асманлардики вә земиндики һәммә нәрсә аллаһниң мүлкидур

капирла бу дунйани ахирәттин артуқ көриду, (кишиләрни) аллаһниң йолидин (йәни ислам динидин) тосиду, аллаһниң йолиниң әгри болушини тиләйду, улар (һәқтин) йирақ болған гумраһлиқтидур.

1518449
асманлардики вә земиндики һәммә нәрсә аллаһниң мүлкидур

асманлардики вә земиндики һәммә нәрсә аллаһниң мүлкидур

түркийә авази радийоси: ибраһим сүриси, 1 – 5 – айәтләр.  наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

 әлиқ. лам. ра. (бу қуран шундақ) китабтурки, (и муһәммәд!) уни саңа кишиләрни пәрвәрдигариниң изни билән қараңғулуқтин (йәни куфридин) йоруқлуққа (йәни иманға) чиқиришиң үчүн, ғалиб, (һәммә тилларда) мәдһийиләнгән аллаһниң йолиға (башлишиң үчүн) назил қилдуқ[1]. асманлардики вә земиндики һәммә нәрсә аллаһниң мүлкидур, қаттиқ азабтин капирларға вай![2]. улар бу дунйани ахирәттин артуқ көриду (кишиләрни) аллаһниң йолидин (йәни ислам динидин) тосиду, аллаһниң йолиниң әгри болушини тиләйду, улар (һәқтин) йирақ болған гумраһлиқтидур[3]. қандақла бир пәйғәмбәрни әвәтмәйли, уни биз өз қәвмигә (аллаһниң шәриитини) байан қилиш үчүн, пәқәт өз қәвминиң тили билән (сөзләйдиған) қилип әвәттуқ, аллаһ халиған адәмни гумраһ қилиду, халиған адәмни һидайәт қилиду (йәни пәйғәмбәрләрниң вәзиписи пәқәт тәблиғ қилиш болуп, һидайәт қилиш иши аллаһниң илгидидур). аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур[4]. биз мусани мөҗизилиримиз билән һәқиқәтән (пәйғәмбәр қилип) әвәттуқ, (униңға дедуқки) «қәвмиңни қараңғулуқтин (йәни куфридин) йоруқлуққа (йәни иманға) чиқарғин, уларға аллаһниң немәтлирини әсләткин». буниңда (балаға) сәвр қилғучи, (немәткә) шүкүр қилғучи һәрбир (бәндә) үчүн әлвәттә нурғун ибрәтләр бар[5].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر