йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 16

дунйадики әң чоң сайаһәт аләм қатниши көргәзмиси истанбулда

1747943
йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 16

(гамзә дәмәч сибич)

һәқиқий бир ай тешини тутуп көрүш, аләм бошлуқи сәйлиси қилиш, инсанийәтниң аләм бошлуқи паалийәтлири билән йеқиндин тонушуш ... буларниң һәммиси вә техиму көп өзгиришләр бир йәргә муҗәссәмләнгән NASA аләм қатниши көргәзмиси, истанбул аташиһирдә зийарәтчиләргә ечиветилди.

аләм ракеталири, чоң размерлиқ аләм кемиси моделлири, аләм учқучилириниң кийим – кечәклири ... америка аләм қатниши вә авийатсийә идариси NASA ниң, 12 дөләттә 4 милйондин артуқ адәм зийарәт қилған аләм қатниши көргәзмиси, истанбулда өткүзүлди.

америка авийатсийә вә аләм қатниши идарисиниң аләм қатниши вәзипилиригә шаһит болған 200 дин артуқ парчини өз ичигә алған бу көргәзмә, аләм бошлуқи, сәййариләр, ай шари, аләм учқучилириға аит нәрсиләрниң һәммисини көрүш вә көзитишни халайдиған зийарәтчиләрни һәқиқий тәҗрибигә игә қилиду.

каинатниң аҗайибатлирини йорутуп беридиған сәпәр

көргәзмә, һайати күчкә толған вә тарихий әһмийәткә игә топламлири, өзара тәсир көрситәләйдиған технологийәләр билән безәлгән VR саһәлири арқилиқ  аләм бошлуқи билән тонушуш пурсити йаритип бериду, шуниң билән бир вақитта, зийарәтчилирини каинатниң аҗайибатлирини йорутуп беридиған бир сәпәргә атландуриду.

зийарәтчиләр тутуп көрәләйдиған һәқиқий ай тешиниму өз ичигә алған көргәзмидә, аләм ракиталириниң әвришкилири, аләм кемилириниң толуқ чоңлуқтики моделлри , сатурн V ракетасиниң узунлуқи 10 метир келидиған модели, аләм учқучилири аләм бошлуқиға чиққан чағда кийгән кийим – кечәкләр, аләм учқучилириниң тамақ тизимликлири вә вәзипиләрдә ишлитилидиған үскүниләр, шундақла, аполло капсули, Sputnik 1 сүний һәмраһи вә хәлқара аләм понкити (ISS) моделлири әң җәзбидарлиқ парчилар қатаридин орун алиду.

һәқиқий аләм бошлуқи тәҗрибиси

ширкәт мәсули вә ширкәтниң иҗраийә һәйити әзаси мәрвә тимурләң шәнгүл, көргәзмә һәққидә елан қилған байанатида, мундақ дәйду: «биз кишини чәксиз һайаҗанға салидиған бу көргәзмигә саһибханилиқ қилғанлиқимиз үчүн толиму хушалмиз, 4 йил ичидә 12 дөләттә 4 милйондин артуқ киши зийарәт қилған NASA ниң аләм қатниши көргәзмисидин, аләм бошлуқидин кәлтүрүлгән алаһидә парчилар вә у йәрдики һайатлиқни һес қилдуридиған илғар технологийәгә игә онларчә үскүниләр орун алмақта.»

көргәзмидин, йәнә елон маскниң игидарчилиқидики Space X  ширкити тәрипидин иҗад қилинған Starship ниң әсли моделиму орун алмақта. Space X ширкити, сентәбирдә әҗдиһа капсули билән тунҗи пуқрави йолучилар аләм қатнишини ишқа ашурғаниди. йетәкчилик сайаһити, VR вә тәқлидий технологийәләр арқилиқ зийарәтчиләрниң аләм қатниши паалийәтлиригә қатнишишиға шараит һазирлап бериватқан  NASA аләм қатниши көргәзмиси, сех паалийәтлири биләнму охшимиған йаштики һәвәскарларни чәксиз һайаҗанлиқ вә қизиқарлиқ аләм бошлуқи тәҗрибисигә игә қилмақта.

мәнбәси: TRT Haber  

темиға мунасивәтлик рәсимләрни тор бетимиз www.trt.net.tr дики «пирограммилар қисми» дин көрәләйсиләр.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر