15-ийул миллий ирадә күни вә фәтһуллаһчиларниң хийанити

пирофессор доктор қудрәт булбулниң темиға мунасивәлтик анализи

1236794
15-ийул миллий ирадә күни вә фәтһуллаһчиларниң хийанити

15-ийул миллий ирадә күни вә фәтһуллаһчиларниң хийанити

2016-йили 15-ийулда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунди, бу тәшкилат вәқә җәрйанида 253 адәмни шеһит қилип, миңларчә адәмни йариландурди. бу вәһмийлик вәқәниң йүз бәргәнликигә дәл үч болди. түркийәниң хәвпсизлик, истихбарат, әдлийәгә охшаш истратегийәлик орунлириға соқунуп кирип маканлашқан фәтһулаһчи террорлуқ тәшкилати әзалири дөләт органлири, дөләт айропиланлири вә танкилиридин пайдилинип миллитимизни, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси вә җумһур рәислик мәһкмисини бомбардиман қилип, һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунди. вақитниң өтүшигә әгишип фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң түркийә вә дунйаға нисбәтән қанчилик хәтәрлик тәшкилат икәнлики айан болмақта. бүгүнки пирограммимизда, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң хәлқарада пәйда қилған тәһдит вә бу тәшкилатқа қарши елишқа тегишлик тәдбирләр үстидә тохтилип өтимиз.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң хәлқардики орни вә һазирқи әһвали

түркийәгә охшаш хәлқарада актйорлуқ ролини ойнаватқан әлләр чоң дөләтләр тәрипидин йалғуз ташлап қойулмайду. күнимиздә германийә 2-дунйа урушидин кейин өзигә мәҗбурий теңилған түзүм тәрипидин башқурулмақта. түркийәму хели узун мәзгилгичә  вакаләтчи күчләр тәрипидин башқурулди. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати соғуқ мунасивәтләр урушидин кейин түркийәгә мәхсус пәйда қилинған йеңичә вакаләтчи күч һесаблиниду. түркийәниң җуғрапийәси вә тарихиниң узунлуқи нәзәргә елинғанда, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати түркийә үчүн пәйда қилинған район характерлик вакаләтчи күч лайиһәсидур. хамилйонға охшаш өзгирәләйдиған алаһидилики вә һәрқандақ түзүмгә маслишайлайдиған характери болған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вақитниң өтүшигә әгишип хәлқарадиму муәййән тәсир даириси болған күчкә айланғаниди.

15-ийул һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш вәқәсиниң 3-йиллиқида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң түркийәдә пүтүнләй вәйран болуп болмиғанлиқи тоғрисида бәс-муназириләр болуватиду. өзини йошурушқа маһир вә инсанларни алдашқа уста болуп кәткән бир террорлуқ тәшкилати һәққидә ениқ дәлил-пакит болмиғанлиқи үчүн, һазирчә бир нәрсә дейәлмәймиз. шуниси ениқки, бу тәшкилатниң һәқиқий әпт- бәшириси ечип ташланғанлиқи үчүн, түркийәдә тәшкиллик һалда рәзил ишларни пилан қилиш күчи зор дәриҗидә аҗизлиди. түркийәдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға нисбәтән тоғра тонуш шәкилләнди. түркийәдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати буниңдин кейин тәшкиллик һалда рәзил ишларни қилалиши һәқиқәтән тәс, лекин тәшкилат әзалириниң  шәхс сүпитидә қолидин һәр бала келиш еһтималлиқи зор, шуңа һелиһәм бу тәшкилат зор тәһдит һесаблиниду.

йуқирида қәйт қилинғинидәк, вакаләтчи күчләр  түркийәни сийасий җәһәттин  башқурушниң койида йүрүйду. шу сәвәбтин, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға охшаш йеңи вакаләтчи күчләр чиқип туриду. бу тәшкилат һелиһәм хәлқарада зор тәһдит шәкилләндүрмәктә.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, п к к вә даеш қатарлиқлардин хәлқаралиқ күчләр давамлиқ пайдилиниду. күнимиздә урушниң маһийити вә шәкли бурунқидин тамамән пәрқлиқтур. мәсилән, бийологийәлик урушлар вә гени өзгәртилгән қурт-қоңғузларму йеңи уруш түрлири һесаблиниду. п к к вә даешқа селиштурғанда гени өзгәртилгән фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң тәсир даириси техиму күчлүк болуп, бу тәшкилат 150 йилдин көпрәк вақит бизниң ичимиздә һәрикәт қиливатиду. бу тәшкилаттин ташқи күчләрниң истихбарат орунлири пайдилинишқа толиму маһир келиду. бу тәшкилат бийологийәлик қурут-қоңғузлардин пәрқлиқ һалда, ноқул тәбиәт дунйасидила әмәс, соқунуп киргән дөләтниң мәркизи, истихбарат, хәвпсизлик, әдлийә вә истратегийәлик орунлиридиму хели күчлүк вә актип һәрикәт қилиду. йәнә бир тәрәптин, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати паалийәт қиливатқан дөләтләр бу тәшкилатиниң һәққий кимлики вә йүзини билмәйду, бу тәшкилатни хәлқ тәрипидин тәшкилләнгән дини тәшкилат дәп қарайду. бу дөләтләр фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң истихбарат паалийәтлири билән шуғуллинидиғанлиқидинму хәвири йоқ. бу тәшкилат түркийәдә мәғлуб болғандин кейин, түркийәгә қарши туруп келиватқан солчил, п к к вә әрмәни гуруһлар билән тил бириктүрүп түркийәгә зийан селип кәлмәктә.

ундақта қандақ қилиш керәк?

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән һәмкарлишип келиватқан дөләтләрниң истихбарат тәшкилатлири, бу тәшкилатниң хизмәт пирограммисиниң өзлиригә мас һалда ишләйдиғанлиқини вә  бу тәшкилаттин пайдилиналайдиғанлиқини ойливелиши мумкин. лекин фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати бу дөләтләр үчүнму тәһдиттур. өз аилиси, дөлити вә җәмийиитигиму садиқ болмиған бир террорлуқ тәшкилатиниң, башқа бир дөләткә садиқ болушини ойлаш қандақму әқилгә сиғиду?

түркийә 2016-йили 15-ийулда дунйаға һәрбий-сийасий өзгиришкә қандақ қаршилиқ көрситиш керәк? демократийә, миллий ирадә, әркинлик вә җәмийәтни қандақ қоғдаш лазим дегәндәк ишниң қандақ болуши лазимлиқини толуқ көрситип қойди. түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати, йавропа кеңиши вә башқа хәлқарлиқ орунлар билән демократийә, җәмийәт вә әркинликни қоғдаш вә күчәйтиш, шундақла рәсмий йаки аммиви тәшкилатлар билән бу тәҗрибисини ортақлишиш үчүн һәмкарлиқ орнитип, пирограмма түзүп чиқса болиду. һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш вәқәсидин сақ қайтип чиққан түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә һәр йили хәлқара сәвийәдә «15—ийул миллий ирадә» мупакати берилсә болиду.

түркийә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши алақидар дөләтләрдики болупму маарип саһәсидики паалийәтлиригә қарши актип паалийәт елип бармақта. лекин бу тәшкилат нурғун дөләттә истратегийәлик орунни қолға чүшүрүвелиштин башқа, йәнә бәзи дөләтләрни тамамән контрол астиға еливалди. шундақтиму, бу дөләтләр фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң чоқум һәққий маһийитини тонуп йетиш үчүн тиришчанлиқ көрситиши керәк.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши изчил түрдә күрәш қилип кәлмәктә. дөләт органлиримизму башқа дөләт органлириға фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң түркийә үчүнла әмәс, өзлири үчүнму тәһдит икәнлики тоғрулуқ мәлум берип, вақипландуруп туруши лазим. түркийә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға еғир зәрбиләрни бәргән болсиму, адәттики бир кишиниң хурапийлиққа толған бир тәшкилат ичидә қандақ болуп маңқуртқа айланғанлиқи вә батил етиқад билән һәрқандақ рәзил ишни қилидиған нуқтиға барғанлиқи тоғрулуқ әтраплиқ илмий хизмәт техи ройапқа чиқмиди. шундақла бу тәшкилатқа кирип қалғанлар үчүн анти-вирус пирограммиси түзүп чиқилғини йоқ. һәрқайси дөләтләрдики алий мәктәпләр, тәтқиқат вә чүшәнчә орунлири, билим вә дин инсанлири бир йәргә җәм болуп, үнүмлүк бир пилан вә пирограмма түзүп чиқса болиду. түркийәдики алий мәктәпләр вә чүшәнчә орунлири, болупму фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати актип һәрикәт қиливатқан дөләтләрдики дөләт орунлири билән ортақ доклат, паалийәт вә йиғинларни орунлаштуруп, тәҗрбийә алмаштурса болиду.  

бизгә охшиған җәмийәтләр бир ишларни унтуп қелишқа аранла туримиз. бундақ вәһимийлик һадисиләрниң қайта йүз бәрмәслики, тәҗрибиләрниң кейинки әвладларға йәткүзүлүши үчүн түрлүк паалийәтләр елип берилиши лазим. бу даиридә «15-ийул миллий ирадә күни» дә шеһит болғанларниң йуртлирида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәққий әпт - бәширини ечип беридиған музейлар қурулуп, көзгәзмиләр орунлаштурулуши керәк. бу музейлар вә көргәзмиләрдә хәлқниң көрсәткән қәһриманлиқлири, қисқичә һайат һекайилири, шәхсий буйумлири, йеқин-йоруқлириниң һесийатлири намайән қилинса болиду. һәтта чәт әлләрдиму буниңға охшаш паалийәтләр елип берилиши лазим. болупму түркийәниң башқа дөләтләрдики әлчихана вә консолханлирида бу һәқтә көргәзмә елип берилса болиду. чәт әлдин кәлгәнләрни бу хилдики музейларни екскурсийә қилдуруш үчүн хизмәт ишлиниши лазим.

түркийә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати түпәйли зор бәдәлләрни төлиди, шеһит бәрди, тарихидики әң рәзил бир тәшкилат тоғрулуқ чоңқур тонушқа вә тәҗрибигә игә болди. бу тәшкилатқа еғир зәрбиләрни берип һалсиратти. йуқирида қәйт қилинған паалийәтләр түркийә үчүнла әмәс, инсанийәт үчүнму зөрүр болған паалийәтләр һесаблиниду. түркийә бу тәшкилат сәвәбидин төлигән бәдәлни башқа дөләтләрму төлимисун, бу тәшкилатиниң хийанитини башқа дөләт баштин өткүзмисун, дәп зор тиришчанлиқ көрсәтмәктә. түркийәниң тиришчанлиқини достлиримиз вә алақидар дөләтләр тонуп йетип, еғир бәдәлләрни төлимәсликини үмид қилимән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر