технологийә вә күлтүр

қайси технологийәгә еһтийаҗимиз бар?

1263456
технологийә вә күлтүр

технологийә вә күлтүр

түркийә авази радийоси: технологийә елинса, мәдәнийәтму елиниши керәкму?

түркийә вә ислам дунйасида, мәдәнийәт, күлтүр вә технологийә қатарлиқ аталғулар һәмдә бу аталғуларни қандақ бир тәрәп қилиш мәсилиси уда икки әсирдин буйан қаттиқ талаш – тартиш қилинип кәлмәктә. болупму технологийәгә мунасивәтлик талаш – тартишлар йеқинқи мәзгилдә әң йүксәк сәвийәгә йәтмәктә. технологийәниң пәқәт технологийәдинла ибарәт әмәслики, технологийә билән күлтүрниму өз ичигә алған көплигән нәрсиләрни өз ичигә алидиғанлиқи, шуңа технологийәдин йирақ туруш лазимлиқиға алақидар қарашлар илгири сүрүлмәктә.

ғәрбтин немә елиш керәк?

алди билән, талаш – тартишларниң йеңи вә пәқәт технологийәгила аит әмәслики һәққидә әскәртиш берәйли. бу һәқтики талаш – тартишлар асаслиқи ғәрбтин немә елиниши/елинмаслиқиға даир талаш – тартишларниң давамидур. бу мәсилә османли империйәси дәвридә, маддий – әхлақй җәһәттин алға илгириләш_(сәид һәлим паша), һарис мәдәнийити (зийа гөқалп), һәқиқий мәдәнийәт – сәнәт мәдәнийити (җалал нури) қатарлиқ еқимлар һәм аталғулар арқилиқ охшимиған йазғучилар тәрипидин қаттиқ талаш – тартиш қилинған.

талаш – тартишларниң даирисини акифниң муну шеирида бәлгиләп бәргәнликини ейтиш мумкин:

« әҗнәбийниң илмини һәм сәнитини өгиниң

бу һәқтә тиним тапмай тиришчанлиқ көрситиң

чүнки илим - сәнәтсиз йашаш мумкин әмәс

чүнки илим – сәнәтсиз милләтниң истиқбали парлақ әмәс»

мәшрутийәт дәвридәики бәзи түркчилик еқимиға мәнсуп мутәпәккурларниң, болупму исламчи мутәпккурларниң позитсийәлирини, ғәрбниң илмини өгиниш, әмма ғәрбниң әхлақи вә өзигә хас күлтүрини қобул қилмаслиқ тәриқисидә хуласиләш мумкин.

кейинки мәзгилләрдә акиф вә башқилири ғәрбни тоғра чүшәнмәслик билән тәнқид қилинған. мән бу һәқтә акиф наһәқ тәнқидкә учриған, дәп қараймән. чүнки  мениңчә, акиф төвәндики тәнқидләрни мөлчәрлийәлмигән.

технологийә – күлтүр мунасивәтлири

технологийә шу технологийәни нуқсансиз ишләпчиқарған бир милләтниң асаслиқ күлтүрини әкс әттүриду. инсанни қайтидин йаритиш мәқситидә  лайиһәләп чиқилған зеһин технологийәсигә шу технологийә тәәллуқ болған күлтүрдин айрип қараш мумкинму? мениң көздә тутуватқиним ғәрб күлтүри әмәстур. чүнки бу технологийәләр хитайда ишләпчиқирилғинидәк, ғәрб әллиридиму ишләпчиқирилиду.

дәрвәқә, пәқәт дүшмән армийәлиринила әмәс, ташланған районлардики йүз миңларчә пуқрани, өсүмлүкләрни, җанлиқларни йоқ қиливетидиған, кәлтүрүп чиқарған вәйранчилиқлири сәвәбидин ташланған җайларни һечнемә үнмәйдиған һалға кәлтүрүп қойидиған атом бомбисиға шу атом бомбисини йапонийәгә ташлиған идеологийәдин мустәқил һалда қараш мумкинму?

бу аңға қарита қануни султан сулайманниң қаришини, охшимиған бир технологийә – күлтүр мунасивитигә мисал кәлтүрүш мумкин. қануни султан сулайман османли империйәси сарийиниң бағчисидики чөмүлиләрниң дәрәхләрни кочилап қурутуветишидин көңли йерим иди, шундақтиму, чөмүлиләрму җанлиқлардин болғанлиқи үчүн, бу мәсилә һәққидә бир шеир арқилиқ шәйхулислам әбуссууд әпәндидин мундақ пәтива сорайду:

«чөмүләр мевилик дәрәхләргә қонувалған һаман

чөмүлиләрни миҗиветиш хатамидур?»

әбуссууд әпәндиниң йәнә қануни султан сулайманға шеир арқилиқ бәргән муну җаваби, гойа охшимиған бир технологийә – күлтүр мунасивитигә қарита наһайити рошән һалда берилгән җавабтур:

«йарниң һәққи сарайға кәткән чағда

чөмүлиму һәққини сулаймандин алур»

һәр икки қарашқа асасән ройапқа чиқирилидиған технологийә вә бу технологийәниң инсанийәткә көрситидиған тәсири әлвәттә пәрқлиқ болиду.

технологийә билән йетип кәлгән өз миллитигә йатлишишму җиддий ойлинишқа тегишлик бир мәсилидур.

ундақта, қайси технологийәгә еһтийаҗимиз бар?

технологийәниң шәк – шүбһисиз һалда күлтүр билән мунасивити бар болуш билән бир вақитта, охшимиған күлтүрләр тәрипидин ишләпчиқиридиған технологийәләрниң һәммиси зийанлиқ, дәп қараш, әқил һәм мәнтиққә уйғун әмәс. һәрбир күлтүр күндилик һайатниң адәттин ташқири дәриҗидә еқиши ичидә өз еһтийаҗлирини қамдайдиған технологийәлик лазимәтликләрни ишләпчиқириду. неминиң еһтийаҗлиқ икәнлики һәққидә муһакимә елип бериш мумкин. лекин инсанниң еһтийаҗлирини охшимиған күлтүрләр арқилиқ қамдиғили болмайду, дейиш мумкин әмәс. шу вәҗидин, күндилик һайатта һәрбир күлтүрдин болған инсан охшаш технологийәләрни ишләтмәктә.

бу нуқтидин елип ейтқанда, охшимиған күлтүрләрдә ишләпчиқирилған технологийәләрни пүтүнләй рәт қилишқа болмайду.

«билим хитайда болсиму берип, өгиниң.» «һекмәт мөминниң йитүк мелидур.» дүшмәнлириңларниң қорал – йарағлири билән қораллиниңлар.» «күчлүк мусулман аҗиз мусулмандин көп йахшидур» қатарлиқ һәдисләр бизгә технологийә мәсилисидә һәм һушйар/ диққәтлик болушимиз һәм җәңгивар / әң йахшишини таллап иш көрдииған болушимиз тоғрулуқ тәвсийәләрдә болмақта. технологийә мәсилисидә актипчанлиқ билән издинишмизниң зөрүрлүкини әскәртмәктә. дүшмәнләрниң қорал – йарағлири билән қораллиниш, бир мусулманға нисбәтән, «башқа бир дөләткә атом бомбиси ташлаш» дегән уқумни билдүрмәйду. «технологийәләрни өгинишкә, сетивелишқа болиду» дәп қарайдиғанларму бундақ қилишни тәвсийә қилмиса керәк?



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر