түркийә – русийә мунасивәтлири әң қийин күнләрни баштин кәчүрмәктә

күнтәртип вә анализ (08)

1363401
түркийә – русийә мунасивәтлири әң қийин күнләрни баштин кәчүрмәктә

түркийә – русийә мунасивәтлири әң қейин күнләрни баштин кәчүрмәктә

түркийә русийә мунасивәтлири әң қийин күнләрни баштин кәчүрмәктә

(мурат йешилташ)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә силәргә «түркийә русийә мунасивәтлири әң қейин күнләрни баштин кәчүрмәктә» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

түркийә русийә мунасивәтлири тарихий нуқтидин қариғанда көп егиз пәсликләрни баштин кәчүрүп кәлди. соғуқ уруш мәзгилидики икки дөләт мунасивәтлирини анчә йахши дегили болмайду.  түркийә гәрчә 1964йили түркийә америка мунасивәтлиридә йүз бәргән қорал ембаргоси киризисидин кейин совит иттипақи билән йеқинлишиш сийасити йолға қойған болсиму, нәтиҗилик болмиған иди. соғуқ уруш ахирлашқандин кейин совит иттипақиниң вәйран болуши, русийә билән түркийә оттурисидики мунасивәтләрни йахшилашқа пурсәт йаритип бәргән болисиму, балқанлар, қара деңиз вә кавказ линийәсидә йүз бәргән ишлар вә кирзислар буниңға тосалғу болди. бу мәзгилдә һәр икки дөләт соғуқ уруштин кейинки йеңи дунйа системисида өзлиригә йеңи йол издәш билән болуп кәткән болғачқа өзара мунасивәтләрни тәләп қилинған сәвийәгә йәткүзүш мумкин болмиған иди.

төвәндә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил ташниң мәсилигә мунасивәтлик анилизини диққитиңларға сунимиз:

 

***** *** **** **** **

2000йиллириға кәлгәндә түркийә билән русийә техиму реалистик асасқа игә мунасвәтләрни орнитишқа тиришти. русийә түркийәни өзигә нисбәтән рәқиб дөләт дәп қарсиму, енергийәдин содиғичә нурғунлиған саһәләрдә һәмкарлишишқа тегишлик бир шерик қатарида көрүшкә тиришти.  түркийә болса, русийәниң чоң қошна болиши, тәбиий газ җәһәттә русийәгә еһтийаҗлиқ болғанлиқи вә райондики геополитикилиқ мәсилиләрдә һәл қилиш чариси мәркәзлик сийасәт йолға қойуш мәқситидә, русийә билән йеқин мунасивәт орнитишни таллиди. нәтиҗидә түркийә русийә оттурисида нурғунлиған саһәләрдә шериклик вә һәмкарлиқлар орнитилип, йеқинлишиш мәзгили оттуриға чиққан болди.

лекин сүрийә киризисиниң йүз бериши, икки дөләтни икки басқучта рәқибләргә айландурди. кейинки басқучларда болса, бирликтә хизмәт қилалайдиған нуқтиларға кәлди. дәсләптә 2015йилида түркийә һава саһәсигә суқунуп киргән бир русийә айропиланиниң түркийә тәрипидин етип чүшүривитилиши, икки дөләт оттурисида чоңқур бир кризисниң пәйда болишиға сәвәб болди.  2016йилида өзара елип берилған дипломатийә сийасити нәтиҗисидә, қайтидин бир йаришип қилиш муһити шәкилләнди. шуниңдин бүгүнгә қәдәр түркийә билән русийә оттурисида истиратегийәлик әһмийәткә игә бир йеқинлишиш давамлашмақта. бирақ йеқинқи айларда русийәниң сүрийәдики өктичиләрниң ахириқи қәләлиридин бирси болған идлибдә әсәд қисимлириға қилған йардими вә өзи бивастә елип барған һава һуҗумлири, түркийә русийә мунасивәтлириниң қайтидин көздин кәчүрилишигә сәвәб болди.

түркийә русийә мунасивәтлири әлвәттә йалғуз сурийә биләнла чәклик әмәс. русийә идлиб мәсилисидә түркийәниң сочи келишимидә үстигә алған мәсулийитини орундимиғанлиқини илгири сүрмәктә вә идлибтики радикал унсурларни йоқутуш ишини өзи бир тәрәп қилмақчи болмақта. түркийә болса, мәзкур мәсулийитини ада қилиши үчүн әсәд қисимлириниң һуҗумлирини тохтитиши керәкликини илгири сүрмәктә. чүнки һуҗумлар тохтимиғучә түркийәниң идлибтә утуққа еришәлиши анчә мумкин әмәс.

бу әһвал русийә вә түркийә оттурисида йеңи бир киризисни пәйда қилиши вә икки дөләт оттурисидики йеқинлишишму қатмал бир вәзийәткә кирип қилиши мумкин.

**** **** **** ***** ***** ***

түркийә һөкүмити мунасивәтләрниң қайтидин бир киризисқа петип қалмаслиқи үчүн һәр икки дөләтниң ортақ мәнпәәтлирини бәкрәк тәкитлимәктә. буларниң алдинқи қатарида икки дөләтни йеқинқи мәзгилдә һәммидин бәк бир биригә йеқинлаштурған «S 400» башқурулидиған бомба мудапиә системиси бар. түркийә американиң етиразлириға писәнт қилмастин русийәдин «S 400» башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетивелип, русийә билән болған мунасивәтләргә қанчилиқ зор әһмйәт бәргәнликини намайан қилдим дәп қаримақта һәмдә йәнә, түркийә билән русийә оттуриисида, мудапиә санаити саһәсидә ишқа ашурулидиған шерикликләрниму тилға алмақта.

йәнә бир тәрәптин икки дөләт түркийәниң йадро енргийә еһтийаҗини қамдаш мәслиисидиму шерик лайиһәләрни ишқа ашурмақта вә русийә бу лайиһә арқилиқ йадро енергийә җәһәттики өз қабилийитини испатлашни халимақта. бу икки шериклик өз нөвитидә йәнә, русийәниң начарлашқан иқтисадиға пайдилиқ һәссә қошмақта. енергийә саһәсидиму икки дөләт гойа бир биригә муһтаҗдәк көриниду. түркийә русийә тәбиий газиниң әң муһим хиридарлиридин бирси болуш алаһидилики биләнму өзгичә қиммәткә игә. буниңдин башқа йәнә русийә газиниң йавропаға йәткүзүлишидиму түркийә истратегийәлик муһим әһмийәткә игә бир дөләт.  қисқиси, икки дөләт бир - биригә толиму еһтийаҗлиқ бир әһвал мәвҗут. түркийә русийәлик сйаһәтчиләргә нисбәтән баһаси әрзан бир тәтил җәннити һесабланғандәк түркийәниң сайаһәт саһәсигә нисбәтәнму русийәлик сайаһәтчиләр сан җәһәттин 1орунда туруп кәлмәктә. 

сүрийә мәсилисидә һәрқанчә икки актийорниң чүшнишмәсликлири болған тәқдирдиму, әң муһим ортақ мәнпәәтләрдин бирси шуки, түркийә болмиған бир дипломатик тиришчанлиқта, русийә гәрчә һәрбий зәпирини елан қилған әһвалдиму, сийаисй җәһәттин сүрийәдә узун муддәтлик бир муқимлиқини ишқа ашуралиши анчә мумкин әмәс. идлибта техиму көп пуқраниң җенидин айрилишиға сәвәб болуш шундақла йәрлик хәлқләрни өй маканлиридин айрип, түркийәгә қечишқа мәҗбурлаш һәргизму әқилгә уйғун бир истратегийә әмәс. дәл әксичә русийәгә техиму көп бәдәл төләткүзүши мумкин.

йеқинқи һәптиләрдин буйан америка бу әһвални бир пурсәт билишкә башлиди вә идлибта түркийә русийә йеқинлишишини бузуп ташлайдиған бәзи һәрикәтләрни қилмақта. шуңа, америка әң йуқири сәвийәдә байанат елан қилип, идлиб мәсилисидә түркийәниң йенида болидиғанлиқини җакарлиди.

әгәр түркийә билән русийә идлиб мәсилисидә бирәр чүшиниш һасил қилалмиса, түркийә русийә оттурисида йеңи бир йирикчилик оттуриға чиқиши вә йеқинқи йиллардин буйан шәкилләнгән йеқинлишиш тәтүргә айлинип кетиши турғанла гәп. идлиб бу вәҗидинму түркийә русийә мунасивәтлириниң әң муһим имтиһанлиридин бирси вә анчә асан һәл болидиғандәкму қилмайду. русийәниң түркийә билән болған истратегийәлик мунасивәтлирини давамлаштуралиши үчүн идлибта һәддидин ашқан тәләпләрдин ваз кечиши вә әсәд қисимлириниң һуҗумлирини балдуррақ тохтитиши лазим.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر