күмүш буйумларни пишшиқлап ишләш  сәнити

биливелиң - 20

1764535
күмүш буйумларни пишшиқлап ишләш  сәнити

     күмүш буйумларни пишшиқлап ишләш  сәнитиниң 3000 йиллиқ тарихқа игә икәнликини биләмсиз?

қисқичә «күмүш буйумларни пишшиқлап ишләш  сәнити» дегән уқумни билдүридиған «телкари» ға, күмүшни инчикә симға бураш арқилиқ барлиққа кәлгән кичик нәқишләрниң бирикиши, дәп ениқлима берилиду. пүтүнләй қол һүнәрвәнчиликкә асаслинидиған бу сәнәт, көпинчә зибузиннәт вә қошумчә буйумларда ишлитилиду.

археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири нәтиҗисидә қолға кәлтүрүлгән байқашларға қариғанда, «телкари» техникисиниң миладидин илгирики 3000 -йилдин башлап месопотамийәдә, миладидин бурунқи 2500-йилдин башлап анадолуда ишлитилгәнлики һәммигә айан. «телкари» ниң әсли мәркизиниң 12-әсирдә мосул икәнлики, бу сәнәтниң мосулдин сүрийәгә вә у йәрдин анадолуға тарқалғанлиқи илгири сүрүлмәктә. «телкари» техникисиниң 15-әсирдин башлап түркләр арисида кәң тарқалғанлиқи, болупму шәрқий җәнуби анадолуда кәң омумлашқанлиқи билинмәктә.

бүгүнки күндә, «телкари» техникисиниң әң гүзәл өрнәклирини мардин вилайитиниң мидйат наһийәсидә көргили болиду. буниңдин башқа йәнә, әнқәрә вилайитиниң бәйпазари наһийәси  вә трабзонму бу сәнәтни давамлаштуруватқан мәркәзләр һесаблиниду. көп санда йеңи устазларниң йетишип чиқалмаслиқи сәвәбидин, нәччә әсиргә созулған бу сәнәт,  толиму әпсуски, нөвәттә унтулуш хәвипигә дуч кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر