанун икәнликини, униңда суни булғиғучиларға берилидиған җазалар, суниң қайси районларға қандақ вә қанчилик берилидиғанлиқи һәққидики мәлуматларниң барлиқини оттуриға қоймақта.

* * * * *

қәдимки лаодикейә шәһириниң йәнә бир алаһидилики, хиристийан дунйасиниң әң қәдимки вә әң муһим муқәддәс қурулушлириниң бири һесаблинидиған черкавниң бу шәһәргә җайлашқан болушидур. бу сәвәбтин, бу бина һәҗ черкави болуш алаһидиликигә игә. буниңдин башқа, лаодикейә хиристийанлар интайин әһмийәт беридиған «йәттә черкав» җамаитиниң бири өткән шәһәр. әвлийа йуһәнна (җон) анадолудики тунҗи хиристийанларға йазған мәктупиниң әң ахирқисини лаодикейә җамаитигә әвәтиду. лаодикейә җамаити бай – байашатлиқи билән нам чиқарған, етиқадий җәһәттин аҗиз болғачқа мәктуп арқилиқ тәнқид қилинған бирдинбир җамаәт һесаблиниду. хиристийан етиқади үчүн интайин муһим болған бу шәһәр бүгүнки күндә б д т маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати — йунескониң дунйа тәбиий вә мәдәнийәт мираслири тизимликидин орун алмақта.

лаодикейә түркийәдики 12 ай бойичә үзлүксиз қезиш вә әслигә кәлтүрүш хизмәтлири йолға қойулған тунҗи архологийәлик орун болуп, қезиш – тәкшүрүшләр җәрйанида, черкав, тийатирхана һәмдә «сүрийә» вә «тәнтәрбийә мәйдани» дәп аталған кочилар түврүклири билән бирликтә әслигә кәлтүрүлди. ахирқи қетим тунҗи түркүм хиристийанлар мәхпий дуа- тилавәт қилған йигирмә һуҗрилиқ «черкав өйи» тепилди. бу өйдә әр - айаллар үчүн айрим- айрим икки зал, түрк мунчиси, панаһлиниш орунлири вә сода райони қилип ишлитилгән бөләкләр байқалди.

анадолуниң әң чоң, қәдимки дунйаниң иккинчи чоң тәнтәрбийә мәйдани, икки тийатирханиси, төт мунчиси, бәш агораси, бутхана вә абидиви кочилири бар лаодикейә, техиму көп тонулушқа лайиқ җай. у зийарәтчилирини әсирләр илгирики чағларға қайтурушни күтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر