тухум узун муддәт тойунуш туйғуси берәмду?

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 11

1731892
тухум узун муддәт тойунуш туйғуси берәмду?

(гамзә дәмәч сибич)

коннектикат унверсититиниң әң йеңи тәтқиқатида, тухумниң узун муддәт тойунуш туйғуси бериш мәсилисидә үнүминиң наһайити йуқири икәнлики, әмма оруқлаш асас қилинған узун муддәтлик озуқлиниш вә дийәт пирограммилирида % 100 мувәппәқийәт қазанғили болмайдиғанлиқи ениқлап чиқилди.

милйонларчә йиллардин буйан узуқлинишимизда муһим орун тутуп келиватқан тухум йәнила наштилиқлиримизниң кәм болса болмайдиған йемәкликлиридин бири болуп, тәркибидики озуқлуқ маддилири сайисида узун муддәт тойунуш туйғуси бериш ролиға игә. алимлар, йуқири ақсиллиқ тухумниң бу тәсири һәққидә түрлүк тәтқиқатларни елип барди.

мәсилән, коннектикат унверситити тәтқиқатчилири елип барған бир тәҗрибидә, қатнашқучилар икки гуруппиға айрилғандин кейин, тамақ вақтида, охшаш миқдарда калорийәни өз ичигә алған йемәкликләр билән ғизаланди, әмма бир гуруппа тухумни өз ичигә алған йемәкликләр билән нашта қилса, йәнә бир гуруппа наштида хемирлиқ таамларни йеди. тухумни өз ичигә алған наштилиқни истемал қилғанларда, ачлиқни қозғайдиған һормонниң грелин сәвийәсиниң төвән болғанлиқи вә наштидин кейинки 24 саәт ичидә тәхминән 400 килокалорийә аз йемәклик истемал қилғанлиқи ениқлап чиқилди.

шәк - шүбһисиз һалда узун муддәт тойунуш туйғуси беридиған тухум истемалиниң узун вақит ичидә оруқлашқа болған тәсири һәққидә  болса, тәтқиқатлар арисида охшимиған нәтиҗиләр оттуриға чиқмақта. мәсилән, оруқлаш пәрһизлири тәҗрибисидә, тухумни өз ичигә алған йуқири ақсиллиқ наштилиқ билән йуқири карбонлуқ наштилиқниң узун муддәтлик тәсири селиштуррулди. бәш һәптилик тәҗрибә нәтиҗисидә, тухум билән нашта қилғанларниң, башқа гуруппиға селиштурғанда, бәдән массиси көрсәткүчлиридә % 61, бәл айланмилрида% 34 вә оруқлаш мувәппәқийәтлиридә % 65 йахши нәтиҗиләргә еришкәнлики байқалди.

бәдән еғирлиқи ешип кәткән вә һәддидин зийадә семиш 50 кишидин тәшкил тапқан бир гуруппа арқилиқ елип берилған охшаш шәкилдики йәнә бир тәҗрибидә болса, тухум билән нашта қилғанда, узун муддәт тойунуш туйғуси беридиғанлиқи, шундақтиму, кейинки тамақтики истемалда калорийә миқдариниң техиму аз болушиға капаләтлик қилалмайдиғанлиқи ениқлап чиқилди. шу вәҗидин, «тухумниң узун муддәт тойунуш туйғуси бериш мәсилисидә үнүми наһайити йуқири, әмма оруқлаш асас қилинған узун муддәтлик озуқлиниш вә дийәт пирограммилирида % 100 мувәппәқийәт қазанғили болмайду» дейишкә болиду.

мәнбәси: түркийә илмий вә технологийәлик тәтқиқат орни.

темиға мунасивәтлик рәсимләрни тор бетимиз www.trt.net.tr дин көрәләйсиләр.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر