аллаһниң пәрмани (йәни қийамәт) чоқум келиду

униңға алдирап кәтмәңлар.

1573722
аллаһниң пәрмани (йәни қийамәт) чоқум келиду

түркийә авази радийоси: нәһл сүриси, 1 – 6 - айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

 аллаһниң пәрмани (йәни қийамәт) чоқум келиду, униңға алдирап кәтмәңлар, аллаһ улар (йәни мушриклар) ниң шерик кәлтүргән нәрсилиридин пактур вә йүксәктур[1]. аллаһ өз ирадиси бойичә халиған бәндилиригә пәриштиләрни вәһйи билән назил қилип (мундақ дәйду): «(инсанларни) агаһландуруңларки, мәндин башқа һеч илаһ йоқтур, мәндин (йәни азабимдин) қорқуңлар»[2]. аллаһ асманларни вә земинни һәқ йаратти, аллаһ улар (йәни мушриклар) ниң шерик кәлтүргән нәрсилиридин йүксәктур[3]. у инсанни абимәнидин йаратти, нагаһан у (аллаһқа) ашкара хусумәт қилғучидур[4]. аллаһ чарва малларни силәрниң мәнпәәтлинишиңлар үчүн йаратти, улар (ниң йуңи вә териси) билән иссинисиләр, улар (ниң нәсли, сүти, сөңики вә қиғи) дин пайдилинисиләр вә улар (ниң гөшлири) ни йәйсиләр[5]. уларни кәчтә отлақтин қайтуруп кәлгән вә әтигәндә отлаққа елип чиққан вақтиңларда, чарва маллар силәргә зиннәт болуп (хушаллиқ беғишлайду)[6].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر