(әгәр тәвбә қилсаңлар) пәрвәрдигариңларниң силәргә рәһим қилиши муһәққәқ йеқиндур

пәрвәрдигариңларниң пәзлини тәләп қилишиңлар үчүн, (кечә билән күндүзниң алмишиши арқилиқ күнләрниң, айларниң) йилларниң санини вә һесабини билишиңлар үчүн, күндүзниң аламитини йоруқлуқ қилдуқ.

1647518
(әгәр тәвбә қилсаңлар) пәрвәрдигариңларниң силәргә рәһим қилиши муһәққәқ йеқиндур

түркийә авази радийоси: исра сүриси, 8 – 17 - айәтләр. (әгәр тәвбә қилсаңлар) пәрвәрдигариңларниң силәргә рәһим қилиши муһәққәқ йеқиндур, әгәр силәр қайтсаңлар (йәни қайта бузғунчилиқ қилсаңлар), биз қайтимиз (йәни биз силәрни қайта җазалаймиз). биз җәһәннәмни капирлар үчүн зиндан қилдуқ[8]. бу қуран һәқиқәтән әң тоғра йолға башлайду, йахши ишларни қилидиған мөминләргә уларниң чоң мукапатқа еришидиғанлиқи билән хушхәвәр бериду[9]. (йәнә мөминләргә хушхәвәр беридуки) ахирәткә ишәнмәйдиғанларға қаттиқ азаб тәййарлидуқ[10]. инсан (өзигә вә бала ـ чақилириға) хәйрилик дуа қилғандәк, (аччиқи кәлгәндә) бәтдуа қилиду, инсан алдираңғудур[11]. кечә билән күндүзни (камали қудритимизни көрситидиған) икки аламәт қилдуқ, кечиниң аламитини көтүрүвәттуқ, пәрвәрдигариңларниң пәзлини тәләп қилишиңлар (йәни турмуш лазимәтликлирини тепиш йолида сәйи һәрикәттә болушуңлар) үчүн, (кечә билән күндүзниң алмишиши арқилиқ күнләрниң, айларниң) йилларниң санини вә һесабини билишиңлар үчүн, күндүзниң аламитини йоруқлуқ қилдуқ, (диний вә дунйави) ишларниң һәммисини тәпсилий байан қилдуқ[12]. һәр бир инсанниң әмәлини униң бойниға есип қойимиз (йәни инсанниң қилған һәрқандақ әмәли худди бойунчақ бойундин айрилмиғинидәк униңдин һәргиз айрилмайду, шуниңға йариша җаза берилиду), қийамәт күни униң намә ـ әмалини көрситимиз, у уни очуқ көриду[13]. (униңға) «намә ـ әмалиңни оқуғин! бүгүн өзүңгә (йәни бу қилмишлириңға) өзүң гуваһ болушуң купайә» дейилиду[14]. кимки һидайәт тапидикән, һидайәт тапқанлиқиниң пайдиси униң өзи үчүндур. кимки азидикән, азғанлиқниң зийини униң өзи үчүндур, бир адәм йәнә бир адәмниң гунаһини үстигә алмайду. пәйғәмбәр әвәтмәй туруп (һеч адәмни) җазалиғинимиз йоқ[15]. бирәр шәһәр (аһалиси) ни һалак қилмақчи болсақ, униңдики дөләтмән адәмләрни (бизгә итаәт қилишқа буйруймиз, улар итаәт қилмай, писқи ـ пасат қилиду ـ дә, уларға азабимиз тегишлик болиду, шуниң билән уларни қорқунчлуқ рәвиштә һалак қилимиз[16]. нуһтин кейин (пәйғәмбәрлирини инкар қилған) нурғун үммәтләрни һалак қилдуқ, пәрвәрдигариң бәндилириниң гунаһлирини толуқ билип турушта, көрүп турушта йетәрликтур[17].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر