беларусийә билән ғәрб оттурисида оттуриға чиққан йеңи киризис

йавроасийаға нәзәр - 75

1651126
беларусийә билән ғәрб оттурисида оттуриға чиққан йеңи киризис

беларусийә – ғәрб оттурисидики йеңи киризис

 абдрәсул исһақов

 2021-йили, 23 – май күни, иреландийәниң атина-вилниус арилиқида қатнаватқан айропилани, беларусийә һава бошлуқидин өтүп кетиватқанда, бомба барлиқи хәвири сәвәбидин, һәрбий айропиланниң һәмраһлиқида минсикқа мәҗбури қонди. айропилан тәкшүрүлгәндин кейин, хәвәрниң йалған икәнлики оттуриға чиқти. лекин, айропиландики өктичи NEXTA Telegram  қанилиниң баш муһәррири, беларусийә тәрипидин ашқунлар тизимликигә киргүзүлгән роман протасевич вә униң йенидики қиз дости софийә саперу қолға елинди. роман протасевичниң 15 йиллиққичә қамақ җазасиға һөкүм қилиниши күнтәртиптә.

беларусийә һөкүмити, бу вәқә тоғрисида елан қилған байанатида, минсик хәлқара айродуруминиң елхәт адресиға, һамас тәрипидин айропиланға бомба  орунлаштуруп қойулғанлиқи тоғрулуқ елхәт кәлгәнликини билдүргәниди. һамас бу вәқә билән һечқандақ мунасивити йоқлиқини билдүрди. ғәрб даирилири болса, беларусийәниң айропиланни мәҗбурий қондурушини «қобул қилғили болмайдиған әһвал» дәп атиди.

вәқәдин кейин, йавропа иттипақи беларусийәгә йеңи ембарголарниң йүргүзүлүши, протасевичниң қойуп берилиши вә хәлқара пуқрави авийатсийә тәшкилатиниң бу вәқәни тәкшүрүшини тәләп қилди. хәлқара пуқрави авийатсийә тәшкилати тәкшүрүш башлатти. йавропа әллири һава саһәлирини беларусийә айропиланлири үчүн тақиди. өзара айропилан сәпәрлири тохтитилди. бу вәқә дәсләптә русийә-ғәрб оттурисидики һава қатнишиғиму сәлбий тәсир көрсәтти. лекин, бу киризис, тәрәпләрниң айропиланларниң йеңи линийәләрни ишлитиши мәсилисидә бирдәклик һасил қилиши нәтиҗисидә һәл қилинди.

вәқәләрниң давамида, беларусийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, литванийәниң минсик әлчиханисиниң хизмәтчи – хадимлиридин дөләтни тәрк етишини тәләп қилди. бир дипломаттин башқа әлчихана хадимлириниң һәммиси беларусийәдин айрилди. беларусийә билән литванийә иккидин дипломатни өзара «халанмиған адәм» елан қилди.

28 – май күни,  беларусийә пирезиденти александир лукашенко, сочида русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүшүп, айропилан киризисини өз ичигә алған икки тәрәп мунасивәтлири һәққидә музакирә елип барди. таратқуларда, русийәниң келәр ай беларусийәгә 500 милйон доллар қәрз беридиғанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалди. шу күни, йавропа иттипақи «демократик беларусийә үчүн иқтисадий пилан» намида беларусийәгә 3 милйард йавро йардәм берилишиниң пиланлиниватқанлиқини светлана тихоновискайаға мәктуп арқилиқ билдүрди. йавропа иттипақиниң айропилан кризиси тоғрисидики йиғиниға қатнашқан өктичи тихоновискайа, беларусийә һөкүмитигә йеңи ембарголарниң йүргүзүлүшини тәләп қилди.

айропилан кризисидин кейин, ғәрбкә нисбәтән беларусийә мәсилиси кишилик һоқуқ мәсилиси болуштин һалқип,район бихәтәрлики мәсилисигә айланған болди. ғәрб беларусийәгә йеңи ембарголарни йүргүзиду. мәвҗут әһвал, беларусийәниң русийәгә бурунқидинму бәкрәк беқинди дөләткә айлинишиға сәвәб болиду. беларусийә дөләтниң иқтисадий вәзийитини йахшилаш үчүн, русийәдин йеңи қәрзләрни елишқа мәҗбур болиду. русийә билән беларусийә оттурисида йеңи һәрбий келишимләрниң түзүлүш вә русийәниң йеңи мудапиә санаити мәһсулатлириниң беларусийәгә орунлаштурулуш еһтималлиқи йуқири.

украина һөкүмити, айропилан кризисидин кейин, минсикниң донбас кризисини һәл қилиштики битәрәп районлуқ салаһийитини йоқатқанлиқини билдүрди. бу йәрдә шуни изаһлаш һаҗәтки, беларусийә қиримниң ишғалийитини етирап қилмиған дөләтләрниң бири. шәрқий йавропадики тоқунушниң хәлқара саһәдә қандақ өзгиришләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи техичә ениқ әмәс.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر