дунйаниң тунҗи тунҗи системилиқ вә тәшкиллик сода мәркизи - күлтәпә

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң йеңи санида «дунйаниң тунҗи тунҗи системилиқ вә тәшкиллик сода мәркизи - күлтәпә» һәққидики учурларни силәр билән ортақлишимиз...

1625709
дунйаниң тунҗи тунҗи системилиқ вә тәшкиллик сода мәркизи - күлтәпә

түркийә авази радийоси: сода – сетиқ қилиш үчүн қайси хил усулдин пайдилинишни йахши көрисиз? еһтийаҗиңизни қандуруш үчүн сода сарайларға барамсиз йаки телефон вәйаки компйутериңиздин пайдилинип тордин мал сетиваламсиз? әлвәттә, биз сизниң майиллиқиңизни билмәймиз, әмма дунйадики тәрәққий тапқан дөләтләрдә тор арқилиқ сода – сетиқ қилиш нисбити  %70 тин ешип кәтти! нөвәттә биз көрүп йақтурған, әмма йаришип йарашмайдиғанлиқини, тоқулушиниң қандақлиқини билмәйдиған бир кийимни, көрүнүши йаки исмини йақтурған бир тамақни қолимизни һәқиқий пулға тәгкүзмәстин закас қилип сетивалидиған болуп кәттуқ. қолимизға елип бақмиған, пуриқини һидлимиған нәрсиләрниң пулини охшаш усулда йәни көрүнмәйдиған бир пул  билән төләватимиз. елим – бирим ишлири, сетивелиш ишлири бүгүнки һайатимизниң муһим бир қисмини тәшкил қилиду. әмәлийәттә бу иш һәмишә мушундақ иди. електронлуқ сода, инавәтлик карта, һәтта пул болмиған вақитлардиму нәрсә – керәк сетивелинатти. башқичә ейтқанда, сетивелиш вә содиниң тарихи инсанийәт тарихиға охшашла қәдимий вә узун. ундақта, сода – сетиқ, елим – бирим ишлири херидар билән сатқучи наһайити аз учришидиған бүгүнки күнләргә кәлгүчә қандақ басқучларни баштин кәчүрди?

* * * * *

содини инсанларниң муқим олтурақ турмушқа қәдәм бесиши билән тәң башланған десәк, хаталашмаймиз. ов овлиғучи турмуштин олтурақ турмушқа қәдәм басқан инсан, йемәклики вә чәклик даиридә болсиму башқа еһтийаҗлирини өзи қандурушқа башлиди. әмма униң қолидин келидиғини интайин чәклик иди, у башқа нәрсиләргиму моһтаҗ иди. вақитниң өтүшигә әгишип, алмаштуруш усули арқилиқ охшимиған таварларға еришәләйдиғанлиқини байқиди. шуниң билән, өзигә йетәрлик мәһсулат ишләпчиқириш биләнла қалмай, алмаштурушни қолайлаштуруш үчүн техиму көп ишләпчиқиришқа башлиди. дәслипидә йеқин әтрапидики кишиләр билән, кейинчә йирақ йеза  -  базарлар билән тавар алмаштурушқа башлиди. шундақ қилип, содиниң асасий йаритилған болди. бир мәзгилдин кейин, инсанлар йеқин арилиқтикиләр билән сода қилиш билән куйапиләнмәйдиған һаләт шәкилләнди. йирақ җайлардики охшимиған мәдәнийәтләр вә у йәрләрдики охшимиған маллар, пүтүнләй охшимайдиған турмуш усуллири уларни җәлп қилди. бу сайида, сода арқилиқ пул тепипла қалмай, мәдәнийәтләр ара алақәму башланди. қәдимки дәврләрдә, қәләй қуруқлуқ йоли билән каспий деңизиниң шәрқидин гретсийәгә йетип келәтти, балтиқ деңизидин елинған кавчук җәнуб арқилиқ шәрқий ақдеңизға йәткүзүләтти. кәм учрайдиған байлиқларниң бири болған тузни өз ичигә алған йағач, йуң қатарлиқ керәклик буйумлар шу дәврниң шараитини ойлашқанда, ишәнгүсиз мушәққәтлик йолларни бесип өтәтти, инсанлар көзгә көрүнмәс риштиләр билән бир – бирлиригә бағлинатти. миладидин төт миң йил илгири, анадолуниң оттурисида дунйадики тунҗи хәлқара сода мәркизи — күлтәпә қурулди.

* * * * *

қәйсәригә йеқин йәргә җайлашқан күлтәпә — һититлар анадолуда қурған тунҗи шәһәр, шундақла, анадолуниң мис дәвридики әң даңлиқ олтурақ районлириниң бири. оттура анадолуниң әң егиз теғи болған әрҗийәсниң етикигә қурулған күлтәпә, әйни чағдики нами билән ейтқанда каниш, һититлар тунҗи қурған шәһәр болуш билән биргә, ассурлар месопотамийә билән анадолу оттурисида шәкилләндүргән кәң сода ториниңму мәркизи иди. бу шәһәр нурғун линийәләрниң кесишиш нуқтисиға җайлашқан болғачқа, истратегийәлик әһмийити чоңқур иди. ундақта, ассурларни анадолу билән сода қилишқа иттиргән күч, йалғузла униң истратегийәлик орни йаки йол торлириниң мәвҗутлуқиму? бу амиллар әлвәттә интайин муһим. әмма содиниң биринчи зөрүр елементи, мәлум нәрсигә болған еһтийаҗдур. у вақитларда мис анадолуниң әң мол метали иди. мис узун йиллар бойи көпләп ишлитилди, әмма, унчивала чидамлиқ әмәс иди. униңға он пирсәнт әтрапида қәләй қошулуп, техиму мустәһкәм бир мадда, йәни туч һасил қилинатти. чидамчанлиқи күчлүк болғачқа, у дәврләрдә барлиқ падишаһлар тучтин йасалған қоралларға игә болушни ойлайтти. анадолуда мис мол болсиму, қәләй тепилмайтти. дәл шу чағда ассурлар арманға дәрман болиду. анадолу қәләйгә еһтийаҗлиқ, ассурлар анадолудики башқа хам әшйа вә таварларға моһтаҗ ... шуңа, ассурлуқ содигәрләр карванлар билән асаслиқи қәләй, әйнәк, рәхт вә башқа нурғун нәрсиләрни диҗлә вә фират дәрйаси арқилиқ канишқа, йәни күлтәпәгә елип келишкә, анадолу ишләпчиқирилған алтун, күмүш, мис вә қиммәтлик ташларни ассурға йөткәшкә башлайду. ассурлар анадолуниң байлиқидин нәп елишни нишан қилған — сода мустәмликиси дәп ениқлима беришкиму болидиған —мәркәзләрни қуриду. бу чоң сода районлири «карум» дәп атилиду, күлтәпә узун өтмәйла карумларниң мәркизигә айлиниду. күчлүк вә кәң көләмлик сода тори сайисида канишқа елип келингән маллар, у йәрдин анадолуниң ички қисимлириғичә тарқитилиду, шундақ қилип, дунйадики тунҗи тәшкиллик сода мәркизи күлтәпә - каништа қурулған болиду. күлтәпә кейинки дәврләрдиму өзиниң муһим орнини давамлаштуруп, йипәк йолиниң асаслиқ бекәтлириниң биригә айлиниду вә бу алаһидиликини нәччә йүз йил давамлаштуриду.

* * * * *

күлтәпә харабилики йомилақ шәкиллик төпилик йәни каниш вә төвәнки шәһәр (ашағи шәһир)дин ибарәт икки қисимдин тәркиб тапиду. төпиликтә сарайлар, төвәнки шәһәрдә карумлар орун алиду. харабиликтә мәмурий биналар, диний имарәтләр, өйләр, тиҗарәт мәркәзлири вә сихларниң қалдуқлири бар. күлтәпә наһайити тәрәққий қилған канчилиқ вә тоқумичилиқ мәркизи болғачқа, һәм ишләпчиқириш һәм сода – сетиқ ишлириниң сихларда елип берилидиғанлиқи мәлум.

мутәхәссисләр, қезиш – тәкшүрүшләр нәтиҗисидә оттуриға чиқирилған сарайларниң пәқәт падишаһларниң йашиши үчүнла йасалмиғанлиқини оттуриға қойиду. сода мәқситидә елип келингән малларниң ордиларда сақлинип, баҗ елинғанлиқи тоғрисида нурғун пакитлар бар. содигәрләрниң өйлиридә болса, қулупланған кичик архипхана вә сетилидиған маллар сақлинидиған амбарлар бар. күлтәпәдә сода қилмақчи болғанлар мәлум қатнишиш һәққи төләп тизимға алдуратти, баҗсиз вә рухсәт қилинмиған таварларни сатмайтти, әткәсчилик қилмайтти вә баҗ қачурмайтти. бизниң нәччә миң йиллиқ тарихқа игә бу учурларни қандақ қилип бундақ ениқ оттуриға қойғанлиқимиздин һәйран қелишиңиз мумкин. күлтәпәниң һәқиқий әһмийити мана бу нуқтида гәвдилиниду...

* * * * *

күлтәпә — «кападокйа тахтайлири» дәпму атилидиған —анадолудики тунҗи йезиқ тахтайлири тепилған җай. әйни дәврниң иҗтимаий - мәдәнийәт вә иқтисадий қурулмиси тоғрисидики мәлуматлар нуқтисидин интайин муһим болған бу тахтайлар, һититлардин бурунқи тарихини йорутуп бериду. шуңлашқа күлтәпә йезиқлиқ тахтайлири б д т пән, маарип, мәдәнийәт тәшкилати – йунескониң тарих мираслири тизимликидин орун алмақта.

шәкил чиқириш асан болған һөл лайға ассур йезиқи билән йезилған 23 миң 500 йезиқлиқ лай тахтай тепилди вә буларниң пәқәт төттин бир қисминила оқуш мумкин болди. кивадрат йаки тик төт булуңлуқ тахтайларниң 2 - 3 сантиметирлиқлириму, 10 йаки 20 сантиметирлиқлириму бар... уларниң арисида сийасий шәртнамиләрдин тартип кишиләрниң һөкүмранлар билән болған мунасивитигичә, иш - һәрикәтләрдин сот хатирисигичә, шәхсий хәт – чәкләрдин вәсийәтнамиләргичә болған охшимиған темиларни учратқили болиду. күлтәпә тахтайлириниң диққәтни җәлп қилидиған йәнә бир алаһидилики, һөкүмнамә, тохтам дегәндәк рәсмий һөҗҗәтләрниң конвертларға селип сақланған болушидур. қәғәз техи кәшип қилинмиған, хәтләр лай тахтайларға йезилидиған ашундақ бир дәврдә, сизчә улар конвертни қандақ йасиған болуши мумкин? әлвәттә униму лайдин пайдилинип йасиди. йезиқлар үстигә бир қәвәт лай сүртүп қурутуш арқилиқ қарап оқувалғили болмайдиған һаләткә кәлтүрди.  нәччә миң йил илгирики хәт - чәкләрни мәхпий тутуш тиришчанлиқи, мәхпийәликкә бунчилик әһмийәт берилиши, һәқиқәтән қизиқарлиқ әмәсму?

күлтәпә тахтайлири бизгә йәнә бир муһим мәсилә һәққидиму учур бериду؛ у, төт миң йил илгири, иҗтимаий турмушта әр - айалларниң баравәр икәнликини оттуриға қойиду. шу дәвр анадолу айаллириниң башқуруш вә иқтисадий турмушта муһим рол ойниғанлиқини, һәтта һазирқи заман билән риқабәтләшкәнликини намайан қилип бериду.

* * * * *

бәлким бу сәргүзәштә пул тепиш, бәлким йеңи җайларни көрүп, йеңи кишиләр вә йеңи мәдәнийәтләр билән тонушуш мәқситидә башланған болуши мумкин... тәсәввур күчимизни урғутидиған меңларчә километирлиқ йол торида миңларчә килогирамлиқ йүкләр билән сәпәргә атланғанлар, анадолуда дунйави содиниң асасини тиклиди. «сөз кетиду, йезиқ қалиду» ибарисини дәлиллимәкчи болғандәкла, буниңдин миңларчә йил илгири муһим дәп қариған һәммила нәрсини йезип қалдуруш арқилиқ анадолуниң төт миң йил илгирики нидасини бизгичә йәткүзди. шу дәврдин бүгүнләргә салам йоллиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر