дунйа кишилик һоқуқ күни

бүгүн 12 - айниң 10 - күни, йәни дунйа кишилик һоқуқ күнидур.

1320597
дунйа кишилик һоқуқ күни

бүгүн дунйа кишилик һоқуқ күнидур. пүткүл инсанийәтниң әркин вә баравәр болидиғанлиқи чүшәнчисигә асасән, б д т омумий кеңиши 1948-йили 10-декабирда бу күнни дунйа кишилик һоқуқ күни қилип бекитти. түркийә 1949-йили апрелда бирләшкән дөләтләр тәшкилати қурулуш әһдинамисини имзалиди. 1949-йилдин буйан түркийә һәр йили 10- декабирни кишилик һоқуқ күни сүпитидә тәбрикләп кәлди. кишилик һоқуққа болған тонушниң өсүши нәтиҗисидә кишилик һоқуқ күни дунйаниң һәр қайси җайлирида тәбриклинидиған һаләткә кәлди, 2-дунйа урушида һавайи-һәвәслириниң кәйнигә кирип кәткән диктаторларниң дунйани һалакәт йолиға башлиши, уруш, сүргүн, ирқий қирғинчилиқ вә қәтлиамларниң йүз бериши қатарлиқ паҗиәлик һадисиләр нәтиҗисидә, хәлқара җәмийәт инсан инсан болғанлиқи үчүн бәзи һәқ-һоқуқларға игә болуши керәклики зөрүрийини чоңқур тонуп йәтти.  күнимиздиму кәң көләмлик урушлар йүз бәрмисиму ирақ, сүрийәгә охшаш җайларда мәйданға кәлгән тоқунушларға б д т ға охшаш хәлқара тәшкилатлар хатимә беришкә тиришмақта. дунйаниң қандақ йеридә болуштин қәтийнәзәр тоқунуш, қалаймиқанчилиқ вә терроризим сәвәб болуватқан һәр қандақ кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлириниң бурунрақ түгишини арзу қилимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر