айран аши чорбиси

«айран аши чорбиси» етиш усули.

1257759
айран аши чорбиси

айран аши чорбиси

түркийә авази радийоси: қетиқ түрк таам мәдәнийитидә алаһидә орун тутиду. сиз қетиқниң дунйаға түркләрниң васитиси арқилиқ тарқалғанлиқини, һәтта «қетиқ» ибарисиниң көплигән тилларға түрк тилидин киргәнликини биләмсиз? дунйада 19 – әсирдин етибарән кәң омумлишишқа башлиған бу мислисиз узуқ, түрк ашханилирида қанчә әсирләрдин буйан ишлитилмәктә. әлвәттә түрк ашианилирида қетиқ билән бирликтә етилидиған таамларниң түри наһайити көптур. булардин бири «айран аши чорбиси» дур.  бүгүнки пирограммимизда, «айран аши чорбиси» етиш усули һәққидә мәлумат беримиз.

«айран аши чорбиси» етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • 1 йерим истакан ноқут
  • бир истакан буғдай
  • 3 истакан қетиқ
  • 5 истакан су
  • бир татлиқ қошуқи қуруқ йаки һөл пиннә
  • туз
  • қаримуч

«айран аши чорбиси» етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • буғдай билән ноқутни бир кечә илгири суға чилап қойуң.
  • әтиси күни суни төкүп, буғдай билән ноқутни йуғандин кейин, үстигә су қойуп, қайнитиң.
  • қайниғандин кейин, отни бираз пәсәйтип, буғдай билән ноқут таки йумшиғанға қәдәр пишуруң.
  • пишқан чағда отни өчүрүп, буғдай билән ноқутниң соғушини күтүң.
  • қетиқни туз вә қаримуч билән бирликтә қочилаң.
  • соғуған буғдай билән ноқутқа қетиқни илавә қилип, арилаштуруң, андин тоңлатқуға селиң.
  • соғуған чағда, үстигә қуруқ йаки һөл пиннә, вәйаки қарикөз бәдийан сепип, истемал қилсиңиз болиду.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر