мави (һава рәң) байрақ һәққидә немиләрни билисиз?

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «мави (һава рәң) байрақ һәққидә немиләрни билисиз?» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1445954
мави (һава рәң) байрақ һәққидә немиләрни билисиз?
mavi bayraklı fethiye.jpg
Türkiye mavi bayrak.jpg
TURKIYE MAVI BAYRAK.jpg
MAVI BAYRAK.jpg
mavi bayrak.jpg

түркийәниң 486 данә мави (һава рәң) байрақлиқ су үзгили болидиған деңиз саһилиға игә икәнликини аңлиғанмидиңиз?

мави байрақ – су үзүшкә мувапиқ деңиз саһили вә портларға хәлқара инавәткә игә муһит мукапитидур... бу мукапат пәқәт деңиз саһиллириғила әмәс, портлар вә сайаһәт парахотлириғиму берилиду. мави байрақ, деңиз саһили вә портларниң муһитиға әһмийәт берилидиғанлиқини, муһит еңини өстүрүш йолида паалийәтләрниң өткүзүлгәнликини, деңиз сүйиниң пакизлиқини, деңиз саһили йаки портларниң пайдиланғучиларниң тәләплиригә лайиқ сәплимә вә бихәтәрликкә игә икәнликини көрситиду.

данийәниң пайтәхти копенһагиндики хәлқара муһит маарипи вәхпиниң 2020 – йиллиқ мави байрақ муһакимилириниң нәтиҗилиригә асасән, түркийә, испанийә вә гиретсийәдин қалсила дунйаниң әң көп мави байраққа игә үчинчи дөлити болди... түркийәдә бу йиллиқ мукапатқа лайиқ көрүлгән деңиз саһили 486 ға йәтти, 22 порт билән 7 сайаһәт парахотиму мави байрақ мукапатиға лайиқ көрүлди. түркийәниң мави байрақлиқ деңиз саһиллири вә портлири анталйа, муғла, айдин, измир, баликәсир, истанбул, самсун, чанаққәлә, қирқларәли, коҗаәли, дүзҗә, орду, мәрсин вә ван қатарлиқ вилайәтлиридидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر