бизниң пәрвәрдигаримиз асманларниң вә земиниң пәрвәрдигаридур

биз пәрвәрдигаримизни қойуп һәргизму башқа илаһқа ибадәт қилмаймиз, әгәр биз) аллаһниң шерики бар) дәйдиған болсақ, бу чағда һәқиқәтәнтин толиму йирақлашқан болимиз.

1698892
бизниң пәрвәрдигаримиз асманларниң вә земиниң пәрвәрдигаридур

түркийә авази радийоси: кәһф сүриси, 12 – 18 - айәтләр. андин икки гуруһ (йәни әсһабулкәһф ичидики қанчилик ухлиғанлиқлири һәққидә ихтилап қилишқан икки гуруһ) тин қайсисиниң ғарда қанчилик узақ турушқанлирини инчикә һесаблайдиғанлиқини синаш үчүн уларни ойғаттуқ[12]. биз саңа уларниң һекайисини растлиқи билән ейтип беримиз, улар һәқиқәтән пәрвәрдигариға иман ейтқан, биз һидайәтни зийадә қилған йигитләрдур[13]. уларниң диллирини (йәни ирадисини) мустәһкәм қилдуқ, өз вақтида улар (имансиз залим падишаһ алдида) дәс туруп ейтти: «бизниң пәрвәрдигаримиз асманларниң вә земиниң пәрвәрдигаридур, биз уни қойуп һәргизму башқа илаһқа ибадәт қилмаймиз, әгәр биз) аллаһниң шерики бар) дәйдиған болсақ, бу чағда һәқиқәтәнтин толиму йирақлашқан болимиз[14]. бизниң қәвмимиз аллаһни қойуп (бутларни) илаһ қиливалди, улар өзлириниң илаһларға ибадәт қилишқа тегишлик икәнликигә немишқа ениқ дәлил кәлтүрмәйду, аллаһқа йалғанни чаплиған адәмдинму залим ким бар?»[15]. (и йигитләр!) силәр улардин вә уларниң аллаһтин башқа ибадәт қилидиған бутлиридин айрилған икәнсиләр, ғарни панаһ җай қилиңлар, пәрвәрдигариңлар силәргә кәң рәһмәт қилиду, аллаһ силәрниң ишлириңларни асанлаштуруп бериду[16]. күн чиққан чағда уларниң ғарниң оң тәрипигә өтүп кәткәнликини, күн патқан чағда уларниң ғарниң шимал тәрипигә өтүп кәткәнликини көрүсән (йәни ғарниң ишики шимал тәрәптә болғанлиқтин күнниң нури ғарниң икки тәрипигә чүшүп туриду, аллаһ уларни һөрмәтлигәнликтин, күн чиққандиму, патқандиму униң нури уларниң үстигә чүшмәйду), улар болса ғарниң (оттурисидики) бошлуқтидур, бу аллаһниң (қудритини көрситип беридиған) аламәтләрдиндур, кимники аллаһ һидайәт қилидикән, у (һәқиқий) һидайәт тапқучидур, кимники (қилған йаман әмәли түпәйлидин) аллаһ аздуридикән, униңға йол көрсәткүчи достни һәргиз тапалмайсән[17]. (мубада уларни көридиған болсаң, көзлириниң очуқлуқи вә өрүлүп туридиғанлиқтин) уларни ойғақ дәп ойлайсән, һалбуки, улар уйқудидур, уларни биз оң вә сол тәрәпкә өрүп туримиз. уларниң ити (ғар) ниң босуғисида икки путини созуп йатиду, әгәр уларни көридиған болсаң, әлвәттә улардин қаттиқ қорқуп, йүз өрүп чоқум қачқан болаттиң[18].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر