американиң әслигә келиши вә русийә – хитай мунасивити

күнтәртип вә анализ (56)

1568978
американиң әслигә келиши вә русийә – хитай мунасивити

американиң әслигә келиши вә русийә – хитай мунасивити

күнтәртип вә анализ (56)

(мурат йешилташ)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң хәвпсизлик тәтқиқатлири дириктори вә йазғучиси мурат йешилташ тәрипидин тәййарланған «американиң әслигә келиши вә русийә – хитай мунасивити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** **** ** ******

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар 20-йанвардин етибарән җо байден американиң 46- президенти болуш сүпити билән вәзиписини башлиди. байден йеқинқи 70 йиллиқ америка тарихида әң көп беләткә еришип президентлиққа сайланған демократчилар намзати сүпитидә тарихтин орун алди.

нойабирдин йанварғичә болған җәрйан тәхмин қилинғандәк малиманчилиққа толған мәзгил болди. тирампниң тинч һалда президентлиқни тапшуруп бәрмәйдиғанлиқи мөлчәрләнмәктә иди. әмма һечким вәқәләрниң бу дәриҗигә йетидиғанлиқини пәрәз қилалмайтти. 6- йанварда америка тарихида көрүлүп бақмиған бир иш йүз бәрди. трампниң қоллиғучилири дөләт мәҗлиси бинасиға бесип кирди. қанлиқ һуҗумда 5 киши қаза қилип, американиң дунйа миқйасида начарлишиватқан образини техиму бузди.

қанлиқ һуҗумдин кейин, тирампни вәзиписидин елип ташлаш үчүн иккинчи қетим беләт ташланди. американиң пайтәхти вашингтон ирақниң пайтәхти бағдатта биз көрүп көнгән көрүнүшләргә сәһнә болди. 25 миңдин артуқ америка әскири пайтәхт кочилирида тосақларни орнитип, дөләт мәҗлиси бинасиниң ичигә орунлашти. буларниң һәммиси йүз бериватқан мәзгилдә, америкида ковид-19 сәвәбидин күндилик қаза қиливатқанларниң сани 4000 дин ешип кәтти. «йеғип ейтқанда байден бир харабиликни тапшуруп алди» десәк хата болмайду. ундақта байден зади қандақ бир американи бәрпа қилмақчи?

бу соалға қарита байден вә униң гурупписиниң җаваби наһайити ениқтәк қилиду. байден американиң әслигә қайтидиғанлиқини җакарлиди. бу байанат нурғун кишиләр тәрипидин байденниң дөләт ичи вә ташқи сийаситигә болған омумий тонушини көрситип беридиған бир рамка, дәп чүшинилди. ундақта американиң әслигә қайтиши немидин дерәк бериду?

байденниң ташқи сийасити рамкисини сизип бәргән бу позитсийәниң биринчи түврүки америка рәһбәрлик қатлиминиң қайтидин қурулушидин ибарәттур. ташқи ишлар министири биллинкен «әгәр америка йәршари системисиға рәһбәрлик қилмайдикән, бу һакимийәт бошлуқини мустәбит күчләр толдуриду вә бу әһвал хәлқара системида муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқириду» дегән қаришини оттуриға қойди. байден ташқи сийасәттә алди билән американиң рәһбәрликини әслигә кәлтүрүш үчүн тиришиши керәкликини йахши билиду. бу рәһбәрликниң икки муһим тармақ қисми бар. биринчиси, американиң бузулған образини әслигә кәлтүрүш, иккинчиси хитай вә русийәгә қарши күчлүк рәһбәрлик орнини әслигә кәлтүрүш.

байдинниң иккинчи муһим иши хәлқара органларниң муһимлиқини техиму ашуруш. трамп дәвридә америка б д т, шималий атлантик әһди тәшкилати вә дунйа сәһийә тәшкилати қатарлиқ асаслиқ хәлқаралиқ органлар билән еғир мәсилиләргә дуч кәлди. байденниң ташқи сийасити асаслиқи хәлқара органларни қайтидин күчәйтип, америка рәһбәрликини бу органлар арқилиқ қайтидин бәрпа қилишни асас қилиду. бу даиридә байден дәвридә американиң ташқи сийаситидә көп тәрәплимиликниң муһим орунға игә болидиғанлиқини ейталаймиз.

байдинниң үчинчи муһим иши, дунйа иқтисадидики американиң рәһбәрлик орнини әслигә кәлтүридиған йеңи бәлгилимиләрни йолға қойуш. бу нуқтида трамп дәвридики америка-хитай сода уруши әқилләргә келиду - әлвәттә. байденниң хитайни бир рәқиб дәп қарайдиғанлиқи интайин ениқ. бирақ униң хитайға болған қариши тирамп йаки җумһурийәтчиләрниң қаришиғиму  охшимайду. байденниң дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси сулливан: «хитай билән бирликтә йашаш» формуласиниң ташқи сийасәтниң асаслиқ линийәси икәнликини тилға елиши, байденниң хитай билән җедәл қилишниң орниға мурәссәлишип, хитайни өзгәртиш сийаситини йолға қойалайдиғанлиқини көрситип бериду. лекин байденниң иқтисадқа мунасивәтлик мәсилиси пәқәт хитайла әмәс. ковид-19 йуқуми сәвәб болған иқтисадий вәзийәт байденни иқтисадий сийасәттә болишиға аварә қилидиғандәк қилиду.

байдинниң төтинчи муһим иши, хәлқара қанун вә қаидә – интизамларни асас қилған либерал түзүмни бәрпа қилиш. бу җәһәттә хәлқаралиқ өлчәмләрни қайтидин тикләп, америка рәһбәрликиниң йоқалған образини түзәшкә тиришидиған бир сийасәт бәлгиләйдиғанлиқини ейталаймиз.  бу мәқсәт йәр шари системисини сақлап келиватқан хәлқаралиқ қаидә – қанунлар асасида американиң йеңи тәртипләрни орнитишини тәқәзза қилиду. буниң үчүн американиң техиму көп иттипақдашларға еһтийаҗи бар.

«бу төт түврүк американиң хәлқара системиға қайтип келишини ишқа ашураламду?» дегән соал интайин муһим. байдинниң тирамптин тапшурувалған харабилиқи вә дунйа сийаситиниң өзгиришчан характери буни әмәлгә ашурушниң интайин қейин икәнликини көрситип бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر