иккинчи талибан дәври

күнтәртип вә анализ (87)

1698467
иккинчи талибан дәври

иккинчи талибан дәври

күнтәртип вә анализ (87)

(мурат йешилташ)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң хәвпсизлик тәтқиқатлири дириктори вә йазғучиси мурат йешилташ тәрипидин тәййарланған «иккинчи талибан дәври» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ** *** *********

талибанниң афғанистанни тезла контроллуқи астиға елиши һәммәйләнгә нисбәтән күтүлмигән бир иш болди. 2020-йили мартта америка билән талибан оттурисида түзүлгән келишимдин кейин, талибанниң илгирилиши аллиқачан тезләшкән иди. трамп дәвридики американиң афғанистандин чекиниш сийаситини байдин һөкүмитиниң өз пити қоллиниши, талибанни техиму хатирҗәм қилди. байдинниң қарари билән чекиниш вақтиниң балдурға елиниши талибанниң пайтәхт кабулни асанла алқиниға киргүзишини кәлтүрүп чиқарди. кабул қолдин кетиши билән тәң афғанистан һөкүмити рәсмий йиқилип, афғанистан миллий армийәси тарқилип кәтти. әмдиликтә алдимизда талибанниң контроллуқиға өткән йеңи бир афғанистан күтүп турмақта. җаваби әң көп күтүливатқан соал болса, иккинчи талибан дәвриниң зади қандақ бир афғанистанни оттуриға чиқиридиғанлиқидур.

алдимизда үч хил синарейо бар. биринчиси؛ талибанниң һәммини өз қойниға алалайдиған бир һөкүмәт тәшкиллишидур. охшимиған милләт вә диний гуруппилар сундақла сабиқ һөкүмәт хадимлириниму өз ичигә алған бу хил һөкүмәт талибанниң дөләтни техиму асан идарә қилишини вә хәлқара җәмийәтниң қоллишиға еришишини ишқа ашуриду. бу хил әһвалда дөләт мудапиә министирлиқи, бихәтәрлик, истихбарат вә иқтисад қатарлиқ муһим министирлиқлар талибанниң башқурушида болса, кичик анчә муһим болмиған министирлиқлар талибан сиртидики гуруппиларға тарқитилип берилиши мумкин.  лекин бу мөтидил синарейо пәқәт һөкүмәтниң қандақ тәшкиллиниши биләнла чәклик әмәс, әлвәттә. талибанниң шәриәт қанунлирини қандақ иҗра қилишиму бу мөтидил синарейониң ишқа ешишида интайин муһим. талибанниң бүгүнгә қәдәр елан қилған байанатлирида айалларниң хизмәт һайатиға қатнишиши тоғрисида оттураһал сигналларни бәрди.  31-авғусттин кейинму охшаш сигналларни беришни давамлаштуруп, буларни әмәлий һәрикитидә әкс әттүриши лазим. чунки бу синарейони қоллайдиған нурғунлиған хәлқаралиқ актийорлар «муһим болғини талибанниң әмәлий иҗраати» дәп байанат елан қилмақта.

иккинчи синарейо талибанниң мутләқ һакимитийини бәрпа қилишидин тәркиб тапиду. бундақ әһвалда, талибан һоқуқни бөлүшүшниң орниға, пүткүл қурулмини контроллуқиға елип афғанистанда мутләқ һакимийәтни ишқа ашурушқа тиришиду. бу өз нөвитидә йәнә шәриәт қанунлирини техиму қаттиқ иҗра қилиш арқилиқ җәмийәтни контроллуқи астиға елишни көрситиду. бу синарейода, бихәтәрлик, иқтисад вә иҗтимаий турмуш қатарлиқ саһәләрдә техиму қаттиқ қол талибан һөкүмитини көрүшимиз мумкин.

үчинчи синарейо болса, зораванлиқни асас қилған қорқунчлуқ түзүмниң йолға қойулушидур. 1996- йилидин 2001-йиллириғичә болған мәзгилдиму талибан қаттиқ қол иҗраатлири билән җәмийәтни пүтүнләй бесим арқилиқ контроллуқи астиға алған бир һакимийәт түзимини бәрпа қилған иди. талибанниң шундақ бир һакимийәт тәҗрибисигә игә икәнлики мәлум. йеңи қурулидиған талибан һакимийити билән зораванлиқ вә зулумниң көрүнәрлик болиши, шүбһисизки, талибанниң қолини дөләт ичи вә сиртида аҗизлаштуриду. лекин талибанниң бирла қурулма әмәсликини нәзәрдә тутқанда, гәрчә оттураһал сигналлар берилгән тәқдирдиму диний, сийасий вә һәрбий қанатлар оттурисида пикир охшимаслиқи шәкиллинип қалса, зораванлиқ вә зулум мәркәздә орун алған йеңи бир хил һакимийәт пәйда болуши мумкин. бу хил әһвал өз нөвитидә йәнә, дөләтниң охшимиған җайлирида талибанға қарши йәрлик қозғилаңларниң чиқишиға сәвәб болиши мумкин.

талибанниң қандақ һөкүмәт қуруши афғанистанниң кәлгүси үчүн интайин муһим. пүтүнләй йепиқ бир һакимийәтниң қурулуши афғанистанда мәвҗут мәсилиләрни техиму чоңқурлаштуриғанлиқи турғанла гәп. б д т ниң доклатиға асасланғанда, афғанистанда 10 милйон кичик бала ачарчилиқ хәвипигә дуч кәлгән болуп, 14 милйон инсан йемәклик бихәтәрликидә еғир мәсилиләргә дуч кәлмәктә. бу сан афғанистан нопусиниң үчтин биригә тоғра келиду. талибан мәйли қандақ һөкүмәт қурушидин қәтий нәзәр, алдида толиму чегиш мәсилиләрниң барлиқи ениқ. бу мәсилиләрни һәл қилип, афғанистанни башқуруш пәқәт мөтидил синарейониң ишқа ешишға бағлиқ. әксичә болғанда, афғанистан техиму бәк қанлиқ ички урушқа петип қилиши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر