пәрвәрдигариңлар дилиңлардикини обдан билгүчидур

әгәр силәр йахши болсаңлар (йәни ата ـ анаңларни қахшатқучи болмисаңлар, аллаһ силәрниң хаталиғиңларни кәчүриду). аллаһ һәқиқәтән тәвбә қилип турғучиларни мәғфирәт қилғучидур.

1651788
пәрвәрдигариңлар дилиңлардикини обдан билгүчидур

түркийә авази радийоси: исра сүриси, 18 – 29 - айәтләр. биз дунйани көзлигәнләр ичидин халиған адәмгә (униң халиғинини әмәс) бизниң халиғинимизни беримиз, андин уни (ахирәттә) җәһәннәм билән җазалаймиз, җәһәннәмгә у харланған, ( аллаһниң рәһмитидин) қоғланған һалда кириду[18]. кимки ахирәтни көзләйдикән вә мөмин болуп ахирәткә лайиқ әмәлләрни қилидикән, мундақ адәмләрниң қилған әмәли (аллаһниң дәргаһида) қобул болиду[19]. буларниң вә уларниң һәр иккисигә пәрвәрдигариңниң ата қилғинидин беримиз. пәрвәрдигариңниң ата қилғини (һеч адәмдин) мәни қилинмайду[20], уларниң бәзисини бәзисидин қандақ үстүн қилғанлиқимизға қариғин, ахирәт дәриҗилиридики (пәрқ) әлвәттә техиму чоңдур вә үстүнлүк (җәһәттики пәрқ) зийадә чоңдур[21]. аллаһқа башқа мәбудни (шерик) қилмиғин, (ундақ қилсаң аллаһниң дәргаһида) әйибләнгән, (аллаһниң йардимидин) мәһрум болған һалда (дозахта һәмишә) қалисән[22]. пәрвәрдигариң пәқәт униң өзигила ибадәт қилишиңларни вә ата ـ анаңларға йахшилиқ қилишиңларни тәвсийә қилди, уларниң бири, йа иккилиси сениң қол астиңда болуп йашинип қалса, уларға оһой демигин (йәни малаллиқни билдүридиған шунчилик сөзниму қилмиғин), уларни дүшкәлимигин, уларға һөрмәт билән йумшақ сөз қилғин[23]. уларға камалий меһрибанлиқтин наһайити кәмтәр муамилидә болғин вә: «и пәрвәрдигарим! улар мени кичикликимдә тәрбийилигинидәк уларға мәрһәмәт қилғин» дегин[24]. пәрвәрдигариңлар дилиңлардикини обдан билгүчидур, әгәр силәр йахши болсаңлар (йәни ата ـ анаңларни қахшатқучи болмисаңлар, аллаһ силәрниң хаталиғиңларни кәчүриду). аллаһ һәқиқәтән тәвбә қилип турғучиларни мәғфирәт қилғучидур[25]. туғқанға, мискингә, ибин ـ сәбилгә (хәйри ـ сахавәттин) һәққини бәргин, (пул ـ мелиңни натоғра йолларға) исрап қилмиғин[26]. исрап қилғучилар һәқиқәтән шәйтанларниң қериндашлиридур, шәйтан пәрвәрдигариға толиму куфрани немәт қилған иди[27]. әгәр сән пәрвәрдигариңдин күтүватқан мәрһәмәт назил болғандин кейин андин уларға хәйри ـ сахавәт қилмақчи болсаң (йәни қолуңда уларға беридиған бир нәрсә болмиса), уларға чирайлиқ гәп қилғин[28]. қолуңни бойнуңға бағливалмиғин (йәни бехиллиқ қилмиғин), қолуңни толиму ечипму әтмигин (йәни исрап қилмиғин), (ундақ қилсаң пулсиз қелип) маламәткә, пушайманға қалисән[29].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر