көз ички бесими ешип кетиш кесили вә тәбиий давалаш усуллири
шипа булиқи - 9
главкома (көз ички бесими ешип кетиш кесили) вә тәбиий давалаш усуллири.
(доктор мәһмәт учар)
көз ички бесими ешип кетиш «главкома» дәп атилидиған бир хил көз кесәллики болуп, көрүш нервисиниң иқтидарини йоқитиши нәтиҗисидә вә көз ичидики бесимниң даим өрлиши сәвәбидин оттуриға чиқидиған еғир кесәлликтур. көзниң ички бесими өрлигәнсери көрүш даириси тарийиду, вақитниң өтүшигә әгишип, мәңгүлүк көрүш қуввитини йоқитиду.
көз ички бесими ешип кетиш кесили омумән һәммә адәм үчүн хәтәр болуп, адәттә 40 йаштин йуқири кишиләрдә техиму көп көрүлиду. көрүш сезимини сүкүт ичидә вә хупийанә оғрилайдиған бу кесәллик, кечикип қалғанда, көрүш қуввитиниң йуқирилап кетишини кәлтүрүп чиқириду.
главкома аридин бир нәччә йил өткәндин кейин өзини көрситидиған вә мәвҗудийитини кичик аламәтләр билән хәвәр қилидиған көз кесәллики дәпму атилиду.
көз ички бесими ешип кетиш кесилини тәбиий давалаш усуллири төвәндикичә:
1 - пәмидур шәрбити
көз ички бесими ешип кетиш кесилини давалашта ишлитилидиған өсүмлүк дорилири ичидә, әң муһими пәмидур сүйи билән йасалған главкома шәрбитидур. уда оттуз күн қоллинилидиған бу хил өсүмлүк билән давалаш усули, көз ички бесимини төвәнлитиштики үнүмлүк давалаш усулидур. пәмидур шәрбитини һәр күни оттура һесаб билән чүшлүк тамақтин бир саәт бурун ичиш керәк.
пәмидур шәрбити, болупму оттуз бәш йаштин йуқири кишиләрдә көрүлидиған көз ички бесими ешип кетиш кесилини давалашта үнүми наһайити йуқиридур.
2 - пурчақ
пурчақ, көз ички бесими ешип кетиш кесилини давалаштиму үнүми наһайити йуқиридур. көз ички бесими ешип кетиш кесилигә гириптар болғанларниң һәптидә кәм дегәндә бир қетим пурчақ истемал қилиши тәвсийә қилиниду. пурчақни һәр хил усулда тәййарлап истемал қилишқа болиду.
3 - устиқуддус
устиқуддусни қайнитип өсүмлүк чай қилип истемал қилғанда, көз ички бесими ешип кетиш кесилигә пайда қилиду. күндүзи бир истакан устиқуддус чейи ичип бериш арқилиқ көз ички бесимини тәңпуңлаштурғили болиду.
4 - сийадан
һәр күни әтигәндә системилиқ һалда 1 чай қошуқичилик чайнаш арқилиқ көз ички бесимини тәңпуңлаштурғили болиду.
5 - сәвзә
күндүзи сәвзә истемал қилиш йаки салатқа хам қошуш йаки сәвзә шәрбити ичиш арқилиқму көз ички бесимини тәңпуңлаштурғили болиду.
6 - паләк
көз ички бесими ешип кетиш кесилигә гириптар болғанларниң паләкни даим истемал қилиши тәвсийә қилиниду.
7 – бадрәнҗибуйа чейи
бадрәнҗибуйа чейи қан айлинишни контрол қилидиған вә томурни бошитидиған өсүмлүк чай болуп, көз ички бесими ешип кетиш кесилини давалаш үчүнму тәвсийә қилиниду. өлчәмлик вә системилиқ һалда бадрәнҗибуйа чейи истемал қилиш тәвсийә қилиниду.
8 - зиғир уруқи
бир татлиқ қошуқи зиғир уруқини бир қача қетиққа арилаштуруп истемал қилиш арқилиқ көз ички бесимини контрол қилғили болиду.
9 - каротиноид тәркиби йуқири йемәкликләр:
апелсин вә сериқ көктатлар, көзни асраш үчүн йетәрлик миқдарда витамин A билән тәминләштә интайин муһим. бу йемәкликләрниң оксидлинишқа қарши туруш иқтидари әң йуқиридур.
10 - зәрчивә
зәрчивәлик чай йаки зәрчивәлик йемәкликләрни истемал қилиш арқилиқ көз ички бесимини төвәнләткили болиду.
11 - пийаз шәрбити вә
12 – бәдийан
көз ички бесими ешип кетиш кесилигә гириптар болуп қалған киши, системилиқ һалда бәдийан чейи ичип бәрсә болиду.
13 - йеңи мевә - көктат шәрбити: йеңи мевә - көктат шәрбити көзни асраш үчүн керәклик болған витаминлар, минерал маддилар вә оксидлинишқа қарши турғучи маддилар билән тәминләйду.
14 - қизил ейқүзүми вә гилас: бу икки мевә главкомаға қарши турушта интайин пайдилиқ. гилас вә қизил ейқүзүми көзгә зийан йәткүзидиған әркин радикалларға қарши турушқа йардәм бериду.
15 - деңиз белиқлири вә белиқ мейи:
көз ички бесимини тәңпуңлаштуруш үчүн ишлитилиду.
16 - қизил ейқүзүми
қан айлинишни йахшилап, көз иқтидарини күчәйтиду.
17 - тәркибидә магний маддиси бар йемәкликләр:
кава уруқи, паләк, бадам, күнҗүт мәлһими, персейә нәшпүти, банан, анар, пәмидур, чамғур шәрбити қатарлиқларниң тәркибидә магний маддиси бар болуп, қан томур диварини бошитип, қан айлинишни йахшилайду.
18 – бәдән чениқтуруш көз бесимини төвәнлитиду. башланғуч сүпитидә һәр күни төвән сәвийәдә бәдән чениқтуруш тәвсийә қилиниду. пийадә меңиш, велисипит миниш қатарлиқ паалийәтләр бу хил бәдән чениқтурушқа мисал болалайду.
19 – йуқири көз ички бесими ешип кетишниң бесим сәвийәси билән мунасивәтлик икәнлики испатланди. шу вәҗидин, көз ички бесимини төвәнлитиш үчүн, бесим сәвийәсиини төвәнлитишкә тоғра келиду.
20 - истемал қилишқа болмайдиған йемәкликләр
көзгә бесим қилип, әкс тәсир пәйда қилидиған йемәкликләрни истемал қилиштин сақлиниш керәк.
• коффеин: көзниң қан айлинишни азайтидиғанлиқи ениқлап чиқилди. шуңлашқа, коффеинни көп истемал қилиш главкома кесилигә гириптар болғанларға нисбәтән хәтәрликтур.
• шекәр: қәнт миқдари йуқири йемәкликләрни истемал қилғанда көзниң балдур қеришини кәлтүрүп чиқирип, дийабет кесәллики вә главкома хәвипини ашуруветиши мумкин.