ислим кавипи

«ислим кавипи» етиш усули.

1298889
ислим кавипи

ислим кавипи

түркийә авази радийоси: түрк таамлири дегән һаман адәмниң көз алдиға алди билән «кавап» келиду. кавап түрк таамлириниң төридин орун алиду. шуни тәкитләш һаҗәтки, түрк таамлири пәқәт каваптинла тәштил тапмайду.  чүнки көктатлар вә пурчақ түридикиләрму түрк таамлири арисида муһим орунни игиләйду.

 бүгүнки пирограммимизда,  «түркийәниң йемәкликшунаслиқ пайтәхти» дәп билинидиған газиантәп шәһиригә аит бир таам болған, педигән вә гөш билән етилидиған  «ислим кавипи» етиш усули һәққидә мәлумат беримиз.

«ислим кавипи» етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • 4  - данә педигән
  • бир истакан су йеғи
  • 4 данә кичик йопурмақлиқ пәмидур
  • икки данә көкмуч
  • 500 гирам қийма
  • бир данә рәндиләнгән пийаз
  • 4 қошуқ ақ ун
  • икки чиш езилгән самсақ
  • бир данә тухум
  • йерим қошуқ туз
  • йерим қошуқ қизилмуч
  • йерим қошуқ зирә
  • йерим қошуқ қаримуч

қийами үчүн

  • икки қошуқ йағ
  • икки данә рәндиләнгән пәмидур
  • бир чиш езилгән самсақ
  • йерим истакан қайнақ су
  • йерим қошуқ туз
  • йерим қошуқ қаримуч

«ислим кавипи» етиш усули төвәндикичә:

  • алди билән пости сойуветилгән педигәнләрни иттик бир пичақ билән узун – узун қилип 4 парчә һалитидә тилиң. андин аччиқиниң чиқиши үчүн йерим саәттәк тузлуқ суда қойуң.
  • бу арилиқта, қиймини арилаштуруш қачисиға қойуң.
  • рәндиләнгән пийаз, тухум, ақ ун, бир данә езилгән самсақ, йерим қошуқ туз, йерим қошуқ қизилмуч, йерим қошуқ зирә, йерим қошуқ қаримуч қатарлиқларни илавә қилиң, андин барлиқ материйаллар бир - биригә обдан арилашқанға қәдәр тәхминән 10 – 15 минут әтрапида йоғуруң.
  • йоғурулған қиймидин алқиниңизда йумилақлап, 8 данә топ қилип түгүң.
  • бу топларни икки қошуқ йағ  төкүлгән қазанда алди – кәйнини өрүп, пишуруң.
  • тузлуқ суда дәмләнгән педигәнләрниң сүйини сүзүп, мол миқдардики суда йуйуң.
  • үстини қәғәз лөңгә билән, йаки рәхт лөңгә билән сүртүп қурутуң.
  • қазанға 2 – 3 истакан йағ төкүп, қизитиң.
  • педигәнләрни бу йағда таки рәңги өзгәргәнгә қәдәр қоруң. андин артуқ йеғини йәнә қәғәз лөңгә билән елиң.
  • қизилмучларни төткә, пәмидурларни иккигә бөлүң.
  • икки данә қизарған педигәнни үсти – үстиләп тәхсигә қойуң. андин оттура қисмиға бир данә қизарған қийма топини қойуп, үстини йепиң. үстигә бир парчә көкмуч билән пәмидурни йәрләштүрүң. қалған қийма топлириниму шундақ қилиң.
  • икки қошуқ йағни кичик бир қийам қазинида исситиң.
  • рәндиләнгән пәмидур, бир данә езилгән самсақ, йерим қошуқ туз, йерим қошуқ қаримуч илавә қилиң. андин һәммиси билән бирликтә 4 – 5  минут әтрапида пишуруң, арқдин очақтин елиң.
  • тәййарланған бу қийамни дохупкиниң пәтнусидики педигәнләрниң үстигә төкүң.
  • таамиңизни алдин исситилған 180 гирадуслуқ дохупкида 30 минут әтрапида пишурғандин кейин истемал қилсиңиз болиду.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر